Хитай даирилири уйғур елидә су һәққини омумйүзлүк өстүрди

Мухбиримиз гүлчеһрә
2015.10.19
su-mesilisi.jpg Өйигә су тошуватқан уйғур балилар.
Photo: RFA

“тәңритағ тори” ниң 19-өктәбир хәвиридин мәлум болушичә, хитай һөкүмитиниң келәр йилидин башлап йолға қоймақчи болған бу қетимқи су байлиқи һәққи өлчимини 2005-йилидики су байлиқи һәққи өлчими билән селиштурғанда, бу қетимқи тәңшәштә һәқ елиш даириси кеңәйтилип, һәр қайси саһәләрниң су байлиқи һәққи өлчими омумйүзлүк өстүрүлгән. Буниң ичидә шәһәр (базар)лардики туруба сүйи вә сучилиқ қурулушида йеза игиликини су билән тәминләш өлчими азрақ өстүрүлгән. Санаәт, сода, мулазимәт кәспи, нефит, тәбиий газни ечиш қатарлиқ саһәләрдә су байлиқи һәққи өлчими көпрәк өстүрүлгән. 30 Йиллиқ һөддигә берилгән йәрдин башқа йәрләрниң су байлиқи һәққи өлчими зор дәриҗидә өстүрүлгән.

Йеңи су байлиқи һәққи елиш өлчими, асаслиқи, шәһәр аммиви туруба сүйи, йеза игиликигә ишлитилмәйдиған су, йеза игиликидә суғиришқа ишлитилидиған су, нефит, тәбиий газ ечишта ишлитилидиған су вә йеза турмуши, бақмичилиқ, җамаәт ишлирида ишлитилидиған судин ибарәт бәш түргә бөлүнидикән.

Тәңшәлгәндин кейинки йеза игиликигә ишлитилмәйдиған су байлиқи һәққи, шәһәр (базар)лардики турмуш, көкәртиш вә аммиви иш қатарлиқларға ишлитидиған запас су байлиқи һәққи өлчими шәһәр (базар)лардики аммиви туруба сүйи байлиқи һәққиниң икки һәссисичилик қилип бекитилгән. Буниңдин башқа санаәт, сода, мулазимәт кәспи қатарлиқ саһәләрдики запас су байлиқи, машина ююш, минерал су ишләш, сап су ишләпчиқириш қатарлиқ саһәләрдики запас су байлиқи мәнбәси өлчимидә йеза игиликини су билән тәминләшкә ишлитидиғанлиридин башқилири йәр үсти сүйи өлчими йәр асти сүйиниң %50i бойичә бекитилгән.

Буниң алдида үрүмчидин тарқитидиған учур мәнбәлири, үрүмчи шәһәрлик тәрәққият вә ислаһат комитети су һәққини мувапиқ тәңшәш мәсилисини музакирә қилғанлиқини хәвәр қилған иди. Үрүмчи су вә су мәнбәсини башқуруш идарисиниң торидин мәлум болушичә, үрүмчидә һазирқи универсал оттуричә су һәққи 1.36 Йүән (һәр күп метир) болуп, уни 2.34 Йүәнгә тәңшәп, тәңшилиш нисбитини %72.06ke Йәткүзүш; һазирқи алтә түрлүк су һәққи өлчими бойичә, турмушта ишлитидиған һәр куб метир суниң баһасини 1.16 Йүәндин 1.66 Йүәнгә, санаәттә ишлитидиған сода, мулазимәткә ишлитидиған,көкәртиш, муһит асраш, оттин мудапиәлиниш вә башқа ишларға ишлитидиған һәр куб метир суниң баһасини 50% әтрапида өстүрүш қатарлиқларни бекиткән.

Үрүмчи шәһири мәмликәт бойичә су қис районларниң алдинқи қатарида туридиғанлиқи мәлум. Бултур үрүмчи шәһириниң су байлиқи омумий миқдари 947 милйон куб метир болуп, үрүмчи шәһириниң даимлиқ нопусини 3 милйон 360 миң дәп һесаблиғанда, киши бешиға 291 куб метирдин тоғра келидикән. Бу мәмликәт бойичә киши бешиға тоғра келидиған су байлиқи миқдариниң йәттидин бир қисмиғиму йәтмәйдикән.

Үрүмчи шәһәрлик суни теҗәп ишлитишни пиланлаш ишханисиниң бир хадими зияритимизни қобул қилип бу қетимқи су һәққини тәңшәшни мувапиқ дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

Униң дейишичә үрүмчи шәһиридә су йетишмәслик әһвали бир қәдәр еғир, аһалиләрниң су теҗәш еңи бир қәдәр төвән, су байлиқини үнүмлүк теҗәш вә ечиш үрүмчи шәһириниң иқтисадий, иҗтимаий тәрәққиятини илгири сүрүштә муһим рол ойнайдикән. Үрүмчи шәһиридә су баһаси 2005-йили тәңшәлгән болуп, шуниңдин буян тәңшәлмәпту. Мәмликәт бойичә үрүмчи шәһиридә су баһаси төвән һесаблинидикән.

Йеңи су байлиқи һәққи елиш өлчими, аһалиләр турмуши билән зич мунасивәтлик болупла қалмай, йеза игилик ишләпчиқириш, бақмичилиқ вә аммиви ишларда охшашла амминиң мәнпәитигә биваситә мунасивәтлик.

Һазирқи бәлгилимигә асасән, йәрләрни суғиришта йәр асти сүйи, йәр үсти сүйини ишләткәнләрдин омумйүзлүк су байлиқи һәққи елинидикән ундақта келәр йилдин башлап су байлиқи һәққини өстүрүшкә амминиң райи барамду, иқтисадий әһвали көтүрәмду? дегәндәк соалларға җаваб елиш үчүн куча, хотән вә корлиниң охшимиған йезилириға қарита телефон зиярити елип бардуқ.

Хитай даирилири деһқанларниң ичимлик су қийинчилиқини һәл қилиш қурулуши елип бу йил ичидә ишқа кириштүрдиғанлиқини вәдә қилған иди, әмәлийәттә йәнә нурғун уйғур йезилиридики деһқанларниң һазирғичә бихәтәр су ичиш шараитидин мәһрум туруватқанлиқи мәлум. Шаярниң гүлбағ йезисидики бир деһқан йигит, бу йезиға техичә турби сүйи кәлмигәнликтин, бихәтәр дәп кәткили болмисиму әзәлдин қудуқ сүйини ичип келиватқанлиқини, әгәр униңғиму һәқ алидиған болуп қалса артуқчә чиқимниң аммиға ғәм болидиғанлиқини билдүрди.

Корлиниң даши кәнтигә йеңидин хизмәткә чүшкән бир яш кадир, бу йил пахтидин таза һосул чиқмиғанниң үстигә әгәр су һәққини өстүрсә деһқанларға тәс болидиғанлиқини билдүрди :

Хотәнниң қарақаш наһийисидики бир аял “ бу йиллиқ йәр суғуруш су пули үчүн 500сомни аран тапшурдум, суниң баһасини йәнә өстүргәндә бизгә охшаш деһқанларға еғир келиду” деди.

Йеқинқи йиллардин буян, хитай даирилири уйғур аптоном районда су байлиқини ечиш вә башқурушни чөридәп, бир қатар зор қурулушларни йолға қойған иди, бу хил қурулушларда су байлиқини зиядә қезиш қариғуларчә қезиш билән тәң тәбиәтни халиғанчә дәпсәндә қилиш дәря һавзисиниң, су мәнбәлириниң екологийилик муһитиниң начарлишишини кәлтүрүп чиқириватқанлиқи, нурғун җайларға туруба бармиғанлиқи, деһқанлар басма қудуқ колаш, дәря, ериқ-өстәңләрдин су әкелиш қатарлиқ тәдбирләр арқилиқ ичидиған су мәсилисини һәл қилидиғанлиқи мәлум, чәтәлләрдики көзәткүчиләр хитай даирилириниң уйғур елидә су қислиқ мәсилисини һәқни өрлитиш биләнла һәл қилғили болмайду, тоғра вә илмий ечиш вә башқуруш йолға қоюлмай, амминиң пакиз су ичиши қийин болуш мәсилисини һәл қилип болалмиған бир шараитта,нөвәттә қаттиқ бәлгилимә чиқирип су башқурушни күчәйтиши вә су һәққини өстүрүши йәниму көпләп наразилиқларға сәвәб бөлиши мумкин дәп пәрәз қилмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.