“хитай чүши” гә йәм болуватқан тарим бостанлиқлири (1)
2017.11.16
Уйғурлар дияриниң әсирләр бойи давам әткән тарихида изчил һәл қилғуч рол ойнап кәлгән бир амил бар. У болсиму тарим вадисидики һаятлиқниң мәвҗутлуқи үчүн бәкму зөрүр болған су вә су мәнбәси.
Қәдимий “йипәк йоли” билән бағлинишлиқ болған ривайәтләрдә даимлиқ тема болидиған амилларниң бириму дәл су мәсилисигә берип тақилиду. Чүнки су бу районда алди билән һаятлиқниң мәвҗут болуш-болмаслиқини бәлгиләйдиған биринчи амилдур.
Алақидар материялларда көрситилишичә, уйғурлар дияридики қурғақ килиматниң бир чоң алаһидилики пүткүл район миқясидики омумий су записиниң нисбәтән турақлиқ һаләттә болуши икән. Һөл-йеғин миқдариниң толиму чәклик болуши түпәйлидин уйғурлар дияридики асаслиқ су мәнбәлириниң бири тағлардики музлуқларниң еришидин һасил болған дәря-еқимлар болуп кәлмәктә. Уйғурлар дияридики асаслиқ бостанлиқларниң һәммиси дегүдәк буниңға мас һалда әнә шу су мәнбәлири бойиға җайлашқан шуниңдәк уйғурларниң йеза игиликини асас қилған һаятлиқ паалийәтлириму буниңға мас һалда ашу хил муһит билән өзара бирикип кәткән. Бу хил һаләт буниңдин икки миң йил илгирики вақитлардин тартипла тарихнамиләрдә орун елип кәлгән тарим вадисидики шәһәр дөләтлиридин тартип таки заманимизға қәдәр асасән муқим давам қилип кәлмәктә.
Мәлум болушичә, тарихта тарим вадисидики бир мәһәл гүлләнгән шәһәр дөләтлириниң көпинчиси мәлум дәврләрдин кейин тәклимакандики қум барханлириниң астиға көмүлүп кәткән. Бу тарихий трагедийәләрниң келип чиқишиға муһит өзгириши, болупму ашу шәһәрләрни су билән тәминләйдиған мәнбәләрниң ғайиб болуши асаслиқ сәвәб болған икән. Бу һәқтә археолог қурбан вәли алаһидә тохталди.
Һалбуки, 1950-йиллардин буян оттуриға чиқишқа башлиған һәмдә барғансери ешип бериватқан тәбиий вә сүний һадисиләр уйғурлар дияридики су мәнбәсигә биваситә яки васитилик һалда тәсир қилип келиватқанлиқи мәлум. Баш штаби вашингтондики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәшкилатиниң хадими никол моргрет бу мәсилигә узундин буян диққәт қилип келиватқан мутәхәссисләрниң бири. Униң пикричә, буниңда тәбиий амиллардин башқа сүний һалда вуҗудқа кәлгән йәнә бир амил бар: оттура асия райони билән чәмбәрчас мәдәнийәт вә етник бирликигә игә болуватқан уйғурлар дияриниң өз қолидин чиқип кетишидин бәкму әндишигә чүшкән хитай һөкүмити зор күч билән бу җайларда “ишләпчиқириш вә қурулуш биңтуәни” намидики йерим һәрбий, йерим деһқанчилиқ шәкилни алған ғайәт зор системини бәрпа қилип чиққан. Шуниң билән бир вақитта бу биңтуәнләр ичкиридин уйғурлар дияриға кәлкүндәк көчүп келидиған ақма нопусниң йиғилидиған әң чоң базилиридин болуп қалған. Адәм амилиниң сани ашқанлиқтин, биңтуәнләрниң деһқанчилиқ ишләпчиқириши билән хатирҗәм шуғуллиниши үчүн хитай һөкүмити уларниң су мәнбәсини халиғанчә контрол қилишиға йол ечип бәргән. Бу болса пүткүл районниң тәбиий су тәқсиматиға зор дәриҗидә тәсир көрсәткән.
У бу һәқтә мунуларни илгири сүрди: “шинҗаңниң әһвали һәққидә анчә бирнәрсә билип кәтмәйдиғанлар бу җайдики уйғурларни бир түрлүк байлиқ, дәп қариши мумкин. Чүнки улар хитайниң бу хилдики ғайәт зор иқтисадий қурулушида хитай билән оттура асияни мәдәнийәт вә тил җәһәттә бир-биригә бағлашта уйғурлар бир васитичилик ролини ойнайду, дәп қарайду. Һалбуки, хитай һөкүмити бу уйғурларни узундин буян бихәтәрлик мәсилилири үчүн өзлиригә бир зор тәһдит, дәп қарап кәлмәктә. Буниңда баятин биз тилға алған мәдәнийәт вә тил йеқинлиқи бир сәвәб болса, йәнә бир яқтин шинҗаңдики совет иттипақиниң коммунистик түзүмигә аздур көптур улинидиған сиясий бағлинишму рол ойнайду. Шуниң үчүн ‛шинҗаңни тәрәққий қилдуруш‚ ниң биринчи қәдими сүпитидә хитай даирилири бу җайда ‛шинҗаң ишләпчиқириш вә қурулуш биңтуәни‚ ни қуруп чиқти. Биңтуәнләрниң нопуси пүтүнләй хитайлардин тәшкил тапқан болуп, улар йерим һәрбий түзүлмә шәклини алған иди. Әмма у чағда уларниң нопуси унчә көп әмәс иди. Лекин шуниңдин кейинки нәччә он йил ичидә оттуриға чиққан һәр хил ‛тәрәққият‚ долқунлири, җүмлидин ‛ғәрбни зор көләмдә ечиш‚ қатарлиқларға әгишип бу җайлардики хитай нопуси шиддәт билән көпәйди.”
Никол бу һәқтә тохтилип, хитай даирилириниң уйғурлар дияри дуч келиватқан әң җиддий мәсилиләр, шу қатарда су мәнбәсиниң тарийиши вә булғиниши һәққидә бирәр әмәлий чарә қоллинишниң орниға давамлиқ “муқимлиқ” мәсилисини дәстәк қилип чиққанлиқини, һазир болса буниң техиму юқири пәллигә чиқиватқанлиқини билдүрди. У бу һәқтә мундақ деди: “2009-йилидики ‛5-июл вәқәси‚ дин кейин хитай даирилири тунҗи қетимлиқ ‛шинҗаң хизмити йиғини‚ ачти. Бу хилдики йиғинлар тибәт районида бәш қетим ечилған иди. Шу қетимқи йиғинда шинҗаңниң охшаш болмиған җайлири ичкири өлкиләрдики охшаш болмиған шәһәр вә өлкиләр билән четип қоюлди. Шуниңдин кейин ичкиридики бу санаәт базилири шинҗаңдики һәр түрлүк байлиқларни кәң көләмдә қезишқа башлиди. Хитай мәтбуатлирида болса булар райондики иҗтимаий муқимлиқни әмәлгә ашурғучи ‛тәрәққият‚ дәп хәвәр қилинишқа башлиди. Иккинчи қетимлиқ ‛шинҗаң хизмити йиғини‚ да болса муһим нуқта шинҗаң райониниң муқимлиқи вә бихәтәрлики мәсилисигә бәкрәк мәркәзләшти. Шинҗаңдики ‛милләтләр иттипақлиқи‚ мәсилиси райондики әң чоң мәсилә болғачқа һөкүмәт даирилири ‛асманда тор, йәрдә қапқан‚ дегән шәкилдики контроллуқ торини қуруп чиқти. Кишиләр буни ‛қапқан вә тор‚ системиси, дәп атаватқанлиқи мәлум.”
Уйғурлар дияридики су мәнбәси нөвәттә дуч келиватқан мәсилиләр һәққидә сөз болғанда һәрқачан тарим вадисидики барлиқ дәря еқинларни һасил қилғучи егиз тағ музлуқлири тилға елинмай қалмайду. Хитай һөкүмитиниң “ғәрбни ечиш” шоари астида уйғурлар диярини йәр асти байлиқлирини қезиш асас қилинған зор көләмлик санаәт базисиға айландуруп қоюши болса һазир бу музлуқларниң тез сүрәттә ерип кетишигә сәвәб болуватқан иқлим өзгиришини техиму тезлитивәткән.
Уйғурлар диярида әмәлий тәкшүрүш билән мәшғул болған америкидики муһитшунас фарадай ханим (A.A.Faraday) Хитай карханилириниң уйғурлар дияридики көмүрни көмүр газиға айландуруп ичкиригә елип кетиши һәмдә униң район муһитиға көрситидиған тәсири һәққидә мәхсус издәнгән. Униң қаришичә, бу хилдики “көмүрни газға айландуруш” җәрянида муһит бузулуштин башқа су байлиқи ғайәт зор дәриҗидә сәрп болидикән. У бу һәқтә мундақ деди: “мениңчә, нурғун кишиләр көмүрни газға айландуруш қурулуши омумән муһитқа зиянлиқ, дәп қарайду. Чүнки бу җәрянда ғайәт зор су сәрп қилиниду, шуниңдәк ғайәт зор миқдарда карбон төт оксид қоюп берилиду. Шуңа омумән қилип ейтқанда, бу растинла муһитқа зиянлиқ. Әмма йеқинқи мәзгилләрдики су мәнбәсиниң тарийип кетишидә шундақла тарихтики һәрқайси басқучларда бу һалниң көрүлүшидә муһим болған бирнәччә сәвәб бар. Буниң ичидики бир амилни алсақ у дәл иқлим өзгиришидур. Узақ мәзгил давам қилған бу һадисиниң һазир тезлишип кетишидә инсанларниң һәрикити муһим рол ойнаватиду. Йеқинқи мәзгилләрдә тарим вадисидики су мәнбәсини тәмин етиватқан егиз тағ музлуқлири өткән һәрқандақ мәзгилдикидинму тез сүрәттә ерип кетиватиду. Шуңа һазирчә (шинҗаңда) музлуқларниң мушундақ тез сүрәттә ериши түпәйлидин йәнила хели зор миқдарда су мәнбәси бар, дәп ейталаймиз. Әмма музлуқларниң ериши бәк тез болуватқанлиқи үчүн, ерип кәткән музлуқниң дәмаллиққа әслигә келиш пурсити мәвҗут әмәс. Шуңа әгәр буниңға қарши бирәр чарә көрүлмәй, музлуқлар мушу сүрәттә еригили турса бәлким кәлгүси йүз йил ичидә музлуқлар ерип түгиши мумкин. Бу һазирқи әң муһим амилларниң бири.”
Уйғурлар дияридики су мәнбәсиниң тарийиш сүрити өз нөвитидә уйғурлар дияридики йәнә бир мөҗизә болған “кариз” йоллириниң су миқдариға зор дәриҗидә тәсир қиливатқанлиқи мәлум. Бу болса каризни асаслиқ су мәнбәси қилидиған районларниң ичимлик су вә йеза игилик суғириш ишлириға еғир пассип ақивәтләрни елип кәлмәктә икән.
(Давами бар)