Хитай тарим ойманлиқидики йәр асти деңиздин немиләр үчүн пайдилиниши мумкин?
2015.08.05
Йеқинда хитай учур мәнбәлири, бир қисим хитай геологларниң тарим ойманлиқида он йиллиқ үзлүксиз тәкшүрүп тәтқиқ қилиш арқилиқ, бипаян қумлуқ астида тузлуқ су деңизи байқиғанлиқини бир түрлүк әң йеңи тәтқиқат нәтиҗиси сүпитидә хәвәр қилди.
Тарим ойманлиқиниң астидин тепилған бу тузлуқ су записи шималий америкидики бәш чоң көлниң 10 һәссигә тоғра келидикән. 200 Миң квадрат километир келидиған бу йәр асти деңизиниң һәҗми болса каспи деңизиниң үч һәссисигә тоғра келидикән. Уйғур диярида һәр қандақ бир байлиқ записиниң байқилиши, зор күч билән ечиш, нопус йөткәш вә һесабсиз бузғунчилиқлар билән нәтиҗилиниватқан бүгүнки күндә, бу ғайәт зор йәр асти деңизиниң байқилиши уйғурларни хош қилмиди, әксичә әндишиләрни пәйда қилди. Бу һәқтә йеза игилик пәнлири доктори, су иншаати ишлири мутәхәссиси японийәдики турмәмәт һашим әпәнди, хитайниң тарим ойманлиқидики йәр асти деңизидин немиләр үчүн пайдилиниши мумкинлики һәққидә ойлиғанлирини мухбиримиз гүлчеһрәгә баян қилди.
Хитайниң елан қилишичә, гәрчә тарим вадиси йәр шаридики әң қурғақ районлардин бири болсиму, лекин йәр астидики тузлуқ су миқдари америкидики бәш чоң көлдин байқалған миқдаридин 10 һәссә көп икән. Шималий америкидики бәш чоң көлниң су записи дунядики татлиқ су омумий записиниң бәштин биригә тоғра келидикән, мушу бойичә һесаблиғанда тарим ойманлиқи астидики тузлуқ су дунядики татлиқ су омумий записиниң икки һәссигә тоғра келидикән.
Бу қәдәр зор запас су мәнбәсиниң байқилиши җуғрапийә, геологийә вә екологийә саһәлиридәк илим саһәси үчүн бир зор байқаш һесаблансиму, японийәдики мутәхәссис турмәмәт һашимниң билдүрүшичә, бу уйғурлар үчүн тарим ойманлиқида хитайниң йәнә бир зор байлиқ булаңчилиқини елип баридиғанлиқи, бу су мәнбәсидин пайдилинип йәр ечиш вә байлиқ ечишқа техиму зор түркүмдә көчмән йөткәйдиғанлиқи һәмдә бу районда йәниму еғир екологийилик бузғунчилиқниң йүз беридиғанлиқидин бешарәт.
Игилинишичә, санаәттин қоюп берилгән карбон төт оксидиниң 40% и атмосферада сақлинидикән, 30% и деңизға кирип кетидикән, қалған 30% иниң қәйәргә кетидиғанлиқи илим дунясида сир болуп кәлгән болуп, йәр астида байқалған тузлуқ сулуқ окян ашу йоқап кәткән карбонларниң бир қисми икән. Деһқанчилиқ пәнлири мутәхәссиси доктор турмәмәт әпәндиниң билдүрүшичә, гәрчә тарим ойманлиқиниң астидики запас суниң һәҗми интайин көп болсиму, әмма у мурәккәп тәркиплик ишқарлиқ су, бу шәрт хитайниң уни татлиқ су орнида кәң көләмлик ичимлик су мәнбәси қилип ишлитиштин чәкләйду, әмма тарим ойманлиқидики йәр асти су мәнбәси илгириму хитай тәрипидин бу районда боз йәр ечишқа вә нефит бурғилаш үчүн ишлитилгән. Чүнки һазирқи техникида бир тонна нефит бурғилап чиқириш үчүн йәр астиға 3 тонна суни юқири бесимда уруп нефит чиқирилидиған болғачқа, әслидинла қис болуватқан тарим ойманлиқида бу қәдәр зор су мәнбәси, хитайниң уйғур елиниң хам нефит записини зор күч билән ишләпчиқириши үчүн керәк.
Турмәмәт әпәндиниң мулаһизә қилишичә йәнә, гәрчә “тәклимакан астида деңиз бар” дегән ривайәтләрдин қариғанда бу бир йеңи байқаш болмисиму, нөвәттә хитайниң шәрқий түркистандики бу тузлуқ су мәнбәсиниң һәҗминиму рәсмий ашкарилишидин, хитайниң бу маканға техиму зор хитай нопусини йөткәш пилани барлиқини билгили болидикән. Униң қаришичә, хитай бу тузлуқ су мәнбәсини ечип уни нефит қезиш қатарлиқ санаәткә кәң ишләткәндин башқа йәнә, бу тузлуқ суни татлиқ су билән мәлум миқдарда тәңшәп, көчмән хитай нопусини беқишқа еһтияҗлиқ йеза игилики үчүнму ишлитиши мумкин.
Әмма, хитайниң тарим ойманлиқиниң йәр асти чоңқур қатламлиридики бу ғайәт зор тузлуқ су мәнбәсини қалаймиқан ишлитиши, районға, һәтта пүтүн йәр шариға зор тәһдитлик екологийилик апәтләрни елип келиши ениқ.