Ата мирас уйғур тевиплириниң чиқиш йоли нәдә?
2014.07.01

Игилишимизчә, уйғур тилини өзиниң кәспий тили қилған уйғур әнәниви миллий тебабити өткән йилидин башлап хитай тилиниң җиддий хирисиға дуч кәлгән.
Хитайда сәһийә системиси бойичә кәспий салаһийәт гуваһнамиси түзүми йолға қоюлғандин кейин, теббий саһәдикиләрниң бирдәк кәспий салаһийәт гуваһнамиси елиши тәләп қилинған. Вәһаләнки, уйғур тебабити қоюқ миллий вә йәрлик алаһидиликкә игә әнәниви тебабәтчилик болғачқа, изчил йосунда уйғур тилини өзиниң кәспий тили сүпитидә сақлап кәлгән. Уйғур тебабити саһәсидә елинидиған һәрқандақ кәспий вә нәзәрийиви имтиһанларниң һәммисидә уйғур тили қоллинип келингән.
Мәлум болушичә, өткән йилидин башлап уйғур аптоном районида уйғур тилиниң әң ахирқи кәспий қорғини һесабланған уйғур тебабити хитай тилиниң хирисиға дуч келишкә башлиған. Ата мирас уйғур тевиплиридин елинидиған кәспий салаһийәт имтиһаниниң 30 пирсәнтлик нәзәрийә қисмини хитай тилида бериш тәләп қилинған. Буниң билән системилиқ маарип тәрбийиси көрмигән, әмма уйғур тебабити бойичә ата-бовилиридин қол алған вә узун йиллиқ кесәл көрүш тәҗрибисигә игә тевиплар кәспий салаһийәт имтиһанини хитай тилида берәлмигән. Нәтиҗидә уларниң көп қисми кәспий салаһийәт гуваһнамиси алалмиған һәмдә уларниң ата-бовилиридин давамлаштуруп кәлгән шипахана вә дохтурханилирини давамлиқ ечишиға йол қоюлмиған.
Радиомиз өткәндә хотәндики бирқанчә ата мирас тевиплар билән телефон сөһбити елип берип бу әһвал һәққидә аңлиғучиларға хәвәр бәргән. Бүгүн биз уйғур аптоном районлуқ сәһийә назаритигә телефон қилип, бу һәқтә мәзкур назарәттики мунасивәтлик мәсул хадим билән сөзләштуқ.
Телефонимизни қобул қилған мәсул хадим бу һәқтә мунуларни билдүрди:
“шундақ, бу иштин хәвиримиз бар. Өткән йилидин башлап җуңгодики һәрқайси миллий тебабәтләр бойичә елинидиған кәспий салаһийәт имтиһаниниң 30 пирсәнтлик нәзәрийә қисми хәнзу тилида елинидиған болди. Бу җуңгодики миллий тебабити бар һәрқайси милләтләр үчүн охшаш, мәсилән җуңго тебабити, моңғул тебабити, тибәт тебабити, қазақ тебабити дегәнләрниң һәммиси уйғур тебабитигә охшашла 30 пирсәнтлик нәзәрийә имтиһанини хәнзу тилида бериду.”
“имтиһан соаллири ичидики нәзәрийә қисми мәмликәт бойичә бир туташ хәнзу тилида чиқирилиду. Йәни сәһийә министирлиқи мәсул болуп чиқириду. Уни һәрқайси милләтләр өз тилиға тәрҗимә қилип өз тилида имтиһан бәрсә болиду дегән һөҗҗәт йоқ. Шуңа уйғур тевиплиридинму бу имтиһанни өткән йилидин башлап хәнзу тилида бериш тәләп қилинди. Мәркәздин бу һәқтә ениқ һөҗҗәт чүшмәй туруп, бизниң өз алдимизға бу имтиһан соаллирини уйғурчиға тәрҗимә қилип беридиған һоқуқимиз йоқ. Бу дегән җуңхуа хәлқ җумһурийити, бу йәрдә яшиған һәммә адәм, хусусән уйғур тевиплириму шуниң ичидә, дөләт немини тәләп қилған болса шу тилда бериши керәк. Буниңға бизниң амалимиз йоқ.”
У бизниң арқа-арқидин сориған соаллиримизға мундақ дәп җаваб бәрди:
“хәнзучә имтиһанни берәлмигән тевиплар пәқәтла хотән вилайитидин кәлгән он-йигирмә адәм, халас. Хотәндики уйғур тебабәт алий техникоминиң оқуғучилириму бу имтиһанни хәнзу тилида берип өтүватиду. Гәп тевипларниң өзидә, улар өзлири тиришмайду, хәнзу тилини өгинишни халимайду. Өткәндә хотәндин бу тоғрилиқ әрз қилип кәлгән уйғур тевиплириниң вәкиллиригиму мән очуқ гәпни қилдим. Улардин, силәр қайси дөләттә яшаватисиләр дәп сорисам, улар җуңгода дәп җаваб бәрди. Мән йәнә улардин, әмисә немишқа хәнзучә өгәнмәйсиләр дәп соал қойсам, улар җим туриду. Хәнзу тили дегән дөләт тили, уни билмәй туруп җуңгода кәсип билән шуғулланғили болмайду. Мән уларға хәнзучә билмисәңлар мәйли, лекин имтиһан соалидики а б с дегән җаваблардин биригә бәлгә қойсаңларму, азрақ номур алаттиңлар әмәсму, дәп көрсәтмә бәрдим. Бу йиллиқ имтиһанға йәнә бир һәптә қалди. Әгәр улар йәнә, хәнзу тилида имтиһан берәлмисә, кәспий салаһийәт гуваһнамисини әлвәттә алалмайду. Буниңға бизниң амалимиз йоқ!”
У бизниң бу мәсилини мәркәзгә яки сәһийә министирлиқиға йоллап илтимас қилип көрдүңларму дегән соалимизға җаваб берип мундақ деди:
“әлвәттә, йоллап көрдуқ, сәһийә министирлиқидин адәм кәлгәндиму бу әһвални дедуқ. Бизниңму дөләтниң асасий қануни вә миллий территорийәлик аптономийә қанунидин хәвиримиз бар, лекин бу ишларниң һәл болмиқи ундақ асан әмәс. Бәлким, тибәт яки моңғулларму бу әһвални мәркәзгә дегән болуши мумкин. Һазирқи шараитта уйғур тебабитиниң кәспий салаһийәт емтиһанида 60-70 пирсәнт кәспий имтиһанни уйғурчә давамлаштуруп кәлгинимизниң өзи чоң гәп. Мәркәздин, болупму сәһийә министирлиқидин бу һәқтә бизгә һөҗҗәт чүшмәй, туруп имтиһан соаллирини уйғурчиға тәрҗимә қилип бериш мумкин әмәс. Униң үстигә, мәмликәт бойичә бир туташ чиқирилидиған имтиһан соаллириниң мәхпийәтликини көздә тутуп, һәргизму уни аз санлиқ милләтләр тил-йезиқиға тәрҗимә қилишимизға рухсәт қилмайду.”
Уйғур тебабити уйғур аптоном районида уйғур тилини ишлитиш вә сақлаштики әң ахирқи кәспий қорған болуп турған болсиму, лекин нөвәттә хитай тилиниң җиддий бесимиға дуч кәлмәктә.