Йешил тинчлиқ тәшкилати: қәшқәр хитайда һаваси әң булғанған 3 шәһәрниң бири

Мухбиримиз әркин
2015.04.23
qeshqer-tumen-deryasi-bulghinish-1.jpg Күнсери азийип қурушқа башлиған вә еғир дәриҗидә булғанған түмән дәрясиниң қәшқәр шәһиридин өткән бөлики.
Qeshqer sheher tori

Мәркизи бейҗиңдики шәрқий асия йешил тинчлиқ тәшкилатиниң доклатида көрситишичә, хитайдики 367 шәһәр ичидә һаваси әң булғанған алдинқи 3 шәһәр хебейдики полат төмүр санаәт мәркизи бавдиң шәһри, йипәк йолидики қәдимий шәһәр қәшқәр вә хебейдики йәнә бир санаәт мәркизи шиңтәй шәһәрлирикән.

Мәзкур доклат хитай дөләтлик муһит қоғдаш идариси тәминлигән 2015-йилниң дәсләпки чарикидики һәр қайси шәһәрләрниң һава әһвалиға даир санлиқ мәлуматини асас қилип тәйярланған. Доклатта көрситишичә, юқири шәһәрләрниң 90% ниң һаваси хитайниң мәмликәтлик нормал һава өлчимигә тошмайду.

Хитай һөкүмитиниң мәмликәтлик нормал һава өлчимидә, шәһәрләрниң һәр куб метир һава тәркибидики мп2.5 Намлиқ зәһәрлик чаң-тозан миқдари 34 микрограмдин ешип кәтмәслики керәк. Лекин хәлқара өлчәм техиму қаттиқ болуп, 24 саәт ичидики мп2.5 Ниң һәр куб метир һавадики миқдари 25 микрограм билән чәклиниду. Лекин йешил тинчлиқ тәшкилатиниң доклатида көрситишичә, хитайдики 360 шәһәрниң һавасидики зәһәрлик чаң-тозан 66 микрограмға йәткән.

Қәшқәр шәһри чоң санаәт мәркизи әмәс. Қандақ амил санаәт мәркәзлиригә йирақ бу баявандики бу шәһәрниң һавасини хитайдики әң булғанған 3 шәһәрниң биригә айландуруп қойди? бәзи анализчиларниң қаришичә, қәшқәрни ечиш көлими униң тәбиий көтүрүш иқтидарини һалқип кәткән.

Буниңда йеңи санаәт районлириниң қурулуши, нопусниң артиши, намувапиқ шәһәрлишиш, суниң қислиқи, тупрақниң хориши, чөллишиш қатарлиқ амиллар рол ойниған.

Йәрлик һөкүмәт даирилириниң қәшқәрниң һавасини яхшилашқа даир қандақ пилани барлиқи мәлум әмәс. Лекин америкида турушлуқ иқтисадшунас хе чиңлйән ханим, җуңго һөкүмитиниң қәшқәрдә тәрәққият билән муһитниң мунасивитини мувапиқ бир тәрәп қилиши керәкликини билдүрди. Униң көрситишичә, әң мувапиқ йол аз санлиқ милләтләрниң өзигә хас тәрәққият йолида меңишиға йол қоюштур.

Хе чиңлйән мундақ деди: аз санлиқ милләтләр районлириниң иқтисади тәрәққият мәсилисидә мениң қаришим мундақ, аз санлиқ милләт районлириниң өзигә мувапиқ тәрәққият усулида меңишиға йол қоюш. Еһтимал буниңда тоқунушлар азийиду. Екологийилик муһит яхшилиниду. Шинҗаңда нопусниң олтурақлишиши наһайити кәң тарқалған. У җуңгоға охшаш санаәт ишләпчиқиришиға мувапиқ кәлмәйду. Әгәр сиз мәлум орунда шәһәр қурсиңиз нәччә йүз чақиримғичә адәм йоқ.

Шуңа, шинҗаңдики һәр милләт хәлқиниң турмуши усули өзиниң муһит-екологийә, тәбиий шәрт-шараитиға қарап нәччә йил йилда шәкилләнгән. Әгәр җуңгониң ички районлириниң тәрәққият шәклини бу районға көчүрүп кәлсә, тоқунушни зорайтипла қалмайду. Бәлким йәнә, һазирқиға охшаш муһитни булғайду. Шуңа, шинҗаңда йәнила йәрлик аз санлиқ хәлқниң өрп-адити, тарихий әнәнисигә һөрмәт қилип, уларниң тарихий алаһидиликигә қарап тәрәққий қилишиға йол қоюш әң ақил чарә.

Лекин хе чиңлйәнниң көрситишичә, хитайниң бу районға көпләп мәбләғ селиши пүтүнләй иқтисади амилни көздә тутқан әмәс. У, бирақ хитайниң бу хил мәбләғ селиш кәлтүрүп чиқиридиған башқа ақивәтләрни ойлашмиғанлиқини билдүрди.

Хе чиңлйән, “җуңго көпләп мәбләғ селишта у пүтүнләй иқтисади амилни көздә тутмиған. У бәлким, сиясий амилларни ойлашқан болуши мумкин. Мән баям ейтқандәк у силәрниң шинҗаңда пахта тоқумичилиқ базилирини қурушта сиясий амилларни ойлашқан болуши еһтимал. Униң мәқсити бәлким уйғур-хәнзу оттурисидики зиддийәтни пәсәйтип, уйғурлардики ишсизлиқи мәсилисигә ярдәм қилиш болуши мумкин. Лекин у җуғрапийилик шараит вә башқа иҗтимаий қийинчилиқларни ойлашмиған. Шуңа, бу пилан у ойлиғандәк болмайватиду” дәп көрсәтти.

Йешил тинчлиқ тәшкилати бу йил 2‏-айда елан қилған башқа бир доклатида хитай даирилирини агаһландуруп, хитайдики 31 өлкә, аптоном районниң мәркизи шәһри вә өлкә дәриҗилик шәһәрләрдә һавадики булғиниш сәвәблик100 миң адәмниң 90 нәпири әҗәлсиз өлидиғанлиқини билдүргән. Һава булғиниши еғир бәзи шәһәрләрдә болса өлүш нисбити 137 гә йетип баридиғанлиқини көрсәткән иди.

Хе чиңлйән ханим, хитайдики бу хил еғир һава булғинишини униң тәрәққият шәкли кәлтүрүп чиқарғанлиқини билдүрди.

У мундақ деди: җуңго муһит вә әмгәк күчлириниң һәққини қурбан қилиштәк бир хил тәрәққият йолида маңди. Бурун алдин тәрәққий қилиш, кейин түзәш, дәйдиған бир шоар бар иди. Бу дегән иқтисадни тәрәққий қилдурғанда муһит вәйранчилиқиға алдирап кәтмәслик, дегәнлик, кейинрәк түзүвалсақ болиду, дегәнлик иди. Муһит мәсилиси 1990-йилларниң оттурилириға кәлгәндә интайин еғир мәсилигә айланди. Шуниң билән муһитни қоғдаш шоари оттуриға қоюлушқа башлиди. Иқтисадни тәрәққий қалдурғанда муһитқа диққәт қилиш, дегән. Бирақ бу һечқачан иҗра қилинмиди.

Шәрқий асия йешил тинчлиқ тәшкилати бу қетим йәнә, хитайда һаваси әң пакиз шәһәрләрниң тизимликини турғузуп чиққан. Лекин диққәт қиларлиқ тәрипи шуки, хитайдики һаваси әң пакиз 3 шәһәрниң бири охшашла уйғур аптоном районикән.

Йешил тинчлиқ тәшкилати, тибәтниң линҗи шәһри, йүннәнниң ли җяң вә уйғур илиниң алтай шәһирини һаваси әң пакиз алдинқи 3 шәһәр, дәп бекиткән.

Хәлқара йешил тинчлиқ тәшкилати илгири хитайниң ғулҗа, шәрқий җуңғар, қумул қатарлиқ җайларда қурушни пиланлиған көмүрни газға айландуруп, ичкиридики өлкиләрни тәминләш қурулушини тәнқид қилған. Мәзкур қурулуш, уйғур илиниң назук тәбиий шараити вә һавасини булғапла қалмайдиғанлиқи, униң йәнә, күнсери иссип кетиватқан йәр шари һава килиматиға тәсир көрситидиғанлиқини тәкитлигән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.