Японийәдики сахавәтчи ширәйши әпәнди вапат болди
2015.11.12
10-Ноябир японийәдики уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси, сахавәтчи ширәйши 73-йешида токйода вапат болди.
Өзиниң кәмтәр вә сехийлиқи билән японийә оқушқа кәлгән уйғур оқуғучиларға маддий вә мәниви җәһәттин йеқиндин ярдәмдә болуватқан, японийәдә елип бериливатқан уйғур һәрикитигә зор төһпиләрни қошқан, уйғур давасиниң һармас төһпикари, японийәдики мәшһур уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси, сахавәтчи, японийә йипәк йоли кулубиниң идарә башлиқи меншу ширәйши 10-ноябир әтигән саәт алтидә кесәл сәвәбидин давалаш үнүм бәрмәй токйодики дохтурханида 73 йешида аләмдин өтти.
Кишилик һоқуқ паалийәтчиси илһам мәхмут ширәйшиниң японийәдики уйғур давасиға қошқан төһпилири һәққидә тохталди.
Уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси, ширәйши әпәнди 1942-йили туғулған болуп, у өзиниң мол тарихий билимлири билән япон чай мәдәнийитини өгәткүчи устаз болған. Көплигән кишиләргә бу һәқтә сават бәргән. японийәниң “едо мәдәнийити”, “мейҗи сиясий ислаһати” тоғрисида көп издинип әтраплиқ тәтқиқат елип барған. Кейинки һаятида япон қәдимий асарәтиқилирини елип-сетиш сода тиҗарити билән шуғулланған.
Японийәдә йәрлишип қалған уйғурларниң ейтишичә, у, 1985-йили тунҗи қетим уйғур елидин токйоға оқушқа кәлгән уйғур оқуғучилар билән тонушуп, әң дәсләптә уларға һәр җәһәттин қизғин ярдәмдә болған. Ширәйши 1996-йили сахавәтчи японлар билән бирлишип токйода “йипәк йоли кулуби” ни қуруп, һиҗрәттики уйғур оқуғучиларға норуз мәрикилирини қурбан вә роза һейт байрамлирини өткүзүп бәргән. Бу кулуб арқилиқ япон җәмийитигә уйғур елини кәң түрдә тонуштурған.
Мәлум болушичә, сахавәтчи ширәйши уйғур оқуғучилар билән сөһбәтлишиш арқилиқ уйғур елидики уйғур өсмүрлириниң ечинишлиқ маарип әһвалидин хәвәр тапқандин кейин дәрһал япон карханичилирини һәрикәткә кәлтүрүп уйғур елидики мәктәпләргә “йипәк йоли кулуби меһри-шәпқәт йәткүзүш, оқушқа ярдәм бериш, ианә қилиш” паалийәтлирини елип барған. Йиғилған пулларни кулуб әзалири билән бирликтә уйғур йезилириға берип оқуғучиларниң қоллириға йәткүзүп бәргән.
У, 2002-йили илидики нуртай һаҗим йетимләр мәктипидики оқуғучиларни токйоға тәклип қилған болуп, әйни вақиттики бу иштин хәвәрдар уйғурлардин мәһбубә ханим бу һәқтә тохталди.
Сөһбитимиз җәрянида мәһбубә ханим йәнә, әйни йилларда ширәйши әпәнди мәкит наһийәсиниң деһқан сәнәтчиләрдин тәшкилләнгән долан сәнәт өмикини барлиқ иқтисадий чиқимлирини өз үстигә елип, токйоға долан муқамлирини орунлашқа тәклип қилғанлиқиниму әсләп өтти.
Японийәдики кишилик һоқуқ тәшкилатлиридин “хитайдики милләт мәсилиси кишилик һоқуқ мунбири” ниң рәиси доктор иванага ширәйши әпәндиниң вапати һәққидә тохтилип мундақ деди: “униң вапатини японийәдә елип бериливатқан уйғур һәрикитидики чоң йоқитиш дәп қараймән. У уйғурларни толиму сөйәтти. Бу йәрдики уйғурларға роһий вә җисманий җәһәттин мәдәт берәтти. У вапат болған болсиму, биз униң изиға варислиқ қилип уйғурларға ярдәм бериш һәрикитини давамлаштурушқа тиришимиз дәп ойлаймән.”
Японийәдики дуня уйғур қурултийиниң вәкили доктор турмуһәммәт һашим мәрһум ширәйши билән дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханимниң әң ахирқи телефон сөһбитини әсләп өтти.
Уйғур сиясий актиплиридин гүлистан ханим ширәйшиниң иш-излирини әсләп өтти.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.