Уйғур елидики йәрлик кадирлар билән деһқанлар су вә муһит кризисидин шикайәт қилмақта
2016.03.08
Су мәнбәлириниң җиддий түрдә азийиши билән муһитниң бузулуши ички қуруқлуқ иқлимиға мәнсуп болған уйғур елиниң тәбиий екологийәсидики әң еғир кризис болуп билинмәктә.
Ақсу вилайәтлик су ишлири башқармисидин ават наһийәсиниң мәлум йезисиға муқимлиқ хизмити үчүн төвәнгә чүшкән бир кәспий хадим бүгүн радиомиз зияритини қобул қилди.
Униң билдүрүшичә, һазир ақсу вилайитиниң бир қисим наһийәлиридә, болупму ават наһийәсидә су мәсилиси җиддий бир мәсилә сүпитидә оттуриға чиқмақтикән. Гәрчә йәрлик деһқанлар ақсу дәрясиниң сүйидин мәлум миқдарда териқчилиқ үчүн пайдилиниватқан болсиму, лекин тәңритеғидики музлуқлар көлиминиң тарийиши һәмдә су мәнбәсиниң азийиши билән йәр асти сүйигә тайиниш әһвали йилдин-йилға еғирлашмақтикән. Ават наһийәсидә һазир ичимлик үчүн қезилған қудуқлар 30 метир әтрапида; деһқанчилиқ үчүн қезилған чоң типтики қудуқлар 90 метирдин 120 метир чоңқурлуқта қезилидикән. Буни буниңдин 10 йил бурунқи әһвал билән селиштурғанда, йәр асти сүйиниң чөкүшидә рошән пәрқ көрүлмәктикән. Униң үстигә, алдинқи йилларда боз йәрләрниң һәддидин артуқ ечилиши, олтурақ биналарниң тез сүрәттә селиниши билән су мәнбәсигә болған еһтияҗ адәттин ташқири җиддийләшмәктикән.
Зияритимиз җәрянида биз ақсу вилайитидин сирт, уйғур елиниң башқа вилайәт вә наһийәлиридиму су билән муһит мәсилисиниң нөвәттики әң еғир кризис болуп қалғанлиқини һес қилдуқ.
Қумул вилайитиниң астанә йезисидики бир нәпәр уйғур деһқан бу һәқтә зияритимизни қобул қилди. У йеқинқи йиллардин буян хитай ширкәтлириниң уйғур йеза-кәнтлиридики терилғу йәрләрни түрлүк усуллар билән сетивелип завут қурғанлиқини, түрлүк химийәлик мәһсулатларни ишләпчиқиридиған завутлардин қоюп берилгән сесиқ суларниң муһитни булғап, йәрлик хәлқниң ичимлик сүйигә вә саламәтлик әһвалиға еғир тәһдит пәйда қилғанлиқини илгири сүрди.
Аратүрүк наһийәсиниң ном йезисида олтурушлуқ йәнә бир уйғур деһқанму зияритимизни қобул қилип, су вә муһитниң булғиниши сәвәблик түрлүк кесәлликләрниң көрүлүватқанлиқини, деһқанларниң юқириға әрз қилипму бу мәсилини һәл қилалмиғанлиқини тилға алди.
Ахирида муһаҗирәттики уйғур паалийәтчиләрдин мәмәт тохти әпәнди уйғур елидә көрүлүватқан су вә муһит кризиси һәққидә пикир баян қилди.
У өзиниң 1980-йилларда шинҗаң университетиниң биологийә факултетини пүттүргәнликини, шу сәвәбтин уйғур елиниң екологийәлик муһити һәққидә өзиниң изчил диққәттә болуп кәлгәнликини илгири сүрди.
Мәмәт тохтиниң көрситишичә, уйғур елидики су вә муһит кризиси әң алди билән хитай һөкүмитиниң районда йәр асти байлиқлирини қалаймиқан талан-тараҗ қилиши; тәбиий орман, яйлақ вә йепинча өсүмлүкләрни бузуп аталмиш “йеңи тәрәққият районлири” ни бәрпа қилиши, хитай өлкилиридин милйонлап ақма нопусни көчүрүши һәмдә изчил түрдә ядро синақлирини елип бериши сәвәбидин келип чиққан икән.
Тәпсилатини аваз улиништин аңлиғайсиз.