Хитайда сахта тавар мәһсулатлири җиддий иҗтимаий мәсилигә айланмақта

Мухбиримиз меһрибан
2015.12.14
yunda-turubisi-zeherlik-may-305.jpg Бир қанунсиз завутниң көлчикигә йиғивелинған мәйнәт май. 2011-Йили 10-май чуңчиң.
Imaginechina

Хитайда ишләнгән сахта тавар мәһсулатлири сәвәбидин барғанчә көпийиватқан йемәкликтин зәһәрлиниш, сүпәтсиз санаәт мәһсулатлири сәвәблик йүз бәргән қатнаш вәқәлири, туралғу өй, мәктәп, ишхана биналириниң өрүлүп чүшүши қатарлиқ һәр хил һадисиләрниң көпийишигә әгишип, хитай пуқралирида һөкүмәттин сахта тавар мәһсулатлириға қаттиқ тәдбир қоллиниш тәләплири барғанчә күчәйгән вәзийәт шәкилләнгән. Нөвәттә хитай җәмийитидә омумий кәйпиятқа айланған бу әһвал хәлқара таратқуларниңла диққәт мәркизи болуп қалмастин, хитайниң һөкүмәт таратқулиридиму начар тавар мәһсулатлири вә бу сәвәбтин йүз бәргән паҗиәләр һәққидики хәвәрләр көпийишкә башлиған. Чәтәлләрдики хитай вәзийәт анализчилири болса, йеқинқи йилларда хитайда омумий кәйпиятқа айланған хитай пуқралириниң сахта тавар мәһсулатлириға болған наразилиқиниң күчийиши, хитай дөлитиниң иҗтимаий муқимлиқиға тәсир көрситидиған җиддий мәсилигә айланғанлиқи вә хитай һөкүмитини әндишигә салғанлиқини илгири сүрмәктә.

14-Декабир күни хитайниң шинхуа агентлиқида елан қилинған, хитайдики сахта, начар, зәһәрлик тавар мәһсулатлири кәлтүрүп чиқарған мәсилиләр һәққидики “1520-йили җәмийәт кесилигә айланған мәсилиләр” сәрләвһилик мақалә он нәччә саәт ичидила хитайдики көплигән һөкүмәт таратқулири вә иҗтимаий тор бекәтлиридә тарқилип муназирә қозғиди.

Мақалидә хитайда 2015-йили йүз бәргән сахта, өлчәмсиз һәтта зәһәрлик тавар мәһсулатлири кәлтүрүп чиқарған адәм өлүш, зәһәрлиниш, ярилиниш вәқәлири баян қилинған. Мақалидә бу йилларда хитайда барғанчә көпийиватқан сахта, сүпәтсиз, зәһәрлик тавар мәһсулатлири паҗиәлиридин бовақларниң “сүт парашокидин зәһәрлиниш вәқәси, юндидин айривелинған йемәклик йеғи мәсилиси, сахта гөш мәһсулатлири, чиришниң алдини алидиған дора чечилған зәһәрлик көктат, зәһәрлик мевә” қатарлиқлар тәкитләп өтүлгәндин кейин, 2015-йили хитайда адәм өлүш, ярилиниш вәқәлирини кәлтүрүп чиқарған сүпәтсиз тавар мәһсулатлири вәқәлири “адәм йәйдиған лефит”, “зәһәрлик йүгүрүш мәйдани” қатарлиқ кичик мавзучақлар астида тәпсилий баян қилинған.

Мақалидә, 2015-йил 1-январдин 12-айниң 1-күнигә қәдәр, хитайниң хубей, шаңхәй, гваңҗу қатарлиқ җайлирида йүз бәргән сүпәтсиз лефит һадисилиридә 38 адәмниң өлүш вәқәси, 15 шәһәрдә йүз бәргән оттура, башланғуч мәктәп балилириниң йүгүрүш мәйданида зәһәрлиниш вәқәлири һәққидә бир қәдәр тәпсилий мәлумат берилип, әгәр хитай мәркизи һөкүмити вә җайлардики йәрлик һөкүмәтләр “җиддий тәдбир қоллинип, хитайдики начар-сүпәтсиз тавар мәһсулатлириға вә һаянкәш содигәрләргә зәрбә бәрмәйдикән, у һалда хитай хәлқиниң сахта, начар тавар мәһсулатлириға болған наразилиқи техиму күчийип, җәмийәттә зор көләмлик "қалаймиқанчилиқ" келип чиқидиғанлиқи” агаһландурулған.

Ғәрб дөләтлиридики мустәқил ахбарат васитилири өз хәвәрлиридә, хитайда сахта тавар мәһсулатлири сәвәбидин йүз бәргән вәқәләр һәққидики хәвәрләрниң хитайниң һөкүмәт таратқулирида чәклинип келиватқан темилар икәнликини оттуриға қоюп келиватқан болуп, хитай һөкүмәт таратқулирида йеқиндин буян сахта тавар мәһсулатлири сәвәбидин йүз бәргән һадисиләр һәққидики хәвәрләрниң көпийиши ғәрб мәтбуатлири вә хитай вәзийәт анализчилириниң диққитини қозғиди.

Чәтәлләрдики хитай вәзийәт анализчилиридин әнглийәдики әзиз әйса әпәнди радиомиз зияритини қобул қилип, хитайдики сахта тавар мәһсулатлири кәлтүрүп чиқарған паҗиәләр һәққидә өз қарашлирини оттуриға қойди.

Әзиз әйса әпәнди, йеқинқи йилларда хитайда барғанчә көпийиватқан йемәкликтин зәһәрлиниш вәқәлирини нәқил елип, сахта сүт парашоки вәқәси, сахта гөш мәһсулатлири вәқәси, юндидин ишләнгән йемәклик йеғи вәқәлирини нәқил елип бу вәқәләрниң хитай пуқралиридила вәһимә пәйда қилип қалмастин, бәлки пүткүл дуня миқясида, хитайда ишләнгән йемәклик мәһсулатлирини импорт қилишта қаттиқ тәкшүрүштин өткүзүштәк вәзийәт шәкилләнгәнликини билдүрүп, хитайда ишләнгән сахта тавар мәһсулатлириниң барғанчә көпийиши пүткүл дуня диққәт қиливатқан җиддий мәсилә икәнликини тәкитлиди.

Әзиз әйса әпәнди йәнә, хитайниң һөкүмәт таратқулириниң йеқиндин буян хитайдики сахта тавар мәһсулатлири вә бу сәвәбтин келип чиққан вәқәләр һәққидики хәвәрләрни беришкә башлишидики сәвәбләр һәққидиму тохтилип, хитай пуқралири арисида “сахта тавар мәһсулатлириниң әвҗ елишида һөкүмәтниң мәсулийити бар” дегән қарашниң омумлишиши вә бу хил наразилиқниң барғанчә күчийип, хитай җәмийитидә аммиви наразилиқ вәқәлириниң көпийиши, хитай мәркизи һөкүмитини бу җәһәттә мәлум тәдбир елишқа мәҗбур қилғанлиқини вә бу сәвәбтин, хитай һөкүмәт таратқулирида йеқиндин буян бу хил сахта тавар мәһсулатлириға һөкүмәтниң тәдбир қоллиниватқанлиқи һәққидики хәвәрләрниң көпәйгәнликини, әмма йәнила хитай пуқралиридин йошурун тутулуватқан нурғунлиған мәсилиләрниң техи ашкариланмиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.