Қизил юқуминиң қәшқәр тәвәсидики наһийәләргә тарқалғанлиқи сәһийә тармақлириниң диққитини қозғимақта

Мухбиримиз қутлан
2016.01.12
Tayland--uyghur-musapir-kesellik-1-305.jpg Қизил юқуми юқумлуқ кесәлликиниң ипадиси.
RFA

Қизил юқуми адәттә ваксина әмләш арқилиқ дуняда аллиқачан контрол қилинған бир хил юқумлуқ кесәллик һесаблиниду. Шундақ болушиға қаримай, қизил юқуминиң нөвәттә уйғур елидики бир қисим районларға тарқалғанлиқи диққәт қозғимақта.

Радиомиз йеңи йил һарписида қизил юқуминиң тәңритеғиниң шималидики ғулҗа қатарлиқ җайларда тарқалғанлиқини хәвәр қилған болсиму, әмма хитай һөкүмәт таратқулири бу һәқтә һазирғичә һечқандақ учур бәрмиди.

Бүгүн биз қәшқәр вилайитиниң бәзи наһийәлиридики шипаханилар вә теббий хадимлардин сүрүштүрүш арқилиқ қизил юқуминиң нөвәттә қәшқәр тәвәсигә җиддий тарқиливатқанлиқидин хәвәр таптуқ.

Бүгүн пәйзиват наһийәсидики мәлум бир шипаханиниң нам-шәрипини ашкарилашни халимайдиған аял хадими радиомиз зияритини қобул қилди.

Униң билдүрүшичә, қәшқәр вилайәтлик сәһийә башқармиси һәрқайси наһийәләрдики сәһийә тармақлири вә юқумлуқ кесәлликләрниң алдини елиш орунлиридин қизил юқуминиң алдини елишта җиддий тәдбир қоллинишни тәләп қилған. Шуңа нөвәттә пәйзиват наһийәсидики сәһийә тармақлири вә юқумлуқ кесәлликләрниң алдини елиш орунлири қаттиқ җиддийчилик ичидә ишлимәктикән. Қизил юқуминиң алдини елиш һәққидики тәшвиқатларму күчәймәктикән.

Мәзкур аял хадим һазирғичә пүткүл қәшқәр вилайити тәвәсидә 100 гә йеқин қизил юқуми билән юқумланған бимарниң байқалғанлиқини аңлиған болсиму, лекин кесәллик әһвалиниң тәпсилати һәққидә ениқ мәлумати йоқлуқини тәкитлиди.

Биз арқидин, пәйзиват наһийәсидики йәнә бир шипаханиға телефон қилдуқ. Шипаханиниң мәсул дохтури техи алдинқи күнила қизил юқуми һәққидә наһийәдә ечилған җиддий сәпәрвәрлик йиғиниға қатнишип кәлгәнликини билдүрди.

Униң билдүрүшичә, пәйзиват наһийәсидә һазирғичә қизил юқуми билән юқумланған бимарлар 40 тин ачқан. У “алдинқи күни наһийәлик сәһийә идарисидә ечилған сәпәрвәрлик йиғинида пүткүл қәшқәр вилайити бойичә 96 кишиниң қизил юқуми билән юқумланғанлиқини уқтурди,” деди.

Мәзкур дохтурниң тәкитлишичә, һазир пәйзиват наһийәсидә қизил юқуми билән юқумланған бимарларни давалиған яки қизил юқуминиң вируси байқалғанлики шипаханилар бирдәк тақалған. Наһийәлик сәһийә идариси җиддий уқтуруш чиқирип наһийә тәвәсидики көплигән шәхсий шипаханиларни вақитлиқ печәтлигән.

У зияритимиз җәрянида йәнә гәрчә 8 айлиқ болған барлиқ бовақларға қизил ваксиниси бирдәк әмләнгән болсиму, лекин ваксина әмләнгән бәзи балиларда вә улар билән учрашқан кишиләрдиму қизил юқуминиң қайта көрүлүватқанлиқини илгири сүрди.

Биз қизил юқуми вә униң нөвәттә уйғур елида җиддий тарқиливатқанлиқиниң сәвәблири һәққидә һазир америкида яшаватқан теббий пәнләр доктори җүрәт обулни зиярәт қилдуқ.

У алди билән қизил юқуми һәққидә радио аңлиғучиларға қисқичә изаһат бәрди. Андин у қизил юқуминиң йеқинқи бир ай ичидә уйғур елиниң җәнуб-шималида тарқалғанлиқи вә һазирға қәдәр контрол қилинмиғанлиқи һәққидә өз қарашлирини оттуриға қойди.

Униң көрситишичә, дуняда аллиқачан контрол қилинған қизил кесилиниң нөвәттә уйғур елида ямришиниң аз дегәндә мундақ бирқанчә сәвәблири болуши мумкинкән. Биринчидин, уйғур елида қизил ваксинисини әмләш иши тәлтөкүс ишқа ашмиған вә системилашмиғанлиқидин болған. Шуңа ваксина әмләнмигән бир қисим балиларда алди билән қизил юқуми көрүлүп андин әтрапқа тез сүрәттә тарқалған болуши мумкин. Иккинчидин, қизил ваксиниси әмләнгән балилардиму қизил юқуминиң қайта көрүлгәнлики ваксининиң вақти өткәнлики яки дориниң сахтилиқини көрситидикән. Үчинчидин, уйғур елида қизил вә башқа юқумлуқ кесәлликләрниң алдини елиш хизмити ғәрб әллиридикидәк мукәммәл системиға чүшмигән, һәтта һазирға қәдәр нурғун йетишсизликләр сақланған болуши мумкин икән.

Тәпсилатини аваз улиништин аңлиғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.