“тәклимакан” әхләт маканиға айландурулмақта
2016.09.26
Уйғурлар қоллиниватқан бир қисим иҗтимаий таратқу вә алақә васитилиридә йеқинқи күнләрдә “тәклимакан йиғлимисун” дегәндәк темиларда тарқалған синлиқ, сүрәтлик учур вә чақириқларға қариғанда, уйғур елидики ирадә мәбләғ селиш ширкити ширкәт хадимлири, тиҗарәтчиләр вә артис һәмдә мухбирлардин тәшкилләнгән тәклимакан пидаийлириниң тәклимакандики муһит асраш сәпири 17-сентәбирдин 19-сентәбиргичә давамлашқан.
Мәзкур пидаийлар тәклимаканда 3 күн йетип-қопуп арал қумлуқ ташйол бөликидики ичимлик қутилири, пиластик халта қатарлиқ әхләтләрни йиғип аптомобилларға басқан. Улар өз һәрикити билән җәмийәткә өз юртлириниң мундақ әхләт макани болуп қалмаслиқини тәшәббус қилған шуниңдәк тор һәм үндидар топлуқлириға кишиләрниң муһит қоғдаш еңини юқири көтүрүш һәққидә чақириқ йоллап, йолучилар вә саяһәтчиләрниң һәр қетим раван қатнаштин бәһриләнгәндә мушу әвзәл муһитни яритип бериватқан ташйол ишчилириниңму әмгикини һөрмәт қилишқа, қумлуқтин өткәндә әхләтлирини қумлуққа ташлимаслиққа агаһландурған.
Бу һәқтә 20-сентәбир “шинҗаң иқтисад гезити” тарқатқан хәвәрдә бу пидаийларниң “тәклимакан йиғлимисун, һәммимиз тәң тәшвиқ қилип, қериндашлиримизға йәткүзәйли, барлиқ йолучиларға шундақ дәймизки : мәйли қанас, сайрамда болайли, яки қумлуқта болайли муһит асрашни әстин чиқармайли, тәбиәт гүзәлликидә кейинкиләрниңму һәққи бар !!!” дегән мураҗиәтнамиму бесилған.
Бу һәқтики синлиқ учурлар дуняви иҗтимаий таратқулардин фәйисбоктиму тарқалди.
Уйғур елидики “тәклимакан” қумлуқи, “һалакәт деңизи” дәпму атилиду. Қумлуқниң шәрқтин ғәрбкичә болған узунлуқи миң километир келиду.
Хитай мәтбуатлириниң йезишичә, тәклимакан қумлуқи таш йоли болса нөвәттә дуня бойичә көчмә қумлуқта қурулған әң узун ташйол болуп, һалакәт деңизини кесип өтүп, чоң қумлуқ айрип турған җәнубий шинҗаң билән шималий шинҗаңниң арилиқини қисқартқан бу линийә, шундақла тарим нефитликиниң тәрәққияти үчүн ул салған бир ташйол.
Тәклимаканниң ечилишиға даир материялларда көрситилишичә, 1990-йиллардин кейин, хитайниң енергийигә болған еһтияҗиниң ешип беришиға әгишип, тәклимакан қумлуқиниң киндик районида сақлинип ятқан мол нефит гази енергийә мәнбәси ечиш күнтәртипигә киргүзүлгән. 21-Әсир киргәндин кейинму хитай һөкүмитиниң нурғунлиған техника күчи, малийә күчи вә маддий күч сәрп қилип, мәбләғ селип енергийә байлиқлирини ечиватқанлиқи һәм буниң ақивитидә муһит мәсилилириниңму келип чиқиватқанлиқи инкас қилинмақта.
Буниңдин илгири, дуняда 100 километирдин ашидиған көчмә қумлуқни кесип өтидиған ташйол йоқ иди. 1995-Йили 4-өктәбир хитайниң тунҗи қумлуқ ташйоли линийисидә рәсмий қатнаш башланған болуп, қурулуш үчүн 594 милйон йүән мәбләғ селинған. Тәклимакан қумлуқини тоғрисиға кесип өткәндә, узунлуқи 565.66 Километир келидикән.
Мутәхәссисләр муһит билән сиҗил тәрәққиятниң мунасивити бир-биригә чәмбәрчас бағланған. Болупму, муһити аҗиз, булғиниши еғир, орман билән қаплиниш нисбити төвән, қурғақ районлар муһитиға киридиған тәклимаканда екологийә қурулушиниң әң муһим күнтәртипкә елинишиниң зөрүр икәнликини оттуриға қоюп кәлгән иди.
Мәзкур муһит асраш пидаийлириниң һәрикәтлириниң бу хил булғанмиларни тизгинләшкә үлгүрмәйватқанлиқини булғанмиларни йоқитиш сәвийисиниң булғаш сәвийисигә йәтмәйватқанлиқида көрүвалғили болидикән.
Мутәхәссисләрниң қаришичә, тәклимаканниң бүгүнки әхләтләр билән толуватқан вә булғиниватқан вәзийитини яхшилашта, тәклимаканниң екологийилик муһитниң әслидики тәбиий тәңпуңлуқини әслигә кәлтүрүшкә биваситә қатнишалайдиған кәспи техника хадимлири вә мутәхәссисләрни сәпләшму муһим икән.
2013-Йилидин башлапла уйғур елидики хәлқ көңүл бөлүватқан нуқтилиқ мәсилиләрни һәл қилиш үчүн қурулған пидаийлар әтрәтлиригә йетәкчилик қилип вә қатнишип йеқинда чәтәлгә оқушқа чиққан бир уйғур яш, уйғур елидә илгири бир нәччә йил башқа пидаийлар әтрәтлири билән тәклимаканни кесип өтүш җәрянида бу хил муһит булғинишиға шаһит болғанлиқи,пидаийларниң шу чағлардин тартипла муһит қоғдаш паалийәтлирини елип бериватқанлиқини, әмма буниң биләнла муһит еңи төвән кишиләрниң муһит бузғунчилиқ қилмишлириға тақабил туруп болушниң тәсликини билдүрди.
У: “вәтинимиздики булғинишлар бир қисим кишиләрниң муһит чүшәнчиси бир қәдәр юқири болсиму, әмма омуми хәлқниң муһит чүшәнчисиниң йоқ дейәрлик икәнликини ениқ чүшәндүрүп бериватиду. Бу толиму қорқунчлуқ һадисә болуп, хитай ичкири өлкилиридин келиватқан мәйли көчмән, мәйли саяһәтчи болсун улар әкелип төкүвәткән әхләт дөвилири арисидин һәр хил турмуш буюмлирини учритипла қалмастин,ашқан йемәклик, һәтта 50 йилларғичә парчиланмайдиған пиластик халта қатарлиқ зиянлиқ нәрсиләрниң әтраптики муһитқа, деһқанчилиқ зираәтлиригә елип келидиған зийинини сәл чағлашқа болмайду. Даириләр бу әһвалларни билсиму тегишлик тәдбир алмай кәлмәктә” дәйду.
Бу яшниң қаришичә, қәдимий мәдәнийәтлик уйғурлар өз юртиниң һәр қандақ җайини яшаш макани дәпла қариған әмәс, бәлки уни тәбиәтниң, һаятиниң бир қисми һесаблап, униңға қан-тәрини,меһир-муһәббитини ата қилған вә тәбиәт сөйүштәк әҗдадлириниң есил әнәнилирини давамлаштурушни муқәддәс бурчи дәп билип кәлгән.
Униң ейтишичә, уйғур елидики бу хил муһит булғинишларни аталмиш тәрәққият, йәни тәрәққий қилдуруш үчүн ичкиридин йөткигәнләр, хитай саяһәтчиләр вә башқилар елип кәлмәктә.
Шинҗаң орманчилиқ пәнләр академийиси орман екологийиси тәтқиқат орниниң явайи һайван, явайи өсүмлүк вә сулуқ йәр тәтқиқат ишханиси йеқинда “шинҗаң омуртқилиқ һайван қизил рәңлик тизимлики” ни тарқатқан болуп, пүтүн аптоном районда 99 хил һайван тизимликкә киргүзүлгән, униң ичидә ява ат, қаңшарлиқ бөкән қатарлиқ 16 хил явайи һайван нәсли еғир дәриҗидә қуруп кетиш гирдабиға берип қалған һайван болуп қалған.
Уйғур дияри җанлиқлар алаһидә көп, тарқилиши кәң районниң бири, “җуңгода қизил рәңлик тизимликтики омуртқилиқ һайванлар (2015)” ни баһалаш нәтиҗисигә қариғанда, шинҗаңда 731 хил омуртқилиқ һайван бар болуп, пүтүн мәмликәттә бар болған омуртқилиқ һайванлар омумий саниниң 10.01% Ини игиләйдикән.
Уйғур елидә явайи һайванларниң тарқилиши мурәккәп болуп, инсанлар паалийити, муһит булғиниш һәмдә килимат өзгириши қатарлиқ амиллар сәвәбидин явайи һайванларниң нәсли еғир тәһдиткә учримақта.
Буниңдин башқа, йәнә қалаймиқан пилансиз саяһәткә ечиш, санаәтләштүрүш һәрикәтлириниң тәсиридә илгири йәнә уйғур елиниң муз чоққилиридин тартип, сайрам көли, қанас көли, асаслиқ дәрялири яйлақлириниңму охшаш әхләтләргә толғанлиқи вә еғир булиғанлиқи һәққидә нурғун мәсилиләр ашкариланған вә хәвәрләр берилгән һәмдә бу муһит мутәхәсислириниңму диққитини тартип кәлмәктә.
Америка миами университетиниң җуғрапийә пәнлири профессори уйғур елиниң муһит мәсилилири һәққидиму тәтқиқат елип бериватқан мутәхәссисләрниң бири станлий топсниң қаришичә, хитай һөкүмити тәклимаканни кесип өтидиған бу таш йолни әсли нефит, газ туруба пилани бойичә ясиған иди, әмәлийәттә йолучилар үчүн бу йолни йүрүшниң орниму йоқ, бүгүн бу җайға келидиған саяһәтчиләрниң көпийиши билән ақ рәңлик булғаш һадисисини көрүватимиз, бу пүтүн хитайниң һәммә җайлирида омумйүзлүк мәвҗут болуватқан еғир мәсилә, уйғур елидә буғда көлидин тартип каризларғичә еғир муһит булғиниш тәһдитигә дуч келиватқанлиқи мәлум. Бу йәрдә бир гуруппа кишиләрниң яки муһит қоғдаш пидаийлириниң чәклик паалийәтлири биләнла бу мәсилини һәл қилиш мумкин болмайду. Бу йәрдә һөкүмәт вә мунасивәтлик тармақларниң мәсилигә қарита инкаси вә тәдбиридә мәсилә барлиқини көрүвалалаймиз. Хитай һөкүмити вә җәмийитиниң һәр бир әзасида чоқум муһитқа қарита йүксәк мәсулийәт вә буруч туйғуси болуши керәк. Шуңа мунасивәтлик тармақлар муһит тәрбийиси вә тәшвиқатни күчәйтип, турмуш һәм санаәт әхләтлирини бир тәрәп қилиш хизмитини яхши ишлиши керәк икән.
Уйғур елиниң муһит булғиниш мәсилилирини көзитип келиватқан профессор топс әпәнди йәнә екологийилик муһит булғиништин келип чиқидиған яман ақивәтләрниң мөлчәрлигүсиз апәтләрни елип келидиғанлиқи яки келиватқанлиқини әскәртип; “тәклимакандики әң еғир мәсилә су кәмлики, шуңа бу районда иқтисади ечиштин бәкрәк әсли қандақ қилип чәклик болған һаятлиқ мәнбәси-суни хоратмаслиқ тоғрисида баш қатуруш әң мувапиқ. Барғанчә булғинишқа учраватқан тәклимакан қумлуқи хитай һөкүмитиниң районниң муһит қурулушиға мунасивәтлик тәтқиқат түрләр үстидә сиясәт, қанун-қаидиләрни бекитип, муһит қурулушида илғар инженер вә техникларни киргүзүп илмий вә җиддий һалда тәклимакан муһит қоғдаш қурулуши елип беришкә моһтаҗ дәп қараймән” дәйду.