Уйғур тарихчиси тохти музатниң сирлиқ өлүмигә даир йеңи мәлуматлар

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2015.06.01
toxti-muzat-muzart-qebre-1.jpg Уйғур тарихчиси тохти музатниң қәбриси. 2015-Йили май, бейҗиң.
Sato ependi teminligen

Японийә токйо университетиниң тарих пәнлири доктори, тонулған уйғур тарихчиси, тәтқиқатчи, һармас инқилабчи мәрһум тохти музат 29-май туюқсиз бейҗиңдики өйидә аләмдин өткәндин кейин, униң бу сирлиқ өлүми һәққидә уйғурлар вә японлар арисида охшимиған қарашлар вә сөзләр тарқилип йүрмәктә.

Бүгүн радиойимизниң телефон зияритини қобул қилған, бейҗиңдики тохти музат аилисигә аит учурлардин толуқ хәвәрдар японийәлик сато әпәнди өзи аңлиған тохти музатқа даир бәзи бир учурларни бизгә йәткүзди.

Сато, мәрһум тарихчи тохти музатниң түрмидин қоюп берилгәндин кейинки һаяти һәққидә тохтилип: “бейҗиңдики башқиларниң ейтишичә, тохти қаримаққа әркин-азадә яшаватқан бир адәмдәк көрүнсиму, әмәлийәттә униң пүткүл иш ‏- һәрикити хитай компартийәси дөләт бихәтәрлики органлири тәрипидин тәқиб астиға елинған. У һәтта уйғур елиға, юртиға барсиму барлиқ иш ‏- һәрикәт вә сөзлири шу йәрдики бихәтәрлик тармақлириниң назарити астида елип берилидикән. Униң телефониму мунасивәтлик органларниң мәхсус хадимлири тәрипидин елип берилгән. Өйигә мәхсус тиңшиғуч орунлаштурулған болуп, һөкүмәт униң японлар билән көрүшүшидин бәк әндишә қилидикән. Шуңа тохти японлар билән учришиштин өзини изчил қачуруп кәлгән дәп аңлидим” деди.

Сато, мәрһум тохти музатниң һазирқи 38 яшлиқ ханими һәққидә тохтилип: “тохти музатниң туғқанлириниң дейишичә, у түрмидин қоюп берилип бейҗиңға келип бир қанчә ай өткәндин кейин дост ‏- бурадәрлириниң тонуштуруши билән бир уйғур қизи билән тойлашмақчи болған болсиму, әмма дөләт бихәтәрлик тармақлири униң бу тәлипини рәт қилип,сәккиз айдин кейин униңға қәшқәр һәрбий районидин өзлири бир қизни елип келип, униңға тонуштурған вә шу қиз билән дәрһал той қилишини буйруған. Амалсиз қалған тохти музат мәҗбурий шу қиз билән той қилғаникән. У қиз бейҗиңда һечқандақ хизмәт қилмайдикән, пәқәтла тохтини күтүшкә мәсул икән” деди.

Тарихчи тохти музатниң туюқсиз өлүп кетишидин униң аилиси, уруқ-туғқанлири шундақла дост, яр-бурадәрлириниң гуманий қарашларда болуватқанлиқини игилири сүргән сато бу һәқтә тохтилип: “тохти музатниң бейҗиңдики йеқинлириниң ейтишичә, униң саламәтлики бәк яхши болуп, пәқәтла униң тизи ағрийдикән. Сәвәби түрмидики чеғида сақчилар тохтиға охшаш сиясий мәһбусларни қар үстигә ялаң аяқ дәсситип, пут, қоллирини музлитиш тән җазасини қолланғанлиқтин, униң пути йәни тизи ағрийдиған болуп қалғаникән. Түрмидин чиққандин кейин бир мәзгил давалинип яхши болуп қалған. Әмма, униң йүрәк кесили барлиқидин һечкимниң хәвири йоқкән” деди.

Зияритимиз давамида сато әпәнди сөзини давамлаштуруп: “бейҗиңда 29-май тохти музатниң әтигән саәт 9 лар әтрапида 19-қәвәттики өйидә вапат болғанлиқи һәққидики хәвәр тарқалди. Гәрчә у дохтурханиға елип берилмиған болсиму, әмма дохтурлар уни туюқсиз йүрәк кесили билән өлди дәп испат чиқирипту, бу тәкшүрүлмәй асассиз чиқирилған һөкүм, әтраптики уйғурларниң диққитини қозғапту. Тохтиниң туғқанлири уни дохтурханиға елип берип оператсийә қилип қанун дохтурлириниң һөкүм чиқиришини тәләп қилған болсиму,әмма бу тәләп даириләр тәрипидин рәт қилинипту дәп аңлидим” деди.

Сато, тохти музат вапат болуп икки саәттин кейин даириләр униң туғқанлириға бесим қилип җәсәтни шу күни йәрликкә қоюветишини буйруғанлиқини, әмма бейҗиңдики бир қисим тохтини тонуйдиған уйғур тиҗарәтчиләр униң җәситини шу күни айропилан билән уйғур елиға йәни тохтиниң юртиға елип кетишни орунлаштурған болсиму, даириләр бу тәклипигә қошулмиған вә шундақла униң уруқ-туғқанлириға бесим қилип, хизмәт ишләп, бейҗиңда йәрликкә қоюшқа уларни көндүргәнлики һәққидә аңлиғанлирини баян қилди.

Сато, даириләрниң бир хил әндишә ичидә тохтиниң йүрәк кесили билән өлгәнлики һәққидики испат қәғизини икки саәт ичидә дохтурханидин наһайити тезлик билән елип кәлгәнлики әтраптики уйғурларниң гуманини техиму бәкрәк қозғап қойғанлиқини билдүрди.

30-Май чүштин кейин саәт иккидә бейҗиңдики хуйзу мәсчитидә тохти музатниң мейит намизи оқулған болсиму, әмма мәсчит әтрапи пуқрачә кийингән мәхпий сақчилар билән толуп кәткәнлики, даириләрдә тохтиниң җәситини йәрликкә қойғичә болған арилиқта бир хил җиддийлик вә әндишә аламәтлириниң көрүлгәнликини, тохтиниң мейитини узитиш гурупписидики бәзи бир уйғурлар бу һәқтә өзиниң йеқинлириға ейтқанлиқини илгири сүрди.

Зияритимиз ахирида сато әпәнди тохтиниң мейит намизиға бейҗиңдики уйғур оқуғучиларниң вә тиҗарәтчиләрниң қатнишишиниң чәкләнгәнликини билдүрди.

Уйғур тарихчиси тохти музатниң сирлиқ өлүми һәққидә тохталған японийә кюшу университетидики пәлсәпә пәнлири тәтқиқатчиси мухтәрҗан абдурахман зияритимизни қобул қилип, бу һәқтә өзиниң бәзи бир аңлиғанлирини баян қилип өтти.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.