Қазақистанниң ташкәнсаз мәһәллисидә яш путболчилар мусабиқиси өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2016.05.09
10-nowetlik-jumhuriyetlik-putbol-musabiqisi.jpg 10-Нөвәтлик җумһурийәтлик путбол мусабиқисидә чемпийон болған ғәйрәт командиси мусабиқә уюштурғучилири билән хатирә сүрәттә. 2016-Йили 8-май алмата.
RFA/Oyghan

10-Нөвәтлик җумһурийәтлик путбол мусабиқиси 7-вә 8-майда алмата вилайитиниң әмгәкчиқазақ наһийисигә қарашлиқ уйғурлар зич олтурақлашқан ташкәнсаз йезисида өтти. Алмата шәһири вә алмата вилайитидики мәктәп оқуғучилиридин тәркиб тапқан қириққа йеқин командидин таллинип чиққан сәккиз команда икки күн мабәйнидә мукапатлиқ орунлар үчүн күрәш қилди. Әмгәкчиқазақ наһийилик һакимчилиқи вә “кентавр” талантлиқ тәнһәрикәтчиләрни қоллаш фондиниң уюштуруши, “инайәт”җәмийәтлик бирләшмисиниң қоллап-қуввәтлиши билән өткән бу нөвәтлик мусабиқә совет-герман урушидики ғалибийәтниң 71 йиллиқиға вә уйғурлардин чиққан қәһриман мәсим яқупоф хатирисигә беғишланди. Мусабиқигә алмата шәһириниң достлуқ мәһәллиси, челәк, ташкәнсаз, ғәйрәт, чонҗа вә башқиму йезиларниң яш путболчилири қатнашти.

Икки күн давам қилған бу мусабиқидә ташкәнсаз командиси үчинчиликни, достлуқ мәһәллиси иккинчиликни, ғәйрәт командиси биринчи орунни игиләп, һәр бир команда алаһидә лоңқа вә ахчилиқ мукапатлар, оюнчилар вә команда мәсуллири пәхрий ярлиқ вә медаллар билән тәқдирләнди. Буниңдин ташқири алаһидә көзгә чүшкән путболчилар вә һәвәскарларму мәхсус мукапатларға еришти.

Мусабиқиниң йепилиш мурасимида сөзгә чиққан “кентавр” талантлиқ тәнһәрикәтчиләрни қоллаш фондиниң президенти мәхмут искәндәроф, фондниң җавабкар катипи тәләт һәмрайеф, ташкәнсаз йезисиниң һакими муһәммәтҗан султанияроф, “инайәт” җәмийәтлик бирләшмисиниң рәиси һакимҗан арупофлар яш путболчиларниң маһаритини юқири баһалап, қизғин тәбриклиди.

Радиомиз зияритини қобул қилған ғәйрәт командисиниң әң яхши оюнчиси аталған назим һаким һәм команда тренери ришат имрәмзийефлар мәзкур мусабиқидин алған тәсиратлирини билдүрди.

Сағлам һаят үлгисини шәкилләндүрүш, балиларниң саламәтликини мустәһкәмләш, яш путболчиларниң маһаритини күчәйтиш охшаш мәқсәтләрни көзлигән мәзкур фонд дәсләпки мусабиқини 2007-йили яш-өсмүр тәнһәрикәтчилириниң мәхсус мәктәплири арисида башлиған иди. 2010-Йили мусабиқә хәлқара даиридә өтүп, уйғур елиниң үрүмчи шәһиридин кәлгән путболчилар биринчиликни йеңивалди. 2011-Йилдин башлап мусабиқә алмата шәһири вә вилайитидики мәктәпләрниң юқири синип оқуғучилири арисида өтүп келиватмақта.

Зияритимизни қобул қилған “кентавр” талантлиқ тәнһәрикәтчиләрни қоллаш фондиниң җавабкар катипи тәләт һәмрайеф буниңдин он йил илгири м. Искәндәрофниң тәшәббуси билән дәсләпки қетим җумһурийәтлик мәдәнийәт мәркизи намидин яш путболчилар арисида мусабиқә уюштулғанлиқини билдүрүп, мундақ деди: “биринчи төт йил давамида бу мусабиқини алмата шәһиридә өткүздуқ. 4-Мусабиқә хәлқаралиқ болди. У йили уйғур аптоном райони путболчилири биринчи орунни алған иди. Бизниң алдимизға қойған асасий мәқсәт яшларни тәнһәрикәт билән тәрбийиләштур. Биз төт йилдин кейин мусабиқиләрни шәһәрдә әмәс, бәлки йезиларда өткүзүшни қарар қилдуқ. Һазир алмата вилайити наһийәлиридә өткүзүватимиз.”

Т. Һәмрайеф он йил мабәйнидә бу мусабиқиләрниң барлиқ чиқимлирини м. Искәндәрофлар аилисиниң өз һөддисигә елип келиватқанлиқини, кейинки йилларда бу ишни болупму “инайәт” бирләшмисиниң сабиқ рәиси, мәрһум турғанҗан розахуноф, атақлиқ қазақистанлиқ путболчи руслан балтийефниң дадиси таһир балтийеф вә м. Искәндәрофлар билән бирлишип йүргүзүватқанлиқини оттуриға қойди. Шундақла т. Һәмрайефниң ейтишичә, мәмликәт президенти нурсултан назарбайефниң “сағлам җәмийәт, сағлам мәмликәт” дәп алдиға қойған көрсәтмиси бойичә яшларни тәнһәрикәт билән тәрбийиләш ишлири кәң қанат яймақта. Кейинки вақитлардила путбол мусабиқисини өткүзүш һөддисини өз үстигә алғучи уйғур юртлири көпийиватқан болуп, бу мусабиқиләр алаһидә бир мәдәний байрам сүпитидә қобул қилинмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.