Суғуртиға киргүзүлгән уйғур тебабәт дорилирини әмәлийәттә хитай ширкәтлири ясимақта

Мухбиримиз гүлчеһрә
2016.09.06
uyghur-80-xalta-doriger.jpg Уйғур тебабитидә дора қилип ишлинидиған қурутулған тәбиий өсүмлүкләр йәни 80 халта.
saveuyghur.org

Өткән һәптә, уйғур аптоном районлуқ адәм күчи байлиқи вә иҗтимаий капаләт назарити “шинҗаң уйғур аптоном райониниң асасий давалаш, иш үстидә ярилиниш вә туғут суғуртиси дорилири тизимлики” гә 17 хил уйфур тебабәт дориси қошулғанлиқини елан қилди. Суғуртиға қатнашқанлар бу дориларни ишләткәндә, дора пулиниң мәлум қисмини өз йенидин чиқарғандин кейин, қалғинини давалаш суғуртиси бойичә атчот қилдурса болидикән. Даириләр мунасивәтлик хәвәрләрдә бу 17 хил уйфур тебабәт дорисиниң давалиниш суғуртиси тизимликигә киргүзүлүши асаслиқи “шинҗаңниң җуңйи вә уйфур тебабәт дорилири кәспиниң тәрәққиятини қоллаш үчүн” дәп көрсәткән.

Бу хәвәрдин, әмди уйғур тебабәт дорилириму базар тапидиған болди дегән ойға келишиңиз мумкин, әмма уйфур тебабәт дохтурханисиниң хадимлири вә доригәрләр, хитай даирилири тәрипидин тәнтәнә қилиниватқан бу “уйғур тебабәт дорилири” ниң әқли мүлүк, ясаш, ишләпчиқириш һоқуқлириниң пүтүнләй хитай ширкәтлириниң қолиға өтүп болғанлиқини ашкарилиди.

Материялларда көрситилишичә, уйғур тебабәт доригәрлики 2500 йилдин артуқ тарихқа игә әнәниви тебабәт хәзинисидики интайин қиммәтлик мирас. Уйғур тебабәт дора материяллириниң мәнбәси наһайити мол болуп, униң түри 1000 хилдин, адәттә даим ишлитилидиғини 450 хилдин ашидикән. Мана мушундақ дора материяллиридин ясалған уйғур тебабәт дорилири әсирләр бойи уйғурлар вә район ичи, сиртидики бимарларниң тенигә шипа, җисмиға қуввәт болуп кәлгән бүгүнки күндә, уйғур тебабәт дорилири аста-аста заманға лайиқлишип, бәлгилик көләмдә ишләпчиқирилип, хитай ичи вә хәлқарадики миллий тебабәт дорилири базирида барғансери инавәт тапмақта. Һазир уйғур тебабәт дорилири ичидики дөләтниң тәстиқидин өткән доридин 56 си бар. Уйғур тебабәт дорилириниң сирлиқ пәрдиси ечилип әмдила өз “сәлтәнити” ни намаян қилишқа башлиғанда болса, хитай һөкүмити вә ширкәтләрниң талан-тараҗиға учраватқанлиқи мәлум.

Тәңритағ ториниң 29-авғусттики хәвиридә көрситишичә, “шинҗаң уйғур аптоном райониниң асасий давалаш, иш үстидә ярилиниш вә туғут суғуртиси дорилири тизимлики” гә 17 хил уйфур тебабәт дориси қошулған. Йеңидин қошулған уйфур тебабәт дорилири рәвғини буя, анар қан толуқлаш ширниси, мәҗүни лобупи сәғри, қурси зәһәб, қурси мәсһа, ғариқун ичимлики, сиядан чач мейи, сиядан чач өстүрүш суюқлуқи, қурси сөләп, зукам капсули, зимати кализирә, мәлһими бәрәс, қурси имсак, һәбби лобупи кәбир, һәбби қәшип, зәпәр ичимлики, қурси бабучидин ибарәт икән. Хәвәрләрдә йәнә көрситишичә, уйфур тебабәт дорилири аптоном районниң асасий дорилар тизимликигә киргүзүлгәндин буян, пуқралар ишик алдидики асасий қатлам давалаш аппаратлиридин завут баһасида чиқирилған, давалаш үнүми яхши болған уйғур тебабәт дорилирини сетивалалайдиған болған. Мәһсулат йетишмәслик әһвали йерим йил давамлишип, уйғур тебабәт дорилириниң нөвәттики ишләпчиқирилиш әһвали базар еһтияҗини қандуралмайдиған болуп қалған. Еһтияҗни қандуралмаслиқтәк вәзийәтни пәсәйтиш үчүн нөвәттә, сәрп қилған мәблиғи 120 милйон сом болған шинҗаң уйғур тебабәт санаити қурулушиниң 2-қетимлиқ хизмәтлири җиддий елип берилмақта икән.

Шинҗаң уйғур тебабәт дорилири санаәт түри қурулуши ишләпчиқиришқа кириштүрүлгәндин кейин, мөлчәрлинишичә, йиллиқ сетиш миқдари 2011-йилдики 100 милйон сомдин 800 милйон сомға йетидикән.

Бу гәптин уйғур тебабәт дорилири таза базар тепип, уйғур тебабәт дохтурханилири зор кирим қилип, уйғур тебабити тәрәққий қиливетипту дегән ойға келишимиз мумкин. Һалбуки, уйфур тебабәт дохтурханисидин исмини ашкарилашни халимиған бир доригәр қиздин буниң там әксичә җавабларға ериштуқ:

17 Хил уйфур тебабәт дорилири суғуртиға кирипту хәвириңиз барму, буниң ичидә силәрниң дохтурханида ишләнгән дорилар барму?

-Буниңдин хәвирим бар. Мушу суғуртиға киргүзимиз дегән дориларниң һәммиси хитай ширкәтлиригә өтүп болған дорилар. Бизгә сетиш һоқуқи берилгән вә сатқандин кейин пайдисини бериш арқилиқ контрол қиливатиду. Бизниң ишлигән дорилиримиз хам дорилар. Бизниң дорилиримиз суғуртиға киргүзүлмиди. Хитай ширкәтлири пишшиқлап ишлигән дориларни суғуртиға киргүзүш арқилиқ техиму җиқ дориларни өткүзүвалмақчи. Дориларға сетилидиған орун шинҗаң миллий тебабәт дохтурханиси дәп йезилған, әмма мәсул ширкәт “шинҗаң уйғур тебабәт доригәрлик мәсулийәт чәклик ширкити” дәп йезилған. Бу ширкәт һазир хитайларниң. Әмәлийәттә буларниң һәммиси бизниң уйфур тебабәткә мәнсуп, мәсилән, зукам җәвһири интайин базар тапти, үнүми көрүнди, кейин болар өгинип техникини игиләп ишләпчиқиришни қолға елип болди

-Һазир мушу уйфур шипаханида давалашта ишлитиливатқан дориларниң түрлири қанчә?

-Йүз хилға йәтмәйду, суғуртиға киргини 17 хил, булар хитай завутлирида ишлиниду. Дора қепиға шинҗаң миллий тебабәт дохтурханиси дәп йезип қойған, диққәт қилип қарисиңиз, исимлар охшимайду. Завутлар һәр хил, йегәндин кейин бәзилириниң үнүми болмайду. Һәтта бәзилириниң әкс тәсир қиливатқанлиқиму инкас қилиниватиду. Буниң ишләпчиқириш, ясаш, базарға селиш һоқуқи бизгә мәнсуп әмәс, чүнки дохтурханимизниң башлиқи уйғур болсиму, әң чоң башлиқи җаң җуңлиң йәни әң һоқоқлуқ шуҗилири мушулар, булар һоқуқидин пайдилинип ширкәтләр билән алақилишиш, һәмкарлишиш ишиниң һәммисини мушула қилиду. Мушула сатиду. Бу һәқиқий бар әһвал.
-Уйғур тевип, доригәрләр немә үчүн уйфур дора ретсиплирини өзлири ишләпчиқиралмайду?

-Әң муһим амил мәбләғ йоқ, техника өгиниш пурсити аз, һоқуқ йоқ. Тәрәққий қилдуримиз дәйду, әмма барғанчә бу хитайниң қолиға өтүп болидиған охшайду. Қоғдаш еңи йоқ, өтүп кетиватиду, өзимиз варислиқ қилған болсақ қоғдилатти вә уйғур тибабитигә мәнсуп бир немә болатти....

Биз йәнә уйғур елидики әнәниви давалашта әң нопузлуқ шипахана болған хотән вилайәтлик уйфур тибабәт дохтурханисиниң бир тевипи билән алақә бағлидуқ, исмини ашкарилимаслиқ шәрти билән зияритимизни қобул қилған бу тевипниң билдүрүшичә: “һазир хотән вилайәтлик миллий тибабәт дохтурханисида давалашта ишлитиливатқан уйғур тебабәт дорилири ичидә дөләтниң вә аптоном районниң ишләпчиқириш тәстиқидин өткән дорилар әслидила аз. Бундақ болушида һәр бир дориниң тәстиқини елиш үчүн бир милйон сом сәрп қилишқа тоғра келиду. Миллий шипаханиларниң бундақ зор мәбләғ селишқа қурби йәтмигәнликтин нөвәттә, бу дориларниң ишләпчиқиш һоқуқлири хитай мәбләғ салғучиларға өтүп кәтмәктә. Уйғур миллий тибабәт дорилириниң үнүми адәттә мәлум вақиттин кийин күчини көрситиду, әмма даириләр 45 күндин артуқ дохтурханида йетишқа йол қоймаслиқ сияситини чиқарғандин кейин, даваланғучиларға тез тәсир қилишини қоғлишип дориларға һормон қошуп, тез үнүм беридиған қилип ясашқа мәҗбур қиливатиду. Пурсәтни ғәнимәт билгән кишиләр иқтисадий мәнпәәтни көзләп, бу дориларни әсли ретсеп бойичә ясимай, башқа нәрсиләрни қошуп ясап, базарға селип, һәқиқий уйғур тебабәт дорилириниң инавитигә тәсир йәткүзмәктә, буниңға қарита наразилиқ билдүргән миллий доригәр, тевипларни өзлириниң әмгәк мивилирини сап һаләттә, әң яхши сүпәт билән базарға силишни тәләп қилса, хитай даирилириниң, “миллий бөлгүнчиликкә, һөкүмәткә қарши турушқа давраң салдиң” дегәндәк тәһдитләргә учримақта, бу җиддий көңүл бөлүнмисә болмайдиған бир хәтәрлик әһвал болуп қалди.”

10 Йилдин артуқ давалаш тәҗрибисигә игә бу тивип йәнә мундақ деди: “миллий тибабәтни қоллап тәрәққий қилдуруватқан болса, миллий тибабәт шипахана вә хадимлар мәнпәәтлиниши керәк, әмәлийәттә болса һазир уйғур тебабити вә дорилиридин пүтүнләй хитай ширкәтлири мәнпәәтлиниватиду. Дохтурханимизни мисалға алсақ, йеқинқи мәзгилләрдин буян, уйғур тебабәт дорилириниң кишиләрниң етирап қилишиға еришип, етибари барғансери юқири көтүрүлүватқанлиқи мәлум, дохтурханимизға кесәл давалатқили келидиған ағриқларму барғансери көпийиватиду. Әмма буниң билән шипаханиниң кирими ешип дохтурлиримиз бай болуп кәткини йоқ. Һәтта банкидин қәрз алған өйлириниң пулини көтүрәлмәйватқанла хели көп, дора базири қалаймиқанлишип, қепи охшаш, ичидики охшимайдиған сахта дорилар базарни қаплап кәтти, һәмимә адәмгә ашкара болуп кәткән ишлар бу. Мушундақ кетивәрсә уйғур тебабәт дорилириниң нопузи, инавити зор тосалғуға учрайду.”

Уйфур тибабәт хадимлиридин игилишимизгә қариғанда, уйғур тибабәт дорилириниң йеқинқи йилларда қариғуларчә базар ечиши вә мәбләғ салидиған хитай ширкәтләрниң көпийип кетиши билән, йәрлик уйфур тибабәт карханилири мәбләғ қийинчилиқи, пишшиқлап ишләш, сақлаш үскүнилири вә шараитлири, технологийиниң арқида қелиши,илғар техника вә тәтқиқат нәтиҗилиридин пайдилиниш чәклимисигә учриғанлиқи сәвәблик,тәңсиз риқабәттә үстүнлүктә туралмиған, хитай һөкүмити уйфур дора ширкәт вә карханилириниң қийинчилиқини һәл қилиш вә уларниң мәнпәәтини қоғдашниң орниға, хитай карханиларға йешил чирақ йеқип, уларниң миллй тибабәт завути қуруш рәсмийитини беҗириш, дора иҗазәтнамиси беҗириш, сетиш иҗазәтнамиси беҗириш, кархана дора ишләпчиқириш иҗазәтнамиси беҗириш қатарлиқларни бир гәвдә қилған сода мулазимәт сиясәтлирини турғузған вә хитай мәбләғ сайлиғучиларни әң әтраплиқ, кәспий болған мулазимәт билән тәмин әткән. Буниң билән уйғур тибабәт дорилириниң инавитини қоғдап һәмдә әсли сүпитини сақлап келиватқан уйғур доригәрликни кәсп қилған ширкәт вә завутлар тосалғуларға учрап арқа-арқидин вәйран болмақта. Бу һәқтики мәлуматларни кейинки програмлиримиздин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.