Партлаштин кейин тйәнҗин престани уруштин кейинки харабиликкә айлинип қалди

Мухбиримиз гүлчеһрә
2015.08.13
tianjin-tyenjin-partlash-2015.jpg Тйәнҗин престанидики партлаш
Wikipedia/Public Domain


Хитай даирилириниң тйәнҗин бинхәй йеңи районида йүз бәргән еғир дәриҗидики партлаш вәқәси һәққидә тарқатқан әң йеңи ахбаратидики санлиқ мәлуматларға қариғанда, 13 - авғуст саәт 17:00гичә җәмий 50 адәм қаза қилған, 701 адәм дохтурханиларға давалинишқа апирилған, буниң ичидә 71адәмниң яриси интайин еғир. Йәнә нурғун адәмниң из - дерики йоқ. Һазирғичә вәқәниң келип чиқиш сәвәби вә партилашниң қандақ буюмдин болғанлиқиму ениқ әмәс. Һавадики булғиниш һәққидиму тәкшүрүш давам қилмақта, қайта партлаш йүз бериш еһтималдин хали дегилиму болмайдикән. Хәлқара ахбаратлар, һәтта хитай аммисиму иҗтимаий алақә васитилири арқилиқ даириләрниң бу вәқәниң әмәлий әһвалини юшуруватқанлиқидин гуман қилмақта һәмдә вәқәниң кәлтүргән балайи апәтлириниң хитай ахбаратлирида тарқитилғандин еғир болуши мумкинликини илгири сүрмәктә.

Бу шиддәтлик партлаш авази, уруш мәйданидин кәлгән бомбардиман авази болмастин 8 - айнң 12 - күни кәч саәт 11 дин 20 минут өткәндә тйәнҗин шәһири хәлқара оборот мәркизи райониға җайлашқан “рүйхәй” ширкити қармиқидики хәтәрлик боюмлар искилатида йүз бәргән күчлүк партлашниң нәқ мәйдан авази.

Хәлқара ахбаратларда 8 - айниң 13 - күни хәвәр қилинишичә, хәлқара өлчәмлик вақит 15:00, бейҗиң вақти кәч саәт 23:00 әтрапида, тйәнҗин бинхәй йеңи районида еғир дәриҗидә партлаш вәқәси йүз бәргән. Бу партлашниң күчи 21 тонна партлатқуч бомбиниң күчигә баравәр келидикән.

Бу арилиқта японийиниң “аптаппәрәс” 8 - номурлуқ сүний һәмраһи, мтсат - 2 сүний һәмраһи вә корийә комс - 1 сүний һәмраһи бошлуқтин бу қетимқи партлашниң инфира қизил нур долқуни бөликидики күчлүк иссиқлиқ сигналини тәкшүргән. Нәқ мәйданда от учқуни пәләккә йетип, 10 километир даиридә ичидә тәврәш сизими болған. Игилинишичә, тйәнҗин шәһири бинхәй йеңи райони хәтәрлик буюмлар искилатида партлаш йүз бериштин бурун от кәткән, от өчүрүш җәрянида арқа арқидин икки қетим күчлүк партлаш йүз берип, нәччә он километир даиридә турупму қуюқ ис - түтәкни көрәләйдиған һаләткә йәткән.

Сарасимидә тйәнҗиндики амминиң уйқуси һарам болған, партлаш йүз бәргән нәқ мәйдан әтрапидики нурғун аһалиләр шу күни кечини кочида өткүзгән. Дохтурханилар тошуп кәткән.

Хитай даирилириниң шинхуа торида бу һәқтә бүгүн ахириқи қетим тарқатқан ахбаратидики санлиқ мәлуматларға қариғанда, 13 - авғуст саәт 17:00 гичә җәмий 50 адәм қаза қилған, буниң ичидә 12 си от өчүрүш хадими; 701 адәм дохтурханиларға давалинишқа апирилған, буниң ичидә 71адәмниң яриси интайин еғир. Йәнә нурғун адәмниң из - дерики йоқ.

Хитай аммиви учур мәнбәлиридә тарқалған сүрәтлик хәвәрләрдә көрситилишичә, партлаш нәқ мәйданидин 400 метир йирақлиқтики 4 - 5 путбол мәйданичилик келидиған аптомобил тохтитиш мәйданиға тохтитип қоюлған миңдин артуқ йеп - йеңи аптомобиллар пүтүнләй көйүп, бу аптомобил тохтитиш мәйдани һәш - пәш дегүчә аптомобил қәбристанлиқиға айлинип қалған.

Әнглийә б б с агентлиқи мухбири нәқ мәйдан хәвиридә, партлаштин кейинки бу мәнзирини урушта вәйран қилинған һаләткә охшитип тәсвирлиди.

Қиззиқ йери, бу пәвқуладдә партлаш вәқәси, чәтәл ахбаратлирида нуқтилиқ хәвәр сүпитидә диққәт қозғаватқан бир пәйттә, хитай мәтбуатлирида, болупму вәқә йүз бәргән җайда тарқитиливатқан телевизийә программисида 10 саәткичә кино, елан, сәнәт кечиликлири вә қисимлиқ телевизийә тиятирларни қоюлғандин башқа бу һәқтә хәвәр бәрмигән.

Вәқә йүз бәргәндин кейин - 13авғуст, хитай рәиси ши җинпиң тйәнҗин бинхәй йеңи райони хәтәрлик буюмлар искилатида йүз бәргән партлаш вәқәсигә қарита муһим йолйоруқ берип, мунасивәтлик карханиларниң рәһбәрлирини контрол қилишни, әһвалини тезрәк контрол қилип, вәқәниң сәвәбини тәкшүрүп ениқлап, мәсулийити барларни қаттиқ тәкшүрүшни буйриған. Әмма у өзи нәқ мәйданға бармиған, хитай ахбаратлириниң көрситишичә, ши җинпиң вә ли кечяңниң көрсәтмиси бойичә, дөләт комиссари, җамаәт хәвпсизлики министири го шеңкүн говуйүәнниң хизмәт гурупписини башлап нәқ мәйданға йетип келип, вәқәдики қутқузуш вә җиддий биртәрәп қилиш, вәқәниң сәвәбини тәкшүрүш қатарлиқ хизмәтләр җиддий елип берилмақта икән.

Әлҗәзирә, б б с қатарлиқ хәлқаралиқ ахбаратларниң нәқ мәйданға әвәткән мухбирлири бүгүн тарқатқан хәвәрләргә қариғанда, нәқ мәйдандин көтүрүлүватқан ис - түтәк сәл пәсәйгән болсиму, техи пүтүнләй бихәтәр дегили болмайдикән, һәр заман йәнә қайта партлаш йүз бериш еһтималидин хали дегилиму болмайдикән.

13 - Авғуст саәт үч болғанда әһвал йәнә яманлашқан, нәқ мәйдандин йәнә бир қетим күчлүк партлаш авази аңлинип, сериқ вә аң рәңлик ис - түтәк көтүрүлгән, йәнә икки нуқтидики от йәнила көйиватмақта.

Партлаш вәқәсиниң тәсиридә, йеқин әтраптики нурғун аһалиликләр олтурақ райони вә ишхана бинаси бузғунчилиққа учриған. Тйәнҗин даирилири бүгүн партлаштин кейин зәһәрлик маддиларниң контрол қилинғанлиқини, техиму кәңри муһит булғиниш апәтлириниң алди җиддий елинғанлиқини, пәқәт бихәтәрлик йүзисидин әтраптики 3 район тәвәликидә су вә ток вақитлиқ тохтитилғанлиқини уқтурған.

Тйәнҗин биңхәй райони башлиқи җаң юң ахбарат елан қилиш йиғинида бүгүн, нәқ мәйдандики қалдуқ химийилик вә радиатсийилик маддиларни тәкшүрүш машина адәмләр арқилиқ елип бериватқанлиқини, һава бошлуқиға көтүрүлгән ис түтәкниң қоюқлуқ дәриҗиси вә униң тәркипидики зәһәрлик маддилар техи тәкшүрүп болмиғанлиқини әскәртти. Партилаш йүз бәргән районниң әтрапида су вә ток тохтиған, қатнаш тохтитилған. Бир қисим алақә вастилириму әслигә кәлмигән.

Һазирғичә вәқәниң сәвәби ениқланмиған, партлашниң қандақ буюмдин болғанлиқиму ениқ әмәс. Амминиң иҗтимаий таратқуларда тарқатқан учурлирида вәқәдә өлгән вә яридарларниң сани һәққидә пәрқлиқ санлиқ мәлуматлар тарқалмақта. Аммида муһитқа зәһәрлик маддилар ниң ямриши өзлириниң һаятиға хәтәр елип келиши тоғрилиқ әнсизлик давам қилмақта.

Чәтәл ахбаратлири хитай даирилириниң бурунқиға охшашла бу вәқәниң әмәлий әһвалиниму юшуруватқанлиқини билдүрмәктә. Чүнки түнүгүн америка с н н мухбири вил рипләй Will Ripleниң тиветирда тарқатқан учуриға қариғанда, у дохтурханида партлашта яридар болғанлар һәққидә нәқ мәйданда хәвәр бериватқанда тосқунлуққа учриған.

Хитай таратқулири йәнә бүгүн даириләрниң тийәнҗиндики партлаш вәқәсини көптүрүп иғва тарқатқанлиқи сәвәблик, хоңкоң күндилик гезити қатарлиқ тор бәтләрни қамал қилғанлиқини вә йәнә бир қисим блогларни тақиғанлиқини елан қилди, әмма уларниң зади қандақ мәзмунда иғва тарқатқанлиқиға чүшәндүрүш бәрмиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.