Доктор ришат аббас йеңи дора-“Neratinib” тәтқиқатида зор төһпә яратти
2017.08.28
Йеқинда америка дөләтлик йемәклик вә дора башқуруш идариси (FDA) аялларда көрүлидиған көкрәк ракини давалаш вә униң қайта қозғилишиниң алдини елишта үнүми зор болған бир йеңи дорини рәсмий тәстиқлиған.
“Neratinib” (нератиниб) дәп атилидиған бу йеңи дора аяллардики көкрәк ракини давалашта нишанлиқ ишлитилидиған дора болуп, давалаш үнүминиң юқирилиқи, әкс тәсириниң йоқлуқи шундақла таблетка һалитидә ясалғанлиқи қатарлиқ алаһидиликлири билән дора тәтқиқати саһәсидики мутәхәссисләрниң юқири баһасиға еришкән.
Бу дориниң узун мәзгиллик тәтқиқат җәряни вә мувәппәқийәтлик һалда синақтин өтүшидә доктор ришат аббасниң төһписи зор болуп, униң бу җәһәттә қолға кәлтүргән илмий нәтиҗилири америка дөләтлик йемәклик вә дора башқуруш идариси (FDA) ниң торбетидә мәхсус тонуштурулған.
Америка дөләтлик йемәклик вә дора башқуруш идариси (FDA) ниң бу һәқтә бәргән баянатида мундақ дейилгән: “доктор ришат аббасниң тәтқиқат нәтиҗилири йеқинда FDA тәрипидин тәстиқланған көкрәк ракини давалаштики йеңи дора -‛нератиниб‚ ниң вуҗудқа келишидә төһпә қошти. Бу дора яхши сүпәтлик өсмә йәни дәсләпки басқучтики аяллар көкрәк ракини нишанлиқ давалашта синақтин өткән тунҗи дора һесаблиниду. Бу дора йәнә дәсләпки нишанлиқ давалаштин кейин, көкрәк ракиниң қайта қозғилишиниң алдини алиду.”
Игилинишичә, доктор ришат аббас 2004-йилидин буян “нератиниб”, йәни аялларниң көкрәк ракини давалашта ишлитилидиған бир йеңи дора үстидә тәтқиқат елип барған. Бу җәрянда у мәзкур дора тәтқиқати һәққидә хәлқаралиқ даңлиқ медитсина тәтқиқати журналлирида 19 парчә илмий мақалә елан қилған.
“нератиниб” намлиқ бу йеңи дориниң америка дөләтлик йемәклик вә дора башқуруш идариси тәрипидин рәсмий тәстиқлинип, дора ишләш завутлириға йоллиниши дуня дора тәтқиқати саһәсидә көкрәк ракини давалаш бойичә қолға кәлтүрүлгән бөсүш характерлик нәтиҗиләрниң бири һесаблинидикән.
Доктор ришат аббас әпәнди бу мунасивәт билән радиомиз зияритини қобул қилип, пүтүн дунядики уйғур җамаитигә салам йоллиди. У, илим йолида издиниватқан уйғур яшлириниң вә кәсип игилириниң тиришчанлиқ көрсәтсила өзлири издиниватқан саһәләрдә чоқум нәтиҗә қазиналайдиғанлиқиға чоңқур ишинидиғанлиқини билдүрди.
Доктор ришат аббас төһпә қошқан бу йеңи дора һәққидә коломбийә университети медитсина тәтқиқати институтиниң тәтқиқатчиси, доктор мәмәтимин әпәндиму зияритимизни қобул қилди вә бу һәқтики бәзи зөрүр чүшәнчиләрни бәрди.
Мухбир: һөрмәтлик мәмәтимин әпәнди, доктор ришат аббас узун йиллар әҗир сиңдүргән вә йеқинда FDA тәрипидин тәстиқланған “нератиниб”, йәни аялларниң көкрәк ракини давалаштики йеңи дора һәққидә қисқичә мәлумат бәргән болсиңиз?
Доктор мәмәтемин: болиду, мән бу соалға җаваб бериштин илгири американиң дөләтлик йемәклик вә дора башқуруш идариси (FDA) ниң йеңи дориларни тәстиқлаш җәряни тоғрилиқ қисқичә тохтилип өтәй.
Американиң дөләтлик йемәклик вә дора башқуруш идариси қисқартилип FDA дәп атилиду. FDA Ниң йеңи дориларни тәстиқлаш үчүн қойидиған тәләплири бәк қаттиқ болуп, бир йеңи дора әң дәсләпки кандидатлиқ дора дәвридин рәсмий тәстиқлинип базарға кириш үчүн тәхминән 12-15 йил вақит кетиду. Кандидат дорилар дәсләпки қәдәмдики тәтқиқат басқучи вә һайванда синақ қилиш басқучини бешидин өткүзүп, рәсмий тәстиқлинип базарға кириштин бурун, йәнә 4 басқучлуқ клиникилиқ синақтин өтүши керәк.
Һәр бир басқучлуқ клиникилиқ синақ үчүн айрим -айрим һалда FDA ниң тәстиқидин өтүшкә тоғра келиду. Адәттә йеңи дориларниң биринчи басқучлуқ синақ үчүн тәстиқлиниш нисбити наһайити төвән, нурғун дорилар тәтқиқат басқучидила тохтап қалиду, бир өмүр дора тәтқиқати билән шуғуллинип, бирму дориси тәстиқтин өтмәйдиған дора тәтқиқатчилири хелила көп.
Биринчи басқучтики клиникилиқ синақ үчүн тәстиқланған дориларниң 4 басқучниң һәммисидин оңушлуқ өтүп, әң ахирда рәсмий тәстиқлинип базарға кириш нисбити 9.6% Болиду. Буниңда рак кесили дорисиниң тәстиқлиниш нисбити техиму төвән болуп, аран 5.1% Әтрапида болиду; демәк, клиникилиқ синақта тәстиқланған һәр 100 рак кесили дориси ичидин аран 5 дора әң ахирида тәстиқлинип базарға кирәләйду дегән гәп.
Адәттә бурун мәвҗут болған дорилар билән охшишип кетидиған вә яки үнүм җәһәттә пәриқләнмәйдиған дорилар тәстиқтин өтмәйду. Йеңи дора тәстиқтин өтүш үчүн у дорида чоқум бурун мәвҗут болған охшаш түрдики башқа дориларда йоқ болған өзгичә бир алаһидилик болуши керәк.
Доктор ришат аббас узун йиллар әҗир сиңдүрүп, FDA тәрипидин йеқинда тәстиқланған “нератиниб” дәп аталған аялларниң көкрәк раки дориси, асаслиқи башқа дорилар билән давалаш елип берилған һәр 2 түрдики көкрәк ракиниң қайта қозғилишиниң алдини елишқа вә бимарниң һаятини узартишқа ишлитилиду.
Мухбир: бу дориниң рак кесилини давалаш җәһәттә, йәни дора тәтқиқат илми саһәсидики бөсүш характерлик йеңилиқи зади немә?
Доктор мәмәтемин: мән юқирида дәп өткәндәк, бу дора асаслиқи башқа дорилар билән давалаш елип берилған һәр 2 түрдики көкрәк ракиниң қайта қозғилишиниң алдини елишқа ишлитилидиған болуп, у, бу түрдики тунҗи дора һесаблиниду; һәр 2 түрдики көкрәк раки башқа түрдики көкрәк ракиға нисбәтән бәдәнниң башқа җайлириға балдур тарқайдиған, еғир дәриҗидики рак болуп, бу дорини ишләткән бимарларниң 2 йил ичидә рак һүҗәйрилириниң қайта қозғилиш вә рак билән мунасивәтлик сәвәбләр түпәйлидин өлүп кетиш нисбити селиштурма дориға нисбәтән көзгә көрүнәрлик дәриҗидә төвән болған.
Мухбир: доктор ришат аббас билән доктор шөһрәт мутәллипофниң арқа-арқидин қазанған нәтиҗилири илим йолида издиниватқан яшлиримизға, шундақла уйғур академик сәрхиллириниң хәлқара сәһнидә йәниму тонулушиға қандақ иҗабий тәсирләрни көрситиду, дәп ойлайсиз?
Доктор мәмәтемин: һәммимиз билгәндәк, көпинчимизгә нисбәтән өз орнимизда көзгә көрүнәрлик нәтиҗә яритип башқиларниң алдиға өтүш унчә асан әмәс, әлвәттә. Болупму юқири мәлуматлиқ мутәхәссисләр билән докторлар топлашқан тәтқиқат орунлирида вә алий билим юртлирида техиму қийин. юқирида тилға елинған бу икки пәхирлик алимимиз ялғуз өз иш орнида вә яки өзи хизмәт қиливатқан шәһәр яки штатлардила әмәс, бәлки пүтүн америкада, җүмлидин дуняда өзлири шуғуллиниватқан кәсип даирисидә алаһидә көзгә көрүнгән вә нәтиҗә яратқан алимлардур. Улар бизниң пәхримиз, улар илим йолида издиниватқан яшларниң үлгиси. Улар, әгәр биз тиришсақла башқилар қилалиған, һәтта қилалмиған ишларни қилғудәк әқил-парасәтлик икәнликимизниң типик мисали.
Мухбир: сизгиму мәлум, уйғурлар атом синиқиниң зиянкәшликигә учриған бир хәлқ. Уйғурлар районида түрлүк рак кесәллириниң хитайдики башқа җайларға қариғанда көп икәнлики илгири сүрүлмәктә. Уйғур аяллирида көп учрайдиған көкрәк (әмчәк) раки буниң бир мисалидур. Атом синиқиниң аяллар көкрәк ракини кәлтүрүп чиқишта мәлум тәсири боламду? әгәр бар дейилсә, сизчә доктор ришат аббас узун йил тәтқиқат қилған бу дора уйғур рак бимарлириғиму мәлум үмид елип келәләмду-қандақ?
Доктор мәмәтемин: атом синиқиниң аяллар көкрәк (әмчәк) ракини кәлтүрүп чиқиришта әлвәттә тәсири болиду. Атом синиқиниң тәсири дәсләпкә 10 йил ичидә асаслиқи қан ракини кәлтүрүп чиқиридиған болуп, 10 йилдин кейин, һәтта 30-40 йил өткәндә башқа түрдики ракларни кәлтүрүп чиқириши мумкин.
Атом синиқиниң тәсиригә учриғанларниң рак кесәлликлиригә гириптар болуш нисбити адәттики кишиләргә нисбәтән көзгә көрүнәрлик дәриҗидә юқири болиду.
Доктор ришат аббас узун йил изчил әҗир сиңдүргән вә йеқинда FDA тәрипидин тәстиқланған бу дора уйғур рак кесили бимарлириға әлвәттә мәлум үмид елип келиду, дәп қараймән. Бирақ униңдин қанчилик бәһримән болалайду, униңға бир немә дейиш тәс.
Бурун америкада тәстиқланған дорилар хитайда наһайити асанла тәстиқтин өтүп базарға кирәтти, бирақ һазир хитай өзиниң дора ширкәтлирини қоғдаш вә тәрәққий қилдуруш үчүн, америкада базарға киргән дориларни хитайда асанлиқчә тәстиқлимайдиған болди.
Буниңға бир мисал, 2015-йили америкада җәмий 45 йеңи дора тәстиқлинип базарға киргән болуп, у дорилардин һазирға қәдәр аран 16 си хитайда тәстиқлинип базарға киргән. Қалған дорилар ичидә 9 дора хитайдики 61 дора ширкәтлири тәрипидин ялғандин ясилип базарға киргүзүлгән.