Қәйсәридә уйғур балиларға һейтлиқ совғатлар тарқитилди
2015.07.14
Рамзан ейи мусулманлар арисида өз-ара ярдәмлишиш, өз-ара һәмкарлишиш, өз-ара чүшиниш күчийидиған бир ай. Мусулманлар 30 күн рози тутуш билән бирликтә кечә-күндүз ибадәт қилип аллаһға дуа қилип тиләклириниң әмәлгә ешишини тәләп қилиду. Қолида бар кишиләр кәмбәғәлләргә ярдәм қилиду. Мана бу җәһәттин түркийәдики әң чоң аммиви тәшкилатлардин бири болған IHH йәни инсаний ярдәм вәқпи 7-айниң 12-күни малайшия вә тайланд арқилиқ түркийәниң қәйсәри шәһиригә келип олтурақлашқан уйғурларниң балилириға һейтлиқ кийим-кечәк вә пул тарқитип бәрди.
IHH ярдәм вәқпи қәйсәри шөбиси мәсули хатичә ханим 60 әтрапида уйғур балини магизинға елип берип халиған кийим-кечәкләрни елип бәрди вә ахирида уларға һейтлиқ пул тарқатти. Арқидин базар вә бағчиларни айландурди. Буниңдин қаттиқ хурсән болған балилар түрк тәшкилатиға рәһмәт ейтти.
Биз бу һәқтә мәлумат игиләш үчүн бу уйғурларниң ишлирини беҗирип келиватқан д у қ муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ. У, түркийәдики болупму қәйсәридики аммиви тәшкилатларниң малайшия вә тайланд арқилиқ қәйсәригә келип олтурақлишип қалған уйғурларға көп ярдәм қилғанлиқини, булардин IHH тәшкилатиниң 12-июл күни 60 әтрапида уйғурға һейтлиқ кийим-кечәк вә пул тарқитип сөйүндүргәнликини ейтти.
У, түрк хәлқиниң уйғур мусапирларға меһмандостлуқини көрсәткәнликини, һазир 1000 әтрапида уйғур 4 йил йетип йесә йәткүдәк ярдәм буюмлириниң амбарға йиғилғанлиқини баян қилди. Бу уйғурлар рамзан ейини ибадәт вә дуа қилиш билән өткүзүватқанлиқини, йолда тартқан җапа-мушәққәтләрни унуттуруш үчүн тиришиватқанлиқини баян қилди.