Үрүмчи базарлирида сахта туз ямриғанлиқи, көпинчә уйғурларниң буниңдин хәвәрсиз икәнлики мәлум

Мухбиримиз әзиз
2015.12.09
saxta-tuz-saxta-yemeklik.jpg Қайтидин орап сахта аштузи ишләш үчүн хитай өлкилиридин тошуп келингән санаәткә ишлитилидиған туз.
ts.cn

Алақидар мәнбәләрдин мәлум болушичә, үрүмчидики һәрқайси базарларда санаәткә ишлитилидиған туздин тәйярланған сахта туз көпләп байқалған. Бу хилдики туз инсанларниң саламәтликигә интайин зиянлиқ болсиму, зиярәт җәрянида үрүмчидики уйғурларниң көпинчисиниң бу әһвалдин һәмдә мушу хилдики зәһәрлик тузниң зийинидин хәвәрсиз икәнлики мәлум болмақта.

Уйғурлар дияридики җуңғар ойманлиқи, турпан-қумул вадиси, шундақла тарим ойманлиқиниң җәнуби қисимлири өзидики мол туз байлиқи билән мәшһур. Җүмлидин лопнур көли, туз көл қатарлиқ һәрқайси чоң көлләрдин чиқидиған туз мәһсулатлири өзиниң сүпәт җәһәттики алаһидилики билән мәзкур районниң даңлиқ мәһсулатлириниң бири дәп қарилиду. Уйғурлар дияриниң пәвқуладдә җуғрапийилик алаһидилики, болупму ички дәряларниң көп болуши, қурғақ вә иссиқ һава килимати түпәйлидин бу йәрдики көлләрдин чиқидиған түз башқа җайлардики деңизлардин чиқидиған туздин пәрқлиниду.

“тәңритағ” уйғурчә ториниң мәлуматлириға асасланғанда, уйғурлар дияридики аштузниң запас миқдари бир милярд 200 милйон тонна, шор тузниң запас миқдари 175 милйон тонна болуп, хитайдики әң чоң тәбиий туз базилириниң бири дәп һесаблиниду.

Әмма, йеқинқи алақидар мәлуматлар уйғурлар диярида шунчә көп запас туз миқдари мәвҗут болуватсиму, үрүмчидики һәрқайси базарларда пуқраларниң күндилик турмушиға керәклик болған сахта аштузлириниң ямрап кетиватқанлиқини көрсәтмәктә.

“хәлқ” ториниң 2015-йили 7-декабирдики хәвиридә ейтилишичә, бу йилниң декабир ейиға қәдәр болған мәзгилдә үрүмчи шәһиридә тәкшүрүп қолға чүшүрүлгән сахта тузниң омуми миқдари 1750 тонна болуп, өткән йилқиға қариғанда бәш һәссә ашқан. Бу йил 16-өктәбир күни үрүмчи тузчилиқ ишлирини башқуруш идариси төшүктам (саңфаңго) вә уланбайдики бирнәччә амбардин 200 тонниға йеқин сахта аштузини тәкшүрүп чиққан вә мусадирә қилған. Аридин икки һәптә өтмәй йәнә үрүмчи шәһиридин 50 тонниға йеқин сахта туз сақлиниватқан йәнә бир амбар паш болған.7-Декабирға кәлгәндә болса үрүмчидики юлтуз дәриҗилик төт меһманханида мушундақ сүпәтсиз сахта тузниң ишлитиватқанлиқи байқалған.

Мәркизий шәһәр үрүмчидики әһвалниң бу дәриҗидә еғирлиқи мәлум болсиму, әмма уйғурлар дияридики башқа шәһәр вә наһийиләрдә сахта тузниң сақлиниш, сетилиш вә йөткилиш әһвалиниң қайси дәриҗидә икәнлики намәлум.

Сахта туз увилири йәнә көп болуш мумкин

Биз үрүмчи шәһиридики сахта туз сетиш әһвалиниң тәпсилатини игиләп беқиш үчүн үрүмчи шәһәрлик тузчилиқ ишлирини башқуруш идарисигә телефон қилдуқ. Телефонни алған хитай хадим базарларда һәқиқәтәнму сахта тузниң ямрап кәткәнликини, буларниң һәммисиниң ичкиридин тошуп келингән санаәткә ишлитилидиған тузни қайтидин орап чиқиш арқилиқ тәйярлинидиғанлиқини сөзләп бәрди.

У мундақ деди: “аңлиғанлириңиз тоғра. Биз интайин көп сахта тузни мусадирә қилдуқ. Базарларда һелиму зор миқдардики сахта туз мәвҗут. Буниңдин башқа паш болмиған сахта туз ясаш орунлири бар. Биз йеқинда буниңдин төтни паш қилдуқ. Бир қисим кишиләр пул тепиш үчүн пуқраларниң истемал қилидиған нәрсисигиму сахтилиқ ишлитип, хәлқниң өлүш-тирилиши билән кари болмайватиду. ‛немишқа шундақ қилиду?‚ десиңиз, шу пул тепиш үчүн. Улар ичкиридин санаәткә ишлитилидиған тузни тоннисини йәттә-сәккиз йүз койдин үрүмчигә елип келиду. Андин бу йәрдә уларни қайтидин кичик халтиларға қачилап чиқиду. Пүтүн йол хираҗити, ораш һәққи вә башқа хираҗәтләрниң һәммисини қошқандиму буниң һәр тоннисиниң ахирқи тәннәрхи бәк чиқса миң кой чиқар. Андин топ тарқитиш базарлирида аз дегәндиму тоннисини төт миң койдин сатиду. Бу йәрдә мушундақ чоң һарам пайда бар. Шуңа буни қилидиғанлар түгимәйватиду.

Мәзкур алақидар хадим тәкшүрүп тепилған сахта тузларни мусадирә қилиш вә җәриманә қоюштәк аддий усул арқилиқ бу хил һадисиниң алдини елиш мумкин әмәсликини ейтип өтти.

Униң һес қилишичә, үрүмчиниң һәрқайси җайлиридики кичик дуканларда бу хилдики сахта тузларниң көпләп байқалмақта икән, чүнки көп қисим дукан хоҗайинлири баһа қоғлишип өзлириму билмигән һалда үрүмчидики топ тарқитиш орунлиридин бу хилдики сахта тузларни елип келиш еһтималлиқи чоң икән.

‏Мәзкур алақидар хадим мундақ деди: “мусадирә қилип түгитәлмидуқ. Мән сизгә һесаблап берәй. Алтинчи айдин башлап бизгә сахта туз һәққидики паш қилиш учурлири кәлгән. Биз из қоғлап тәкшүрүш арқилиқ 16-өктәбир күни уларниң сахта туз пишшиқлап ишләш орнидин төтни таптуқ. Шуниң билән уларниң һәммиси түгидиму? ундақ әмәс, улар йәнә наһайити көп, улар ясиған нурғун миқдардики сахта туз һелиһәм базарларда болуши мумкин. Йемәклик базиридики хоҗайинлар, җаһанкәзди содигәрләр, көктат базиридики хоҗайинлар пул тепиш үчүн қиливатқан ишлар бу. Йәнә бир җәһәттин ‛туз базири қоюветилидикән‚ дегән гәпләр чиққандин кейин бу гәп техи әмәлийлишип болмайла бу нәпсанийәтчи содигәрләр сахта туз ясашни башливәткән гәп. Әмма бу тузларниң һәммиси ичкиридики санаәткә ишлитидиған туздин ясалған. Туз содигәрлири йол бойлиридики кичик дуканларға мушундақ сахта туздин бирәр-икки һарвидин сетип ғипла қилип тикиветиду, шундақ болғаникән, мунчә көп сахтипәзләрни тутуп үлгүрүп болғили болмайду.”

Санаәт тузи адәмгә зиянлиқ

“хитай йемәклик пән-техникиси тори” дики алақидар учурлардин мәлум болушичә, бу хилдики санаәткә ишлитилидиған туздин тәйярланған сахта аштузлириниң асаслиқ зиянлири мундақ үч тәрәптин ипадилинидикән: биринчи, униңда инсан бәдини үчүн зөрүр болған йод маддиси қошулмиған болиду; иккинчи, униңдики еғир металларниң миқдари нормидин ешип кәткән болуп, булар инсан бәдинидә топлинивәрсә саламәтликкә еғир зиянларни елип келиду; үчинчидин, бу хилдики санаәткә ишлитилидиған туз тәркибидә натрий нитрит қатарлиқ маддилар бар болуп, бу адәм ашқазини үчүн әҗәллик зиянларни елип келиду.

Үрүмчи шәһәрлик сода-санаәтни мәмури башқуруш идариси техника бөлүмидә ишләйдиған яң фамилилик хитай вә униң хизмәтдиши болған муратму бу һәқтә тохтилип, бу хилдики сахта тузларға йод қошмаслиқ һадисисиниң омумйүзлүк икәнликини тәкитлиди.

Мутләқ көпчилик уйғурларниң бу иштин хәвәрсизлики мәлум

Уйғурлар дияридики йемәклик базирида сахта йемәкликләрниң шиддәт билән көпийип меңиватқанлиқи һазирқи уйғурлар җәмийити үчүн даимлиқ шикайәт темилириниң бири. Әмма, уйғурларниң турмуш мәдәнийитидә улуғлуқниң символи болған, шундақла күндилик ишлитилиш миқдари бирнәччә қошуқтин ашмайдиған, лекин һәр бир уйғур аилиси үчүн кәм болса задила болмайдиған аштузиға чүшүватқан бу хәвпниң болғуси зийини һәққидә үрүмчи, санҗи вә ғулҗидики уйғурлардин әһвал игилигинимиздә, уларниң мутләқ көпчиликиниң бу иштин хәвәрсиз икәнлики айдиңлашти.

Һәқиқий аштузи билән сахта тузни пәрқләндүрүшниң усуллири қандақ?

Ахирида биз һәқиқий аштузи билән сахта тузни пәрқләндүрүшниң аддийрақ усуллири һәққидә сориғинимизда, уйғур аптоном районлуқ тузчилиқ ишлирини башқуруш идарисидики хитай техник хадим туз халтилиридики сахтилиқтин сақлиниш маркисиға қараш, халта еғизиниң тикилишидики нәпислик дәриҗисигә қараш, сахта туз халтилирида сизиқлиқ кодниң ениқ болмайдиғанлиқи қатарлиқ бирнәччә алаһидиликни тонуштуруп, әң аддий усул сүпитидә уни бәрәңгә (яңю) йүзигә төкүп беқишни тәвсийә қилди.

Буни асанрақ вә биваситә пәрқләндүрүшниң усули мундақ: херидарлар буни сетивалғандин кейин өйидә бәрәңгини япрақ қилип, үстигә азрақ туз төкүп бақса болиду: әгәр туз раст болса тузниң рәңги көк рәңгә өзгириду, әгәр ялған болса һечқандақ рәң өзгириши йүз бәрмәйду.

Үрүмчи базарлиридики сахта аштузлириниң сетилиш вә истемал қилиниш әһвали һәққидики зиярәт җәрянида бу хил һадисиниң һелиму зор дәриҗидә мәвҗут болуватқанлиқи, шундақла шәһәр аһалисиниң сағламлиқи биваситә хәвп астида икәнлики, шуңа бу хилдики сахта тузларниң әһвалдин хәвәрсиз кишиләрниң буниңға алаһидә диққәт қилиши лазимлиқи аян болди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.