“хитай чүши” гә йәм болуватқан тарим бостанлиқлири (2)

Мухбиримиз әзиз
2017.12.28
qeshqer-tumen-deryasi-bulghinish-1.jpg Күнсери азийип қурушқа башлиған вә еғир дәриҗидә булғанған түмән дәрясиниң қәшқәр шәһиридин өткән бөлики.
Qeshqer sheher tori

Хитайниң әң чоң енергийә базиси болуватқан уйғур дияриниң нөвәттә еғир муһит кризисигә дуч келиватқанлиқи һәр саһә кишилириниң диққитини қозғап кәлмәктә. Буниңдики әң җиддий әһвал-пүткүл райондики һаятлиқ мәвҗутлуқи үчүн ачқучлуқ амил болған су мәнбәсиниң қуруп кетиши вә булғинишидур. Хитайниң уйғур дияридики кәң көләмлик енергийә қезиш қурулушлири бу йүзлинишни бирдинла тезлитивәткән әң муһим сәвәбләрниң бири, дәп қаралмақта.

Хитай рәиси ши җинпиң 2012-йилидин буян тәкитләп келиватқан һәмдә тезла хитайдики ахбарат органлири һәм һәр дәриҗилик һөкүмәт органлириниң даимлиқ аталғулиридин болуп қалған “хитай чүши” шоариниң негизи хитайни қудрәт тапқузуш һәмдә хитай миллитиниң дуняви орнини йүксәлдүрүш, дәп қарилиду. Йеза игилик дөлити болған хитайниң өткән он-йигирмә йил мабәйнидә тәдриҗий һалда хитайдики әрзан әмгәк күчи байлиқи сәвәблик “дуняниң завути” ға айлиниши дәл бу “хитай чүши” ни барғансери реаллиққа йеқинлаштуруватқанлиқи мәлум. Һалбуки бу “дуняниң завути” һәрқачан җиддий еһтияҗлиқ болуватқан енергийә мәнбәси қамдаш үчүн уйғурлар дияри изчил түрдә хитай дөлитиниң “дөләтлик енергийә амбири” болуп кәлмәктә.

“хитай чүши” билән чәмбәрчас бағланған енергийә қезиш қурулуши өткән он-йигирмә йил ичидә уйғур дияридики су мәнбәсигә биваситә тәсир көрситип кәлмәктә. Хитай мутәхәссислириниң вә һөкүмәт тармақлириниң уйғур дияридики енергийә байлиқи һәққидә елан қилған рәсмий мәнбәләрдә ейтилишичә, уйғур диярида хитай һөкүмитиниң “хитай чүши” ниң давам етиши үчүн һәл қилғуч әһмийәткә игә нефит, көмүр вә тәбиий газ қатарлиқ үч хил тәбиий байлиқ мәвҗут. “йеңиланмас байлиқ” дәп атилидиған бу үч чоң байлиқниң запас миқдари хитай бойичә биринчи орунда туриду, әмма бу байлиқларниң қезилиши бирдәк ғайәт зор миқдардики йәр асти сүйини тартип чиқирип байлиқ қезишқа сәрп қилишни тәләп қилиду. Мана бу болса уйғурлар дияриниң су мәнбәсигә биваситә тәһдит елип келиватқан амилларниң биридур.

Америкидики муһитшунаслардин елис фарадай ханим бу һәқтә мундақ дәйду: “нормалда һәммила җайниң йәр астида өзигә чушлуқ су миқдари болиду, йәнә келип бу миқдардики хориған бөләк һәмишә ямғур, музлуқларниң ериши қатарлиқ амилларниң тәсиридә өз өзини толдуруп кетәләйду. Әмма мәлум бир җайдин бирақла зор миқдарда су тартип чиқирилса һәмдә бу тартип чиқирилған су миқдариниң толдурулушиға йетәрлик вақит берилмисә у чағда ашу җайдики йәр асти сүйиниң орни тездин төвәнләп кетиду, униң қисқа вақит ичидә өз-өзини толуқлап кетишиму мумкин болмайду. Бундақ төвәнләп кәткән су йүзиниң шу җайдики муһитниң екологийилик системисида иҗабий рол ойнаш иқтидариму болмайду. Демәк бундақ ғайәт зор миқдарда йәр астидин су тартип чиқириш екологийилик системини еғир дәриҗидә вәйран қилиду. Әмма һазир шинҗаңдики нурғунлиған санаәт тармақлири дәл мушундақ усулни қоллиниватиду, йәнә келип бу санаәт тармақлири бирдәк зор миқдарда су истемали арқилиқла мәвҗут болуп туралайду. Буниң билән әслидинла ритимлиқ давам етиватқан су системиси, суғириш системиси, җүмлидин турпандики қәдимий кариз системилири вәйран болуп кетиватиду. Қисқиси, һазир шинҗаңдики су миқдариға болған тәләп һәддидин зиядә сүрәттә ашмақта, болупму ‛ғәрбни кәң көләмдә ечиш‚ сәвәбидин бу әһвал кишини чөчүткүдәк дәриҗидә болуватиду.” 

Униң қаришичә, уйғурлар дияридики нефит қезиш, көмүрни газға айландуруш дегәнләр санаәттики су әң көп тәләп қилинидиған тармақлар болуп, уйғурлар дияридәк су байлиқи толиму чәклик районлар үчүн униң пайдисидин зийини көп болидикән. Буниң җәмийәттики һәрқайси саһәләргә көрситидиған иҗтимаий тәсириниму диққәттин сақит қилишқа болмайдикән.

У бу һәқтә мундақ деди: “мениңчә, макролуқ нуқтидин көзәткәндә шинҗаңдики су байлиқи истемалини санаәт, йеза игилик вә шәхсийләрниң истемали дәп үч түргә бөлүшкә болиду. Йеқиндин буян нефит вә тәбиий газ қезиш қурулушиниң ешип бериши, һүл муәссәсә қурулушиниң кеңийиши қатарлиқ сәвәбләр түпәйлидин санаәт истемалиға кетиватқан суниң миқдари бәк көп болуватиду. Буниң билән көплигән иҗтимаий гуруппилар, мәсилән, шу җайлардики уйғурлар вә (биңтуәнләрдики) намрат хитайлар буниң тәсиригә учраватиду. Чүнки бу җайлардики су байлиқиниң көп қисми санаәт саһәсигә кетиватқан болғачқа уларниң буниңдики несивиси қолдин кетиватиду. Буниң билән җәмийәттә наразилиқ пәйда болмақта. Шуңа нефит вә тәбиий газ қезиш гәрчә тез сүрәттә иқтисадий йүксилишни ишқа ашуридиған чарилардин болсиму, бу җайларда йәнила буниңдинму яхширақ усуллар арқилиқ иқтисадни тәрәққий қилдуридиған механизм яки системини бәрпа қилип чиқиш бәкму зөрүр.” 

Уйғур дияридики су мәнбәсиниң тарийип кетиши билән селиштурғанда тәтүр нисбәттә ешип бериватқан әһваллар қатарида нопусниң көпийиши америкидики җуғрапийә мутәхәссислиридин доктор пәйзулла зәйдин узундин буян диққәт қилип келиватқан мәсиләрниң бири. Униң қаришичә, хәритидә чоң көрүнгән билән инсан яшашқа болидиған қисми толиму чәклик болған уйғурлар дияри әмәлийәттә дунядики әң қурғақ районларниң бири һесаблиниду. Шуңа бу җайдики нопусниң тез сүрәттә ешиши әмәлийәттә су байлиқи йетишмәслик сәвәбидин келип чиқидиған бир зор қалаймиқанчилиққа пилта болуп қелиши еһтималға бәкму йеқин. 

Униң қаришичә, су мәнбәсиниң тез сүрәттә тарийиши аллиқачан тарим бойлиридики бир қисим җайларда рошән болған сәлбий өзгиришләрни рояпқа чиқирип болған болуп, навада бу һал мушу йосунда давам қилса бундақ ақивәтниң башқа җайлардиму барлиққа келиши тәбиий икән.

Пәйзулланиң қаришичә, иҗтимаий вә тәбиий сәвәбләр түпәйлидин уйғурлар дияридики су байлиқи давамлиқ тарийип барса өтмүштә көрүлгәндәк мәвҗут шәһәрләрниң қум астида қелиши, шуниңдәк һазирқи шәһәрләрниң инсанларниң хатирисидин ғайиб болуши пүтүнләй мумкин икән.

Мәлум болушичә, уйғурлар дияридики су байлиқиниң тарийиши аллиқачан хитай һөкүмитиниң диққитини тартқан болуп, йеқинда хитай һөкүмитиниң тибәт егизликидин башлинидиған браһмапутра (ярлузаңбу) дәрясиниң сүйини тарим ойманлиқиға башлаштәк зор қурулушни музакирә қиливатқанлиқи һәққидә хәвәрләр тарқалди. Гәрчә хитай һөкүмити бу хәвәрни инкар қилған болсиму, уйғурлар диярида су қурулуши мәсилисиниң ичкиридин нопус йөткәш вә тәбиий байлиқларни қезиш билән чәмбәрчас бағлинип маңидиғанлиқи анализчиларниң баянлиридин йәр елип кәлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.