Мутәхәссисләр хитайни пиланлиқ туғут сияситидин ваз кечишкә чақирди

Мухбиримиз әркин
2015.12.03
pilanliq-tughut-ikki-perzentlik.jpg Хитай аниниң қошкезәк балилирини бағчида ойнитиватқан көрүнүши. 2015-Йили 30-өктәбир.
AFP

3‏-Декабир америка дөләт мәҗлиси гуваһлиқ бериш йиғини чақирип, хитай йеқинда елан қилған икки пәрзәнтлик түзүмигә қарап чиқти. Йиғинида гуваһлиқ бәргән бәзи мутәхәссис вә паалийәтчиләр 2 пәрзәнтлик түзүмниң хитай дуч кәлгән иҗтимаий мәсилиләргә чарә болалмайдиғанлиқини билдүрүшти.

Америка дөләт мәҗлисиниң хитай ишлар комитетида чақирилған мәзкур йиғинда, хитайниң 2 пәрзәнтлик пиланлиқ туғут сияситиниң тәсири, униң хитай җәмийитидики җинси тәңпуңсизлиқ, аяллар саламәтлики, кишилик һоқуқ, әмгәк күчи йетишмәслик, адәм әткәсчиликиниң күчийиши қатарлиқ иҗтимаий мәсилиләрни һәл қилишқа қандақ тәсир көрситидиғанлиқи әтраплиқ оттуриға қоюлди.

Йиғинда америка авам палата әзаси роберт петтингер хитайниң пиланлиқ туғут сиясити кишилик һоқуқ вә аялларниң саламәтликигә еғир бузғунчилиқ қиливатқанлиқини илгири сүрди.

Роберт петтингер мундақ дәйду: хитайниң нопус контрол сиясити һәммигә тонушлуқ бир дәпсәндичилик. Бу сиясәт пәвқуладдә қәбиһ. Биз шуниңға ишинимизки у дунядики әң системилиқ вә әң қаттиқ иҗра қилинидиған, аялларға еғир мәниви, җисманий бузғунчилиқ салидиған сиясәт.

Хитайниң дөләтлик вә өлкилик пиланлиқ туғут қаидә -қанунлирида хитай пуқралириниң қачан, қандақ вә қанчилик вақитта балилиқ болуши көрситип берилгән. Хитай йәрлик пиланлиқ туғут даирилириниң мәҗбури һамилә чүшүрүш, туғмас қилиш, туғутни контрол қилиш әсваблирини мәҗбури теңиш, пәқәт қанунлуқ туғулған балиларғила нопус бериш қатарлиқ һәрикәтләр арқилиқ кишилик һәқләргә еғир хилаплиқ қиливатқанлиқи хәвәрләрдә чиқти.

Авам палата әзаси петтирниң көрситишичә, хитайниң бу йил 11‏-айда бир пәрзәнтлик пиланлиқ туғутни бикар қилип, 2 пәрзәнтлик пиланлиқ туғутни йолға қоюши, униң өз хаталиқини етирап қилғанлиқини көрсәтсиму, бирақ бу йетәрлик әмәс.

Йиғинда, америка интерпрайз институтиниң тәтқиқатчиси, доктор николас аберстат болса 2 пәрзәнтлик түзүм йолға қоюлуши хитайда пиланлиқ туғут сияситиниң ахирлашқанлиқини көрсәтмәйдиғанлиқини билдүрди.

Николас аберстат мундақ деди: бир пәрзәнтлик түзүмгә хатимә берилиши, мәҗбури пиланлиқ туғут контроллуқиниң ахирлашқанлиқини көрсәтмәйду. Бу сәл қарашқа болмайдиған наһайити һалқилиқ бир пакит. Хитай һөкүмити өзиниң нопус контрол аппаратлириниң мәшғулатини тохтатқини йоқ. Бейҗиң ата-аниларға қанчә пәрзәнтлик болушни дөләт бекитип бериш һоқуқини давамлиқ йүргүзүватиду.

Хитай коммунистик партийәси буни ата-аниларниң ихтияриға қоюветиш орниға чәклимини давамлиқ сақлап қалди. Барлиқ бешарәтләрдин қариғанда, баям башқилар ейтқан нормидин артуқ һамилидарлиқни җинайи қилмишлаштуруш, аниларниң ирадисигә хилап һамилә чүшүрүш қатарлиқ еғир кишилик һоқуқ бузғунчилиқлириниң мәнбәси хитайниң пиланлиқ туғут сияситидур.

Хитай компартийәси бу йил 29‏-өктәбирдә өзиниң бир пәрзәнтлик пиланлиқ туғут сияситини өзгәртидиғанлиқини елан қилған. Хитай дөләтлик пиланлиқ туғут комитети мәзкур сиясәтни муәййәнләштүрүп, “у әмгәк күчини зорайтип, нопусниң қериши пәйда қилған бесимни йениклитиду. Иқтисадниң изчил вә сағлам тәрәққиятиға пайдилиқ” дегән.

Хитай һөкүмәт статистикисидин мәлум болушичә, һазир хитайда 65 вә униң юқири яштики кишиләр омумий нопусниң 10% тәшкил қилиду. Лекин һесаблашларға қариғанда, яшанғанларниң нисбити 2027 йили 15% кә, 2035 йилиға барғанда 20% кә йетидикән.

Йиғинида америка нопус тәтқиқат институтиниң рәиси стевин мошур, хитай җәмийитиниң җиддий қерилишишқа қарап кетиватқанлиқини әскәртип, пиланлиқ туғут сиясити хитайниң әмгәк күчи базириға қаттиқ тәсир қилидиғанлиқини билдүрди.

У мундақ дәйду: өткән 2 йилда хитайда әмгәк күчи азайди. Дунядики нопус көп дөләттә бу әһвалниң йүз бериши аҗайип әһвал. Өткән йили йошурун әмгәк күчи 3 милйон 700 азайған. Бу асасән 4 милйон дегәнлик. Бу сан хитайниң өлчимидин қалғандиму хели зор сан. Шуниң билән биргә, 60 үстидики кишиләрниң санида партлаш болған. Б д т ниң пәрәз қилишичә, 2050‏-йили 60 яшниң үстидикиләр бир һәссә көпийип, пенсийә йешидикиләр 437 милйонға йетиши мумкин.

Доктор стевин мошур, бу хитайниң давалаш, иҗтимаий параванлиқ суғурта системиси қатарлиқларға еғир бесим елип келидиғанлиқини әскәртти.

Чеграсиз аяллар һоқуқ тәшкилатиниң рәиси регий литилҗон ханим пәйшәнбә күнки йиғинда гуваһлиқ бәргән паалийәтчиләрниң бири. Униң көрситишичә, икки пәрзәнтлик пиланлиқ туғут сияситидә бир пәрзәнтлик сиясәткә охшашла аяллар давамлиқ бузғунчилиққа учрайдиған болуп, униң һечқандақ пәрқи йоқ икән.

Литилҗон ханим мундақ дәйду: икки пәрзәнтлик сиясәт бир пәрзәнтлик сиясәт кәлтүрүп чиқарған мәҗбури һамилә чүшүрүш, мәҗбури туғмас қилиш вә һамилә қиз болса чүшүрүветип, оғул болса елиштәк кишилик һоқуқ бузғунчилиқлириға хатимә берәлмәйду. Мәҗбурлаш вә контрол қилиш бир пәрзәнтлик пиланлиқ туғут сияситигә охшаш 2 пәрзәнтлик пиланлиқ туғут сияситиниң негизи.
Худди чен гуаңчең (кишилик һоқуқ паалийәтчиси) ейтқандәк һечқандақ өзгириш болмайду. Бурун хитай компартийәси бирдин артуқ туғулған һәр қандақ балини өлтүргән болса, һазир иккидин артуқ туғулған һәрқандақ балини өлтүриду.

Йиғинда авам палата әзаси роберт петтингер мәҗбури нопус контрол қилиш сиясити хәлқара кишилик һоқуқ өлчәмлиригә хилап болупла қалмай, охшашла хитайниң мәнпәәтигә хилаплиқини агаһландурди.

Пттенгер мундақ деди: бу сиясәт униң нопусиниң қеришини күчәйтип, әмгәк күчиниң азийишини, зор бир түркүм яшларниң аилә қуралмаслиқ мәсилисини пәйда қилди. Әгәр у давамлиқ нопусни контрол қилиш сиясити йүргүзсә, у ялғуз хәлқара кишилик һоқуқ өлчәмлиригә хилап әмәс, бу униң өзиниң мәнпәәтигә хилап.

Бирақ хитай һөкүмити өзиниң 35 йиллиқ пиланлиқ туғут сиясити 400 милйон балиниң аз туғулушиға ярдәм қилип, хитайда нопус партлашниң алдини алғанлиқи, буниң йәр шари нопусини контрол қилиш, хитайда намратлиқни азайтип, иқтисади тәрәққиятни алға сүрүш ишлирида зор рол ойниғанлиқини илгири сүрүп кәлди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.