Архип
2015-04-02
Көп йиллардин бери уйғур аптоном райони әйдиз кесилиниң ямраш дәриҗиси еғирлап, хитай бойичә тарқилиш сүрити вә көлими әң чоң болған районлар қатарида кәлмәктә иди.
2015-03-19
Голландийәдә һаятини яшаватқан уйғур яшлиридин путбол саһәсидә бәлгилик асаси болған вә илгири һәр дәриҗилик кәспий командилирида топ тәпкән яки оқутқучилиқ, тернирлиқ қилған кәспий путболчиларниң ортақ қаришичә; уйғур путболчилиқиниң истиқбалиму әркинликкә моһтаҗ икән.
2015-03-17
Голландийәниң мәркизи шәһәрлиридә яшаватқан бир қисим уйғурлар кичик типтики командиларни тәшкилләп, өз-ара достлуқ мусабиқилирини уюштуруп кәлмәктә.
2015-03-16
Тәйвән уйғур җәмийитиниң рәиси нузугумниң билдүрүшичә, 14-март тәйвән мәркизи тәйбейдә өткүзүлгән атом ядроси енергийәсигә қарши намайишқа тәйвән уйғур җәмийити әзалириму қатнашқан.
2015-03-03
Тәңритеғиниң шәрқий учиға җайлашқан аратүрк наһийәсидә йеқинқи йиллардин буян екологийәлик муһит вә су мәнбәси җәһәттә көрүнәрлик чекинишниң йүз бәргәнлики мәлум болмақта.
2015-02-02
Биз алди билән хотән қарақаш наһийәсиниң су ишлар башқуруш понкитидики бир аял хадимни зиярәт қилдуқ. Бу ханимниң көрситишичә, қарақаш наһийисидә пуқралар асасән қудуқ сүйи ичиду.
2015-01-26
Ашкарилинишичә йопурға наһийисиниң байават йеза 3-кәнтидә 2011-йили вә 2012 йиллири 100 гә йеқин аилигә йәр тәврәшкә чидамлиқ өй селип бериш үчүн қурулуш башланған.
2015-01-22
Хитай һөкүмити хотәндә ичимлик су һәл қилиш қурулуши башлиған 20 нәччә йилдин буян, пәқәт 750 ға йеқин аһалиниң бихәтәр ичимлик су мәсилиси һәл болған. Бирақ бир милйон 60 миңдин артуқ аһалә йәнила көл вә ериқ-өстәңниң сүйини ичидикән.
2015-01-06
Игилишимизчә, тайландта тутуп турулуватқан мусапирларниң һазирқи реал әһвали көплигән кишиләр вә саһәләрниң диққитини чекиватқанлиқи мәлум.
2015-01-05
Буниңдин йәттә ай бурун йитип кәткән уйғур қизи сүрийәниң хәвири пүтүн уйғур ели, хитай ичи вә хәлқаралиқ ахбарат вә иҗтимаий алақә васитилиридә кәң таралған иди.
2015-01-05
12-Айниң 23-күни йерим кечә саәт 1:50 дә тайландниң җәнубидики хатяи шәһиридики хатяи дохтурханисида кесәллик сәвәбидин аләмдин өткән абдуллаһ абдувели 1-айниң 3-күни чүштин кейин сонгкла мусулманлар мазарлиқида йәрликкә қоюлди.
2014-12-29
8-Нөвәтлик шәрқий түркистан лоңқиси путбол мусабиқиси шәрқий түркистан дөләт марши вә шәрқий түркистан австралийә җәмийитиниң рәиси абдулғафур мөмин әпәнди вә җәмийәт катипи нурмуһәммәт түркистан әпәндиләрниң тәбрик сөзлири билән тәнтәнилик башланған.
2014-12-19
Йеқинда австрийәниң вийена шәһиридә чақирилған “3 - нөвәтлик хәлқаралиқ атом қораллириниң инсанийәткә болған тәсири” мавзулуқ йиғинға 160 дөләттин кәлгән мутәхәссис, паалийәтчи вә сиясийонлар қатнашқан болуп, йиғин ахирида австрийә һөкүмити, дуня дөләтлирини атом қораллирини йоқитишқа вә чәкләшкә чақирди. Бурун мәзкур йиғинда атом қораллирини қандақ қоғдаш, униң инсанийәткә елип келидиған зийинини қандақ қилип азайтиш мәсилилири музакирә қилинған болуп, вийенада чақирилған бу қетимқи йиғинда атом қораллириниң инсанийәткә елип кәлгән балайи - апәтлири мисаллар билән оттуриға қоюлған.
2014-12-01
Дуня сәһийә тәшкилатиниң хитайда турушлуқ вәкили беринхард шватләндер, 1-декабир “дуня әйдиз күни” хитайниң “җуңго гезити”дә мақалә елан қилип, хитайниң әйдиз вирусини контрол қилиш, әйдиз юқумдарлириға үнүмлүк ярдәм қилиш үчүн көп ишларни қилишқа еһтияҗлиқ икәнликини билдүрди.
2014-11-04
“юртимиздин чиққан көмүрни көйдүрүп, пүтүн ис-түтәкни бизгә қалдурди, әмма униңдин чиққан токниң һәммисини ичкиригә елип кетиватиду!...”