Аяллар кесәлликлири дохтури: туғут чәкләш оператсийиси уйғур аяллирини мәҗруһ қилмақта
2017.08.29

“пиланлиқ туғут оператсийиси” яки “туғут чәкләш оператсийиси” хитай һөкүмитиниң пиланлиқ туғут сияситигә мас һалда, уйғур елидики туғут йешидики аялларға омумйүзлүк қоллиниливатқан һамилидарлиқтин сақлиниш тәдбири болмақта. Бу оператсийә, аддий һалдики һамилидарлиқтин сақлиниш тәдбири әмәс, әмәлийәттә у, өмүрлүк туғмаслиқ оператсийисидур. Шундақла бу, уйғурларда, мутәхәссис һәмдә көзәткүчиләрдә әндишә пәйда қиливатқан мәсилиниң биридур.
Ундақта, туғут йешидики сағлам аялларни бу хил тәдбир билән өмүрлүк туғуш иқтидаридин қалдурушниң, аялларни йәнә немиләрдин мәһрум қалдуридиғанлиқини биләмсиз?
Мухбиримиз гүлчеһрәниң бу һәқтики соаллириға җаваб бәргән, 25 йиллиқ давалаш тәҗрибисигә игә, һазир түркийәдә яшаватқан дохтур гүлгинә ханим “туғут чәкләш оператсийиси әмәлийәттә аялларни мәҗруһ қилиш” дәп көрсәтти.
Хитай һөкүмитиниң йеқинқи йилларда уйғур елида пиланлиқ туғут сияситини уйғурларға қарита қайтидин күчәйтип йолға қоюш билән тәң, уйғурларниң туғуш нисбитини мувапиқ нисбәткә чүшүрүш вә тәңшәш үчүн, пиланлиқ туғут чарә-тәдбирлириниму һәр хил техника вә усуллар арқилиқ илгирилитиватқанлиқи мәлум. Хитайниң уйғур районида нопусни муқимлиқ мәсилиси, дәп қарап, уйғурларға қаттиқ пиланлиқ туғут сиясити йүргүзүш, уйғур нопусини қаттиқ контрол қилиш билән әйибләватқан мәзгилдә йәнә, йеқинда хитай даирилириниң уйғурларниң пиландин артуқ пәрзәнт көрүшини қәтий чәкләш үчүн, болупму хотәндә аялларға туғмаслиқ оператсийисини мәҗбурий елип бериватқанлиқи һәққидә инкаслар дәлилләнди. Хитайниң пиланлиқ туғут тәдбири намида кәңри қоллиниватқан туғут чәкләш оператсийәси, әмәлийәттә аялларниң тухум тошуш нәйчисини боғушни көрситиду. Инкаслардин бу хилдики туғут чәкләш оператсийәниң бир қисим уйғур аялларда әгәшмә кесәлләрни, һәтта психикилиқ тосалғуларни пәйда қиливатқанлиқи, еғир болғанда һаятиға хәвп йәткүзгәнлики һәққидиму инкаслар бар. Әмәлийәттә бу йеңи тәдбир әмәс, уйғур аптоном районлуқ пиланлиқ туғут ишханиси “аз туғуп, тез бейиш” мукапатлаш тәшвиқатини 2007-йилидин башлиған болуп, уч пәрзәнтликтин төвәнләр, уруқ нәйчиси оператсийәсигә охшаш узун үнүмлүк туғут чәкләш тәдбирини қолланғанларни мукапатлап кәлгән. 2012-Йилда “узун үнүмлүк туғут чәкләш мукапати” ни йолға қоюп 70 наһийә йеза парткоми “аз туғуп, тез бейиш” түрини әмәлийләштүргәнләрни вә узун үнүмлүк туғут чәкләш тәдбирини қолланғанларни мукапатлашни бекиткән.
Омумән қилип ейтқанда, даириләр муддәтлик һамилидарлиқтин сақлиниш васитилириниң орниға уйғур аяллириға нисбәтән мәңгүлүк туғуш иқтидаридин мәһрум қалдуридиған уруқ нәйчиси оператсийәсигә охшаш тәдбирлирини йиллардин буян қоллинип кәлгән.
Түркийәгә көчүп чиққиниға бир қанчә йил болған аяллар кесәлликлири дохтури гүлгинә ханим зияритимизни қобул қилип, хитайниң уйғурларға рәһимсизләрчә қаттиқ қоллуқ билән йүргүзүватқан пиланлиқ туғут сияситидә уйғур аялларниң роһий вә җисманий җәһәттә әң еғир зәрбигә учраватқанлиқини вә буниң дәл уйғурларни чәтәлләргә қечишқа мәҗбур қиливатқан муһим амилниң бири икәнликини билдүрди шундақла өзиниң үрүмчи шәһәрлик хәлқ дохтурханиси аяллар бөлүмидә дохтурлуқ қилиш җәрянидиму, дохтурханиниң уйғур аяллириға мәҗбурий, һәтта уларниң өзигиму билдүрмәй, уларниң вә аилисиниң разилиқисиз туғут чәкләш оператсийәлирини елип баридиғанлиқини ашкарилиди.
Гүлгинә ханим, уйғур диярида адәттики һамилидарлиқтин сақлиниш тәдбири сүпитидә уйғур аяллириға қоллинип келиватқан, тухумдан нәйчисини боғуштин ибарәт туғуттин мәңгүлүк чәкләш оператсийәсиниң, әмәлийәттә еғир дәриҗидики аяллар кесилини давалаштики әң ахирқи таллаш икәнлики, сағлам аялларға қоллиниш чәклинидиғанлиқи, бундақ болушиниң мәзкур оператсийә түриниң оператсийидин кейинки аялларға елип келидиған әкс тәсирлири билән мунасивәтлик икәнлики қатарлиқларни чүшәндүрүп өтти.
Гүлгинә ханимниң чүшәндүрүшигә қариғанда, тухумдан нәйчисини боғуш оператсийиси, тухумдан раки, балиятқу раки вә яки һамилидар болған тәқдирдә һаяти еғир тәһдиткә учрайду дәп қариған бимарларға бир қәдәр мас келиду, нормал әһвалда бу оператсийәни қилдурған аялларда, һәйз мәзгили узирип кетиш, миқдари көпийип қелиш, тохтап қелиш, муддәттин бурун кламатра дәври аламәтлири көрүлүши мумкин, бир қисим аялларда болса, қорсақ ағриқини кәлтүрүп чиқириши мумкин, шу сәвәблик гормон қалаймиқанлишиштин йәнә аялларниң матка раки вә әмчәк ракиға гириптар болуш еһтимали, бундақ оператсийә қилмиғанларға қариғанда 30% юқири болуп, пүтүн бәдәндики әзаларниң нормал хизмитигиму бәлгилик яман тәсир елип келиду.
Дохтурниң дейишичә йәнә, бу оператсийәниң аялларда психикилиқ тосалғу пәйда қилишиму әндишилик бир тәрипи болуп, шундақла оператсийидин кейин келип чиқидиған бир қисим әгәшмә кесәлликләр сәвәбидин әр-аяллиқ турмушму тәсиргә учриши мумкин, мәсилән, оператсийидин кейин аялларда көрүлидиған яллуғлиниш, қанаш, ағриш, сәпра болуш дуч келидиған мәсилә һесаблиниду. Булар оператсийә қилдурған аялғила әмәс, бир аилигә, һәтта җәмийәткиму зәнҗирсиман тәсирләрни көрситиши мумкин. Бу хил оператсийәниң мәғлуп болуш нисбитиниму нәзәрдин сақит қилишқа болмайду, мувапиқ кәлмәйдиған аялларға бу хил оператсийини қилиш, һәтта һаяти тәһдит пәйда қилидиған болуп, гүлгинә дохтурниң сөзи бойичә ейтқанда, бу хил сәлбий тәсирләрни бир яғқа қайрип қоюп, сақ-саламәт, туғут йешидики бир аялға пәқәт туғут чәкләш йүзисидинла тухумдан нәйчисини боғуш оператсийәси қилғанлиқ - у аялни мәҗруһ қилғанға баравәр. Ечинишлиқи нурғун уйғур аяллири өзлириниң туғут каривитида һошсиз ятқинида, өзи билмәй туруп бу хил әслигә кәлтүргүсиз зиянкәшликкә учраватқинидур.
Гүлгинә ханим бу һәқтә, һәтта һазирму түркийәдә өзигә көрүнүш вә давалиниш үчүн кәлгән уйғур аяллириниң қайта һамилидарлиқ еһтималлиқи һәққидә мәслиһәт сорайдиғанлиқи, әпсус, бу аялларниң көп сандикилириниң уйғур елидики чағлардила мәңгүлүк туғут чәкләш оператсийәлирини қилғанлиқини өзлириму толуқ чүшинип кәтмәйдиғанлиқи, һәтта бәзилириниң пәрқ әтмигәнлики қатарлиқларни әпсуслуқ ичидә тилға алди һәмдә тебабәт илминиң тәрәққиятиға әгишип, һазирқи заман һамилидарлиқтин сақлиниш техникилири тәрәққияти, әр-аялларни техиму ишәнчлик вә бихәтәр васитиләр билән тәмин етиватқан бүгүнки күндә, уйғурларниң болса әксичә, хитай пиланлиқ туғут сияситиниң мәҗбурлиши астида әҗәллик хәтәр йетидиған оператсийәләргә мәҗбурлиниватқанлиқи ечинишлиқ бир реаллиқ болсиму, хитай һөкүмитиниң дәл уйғур әр вә аяллардики һамилидарлиқтин сақлиниш билимлири вә туғут чәкләшниң көрситидиған тәсири һәққидә зөрүр болған бәлгилик чүшәнчигә игә әмәсликидин пайдилиниватқанлиқиниму нәзәрдин сақит қилмаслиқ керәк.
Дохтур гүлгинә ханим ахирида йәнә, хитайниң мәҗбурий йүргүзүватқан туғут чәкләш тәдбирлириниң елип келидиған зиянкәшликлирини әң төвән чәккә чүшүрүш үчүн, уйғур аяллириниң һеч болмиғанда өзиниң физиологийилик алаһидилики, саламәтлик әһвалини яхши чүшиниши, өзини сөйүшни вә қоғдашни өгиниши зөрүр икәнликини әскәртиду.