Уйғур тебабәт кәспиму хитайлаштуруштин қутулалмиди
2016.09.08
Хитай даирилириниң уйғур елидә омумйүзлүк йолға қоюватқан, уйғур тилиниң һәр қайси саһәләрдики ишлитилиш даирисини тарайтиш тәдбирлири уйғур тебабәт вә әнәниви доригәрлик саһәлиригиму бөсүп киргән. Йәни уйғур тебабитиму “хитайлаштуруш” вә “хитайчилаштуруш” сияситидин мустәсна қалмиған. Инкасларға қариғанда һазир уйғур елидә барлиқ уйғур шипахана, тебабәт дохтурханиларда ретсеп вә диагноз аталғулирини хитайчә қоллиниш мәҗбурий омумлаштурулмақта.
Нопузлуқ, тәҗрибилик, пешқәдәм устаз-тевиплардин тартип шагиртлириғичә, дохтурлуқ яки доригәрлик унванини елишта бирдәк хитайчә сәвийә имтиһаниға қатнишиши тәләп қилинған. Уйғур миллий вә диний әхлақи тәрбийиси билән уйғур қәдимий тебабәт кәспи бир гәвдә қилинған методлар билән шагирт йетиштүрүватқан тебабәт мәктәплириниң әнәнилири тосқунлуққа учрап, нурғун әгәшмә сәлбий ақивәтләр гәвдиләнмәктә. Уйғур тебабәт кәспиниң өзи бир кесәл һаләткә чүшүп қалғандәк бир вәзийәт шәкилләнгән.
Радийомизға инкас қилғучилардин уйғур тебабәт дохтурханисиниң дориханисида хизмәт қилидиған, исмини ашкарилашни халимиған бир яш қиз, өзиниң уйғур тебабитини сөйидиғанлиқини, уйғур болуш сүпити билән өзиниңму әҗдадларниң қан тәри сиңгән бу бибаһа гөһәргә игә чиқишни һәқлиқ саниғанлиқи үчүн, уйғур тебабәтчилики учраватқан хирис вә тәһдитләрни аңлитишни бурчи дәп тонуғанлиқини ипадә қилиду. Бу қизниң ейтишичә, һазир барлиқ уйғур тебабәт дохтурханиларда компютерда учурлаштуруш техникиси хитайчә елип берилидикән, у, өзиниң бир қанчә йиллиқ доригәрлик хизмити давамида, уйғур тебабәт дорилириниң ретсеплирини, кесәллик диагнозлири компютерға хитайчә тәрҗимә қилип киргүзүш мәшғулати җәрянлирида хаталиқлардин хали болуш тәс болғанлиқтин, бимарларға дора тәңшәш, диагноз қоюшта кашила пәйда қилип давалашқа тәсир йәткүзүватқанлиқини, буниң давалаш кәспи үчүн, уйғур тебабәтчилики үчүн, болупму бимарлар үчүн қәтий қобул қилишқа болмайдиған сәвәнликләр икәнликини әскәртти.
Хотәндики әң нопузлуқ уйғур тевипларни устаз тутқан, хотәндики уйғур шипаханисиниң көп йиллиқ давалаш тәҗрибисигә игә тевипиму, хитайчилаштурушниң дора исимлиридила әмәс, һәтта уйғур тебабәтчилик кәспий мәктәплиригичә бөсүп кирип, бәлгилик яман тәсир пәйда қиливатқанлиқини мисаллар билән сөзләп бәрди.
Униң ейтишичә, тәҗрибилик уйғур тевиплар җаһанни таң қалдурған тәқдирдиму, хитай һөкүмитиниң түрлүк баһаниләрдики кәмситишлиридин, паракәндичилик селишидин хали болалмайду, һазир хотәндики уйғур тебабәтхана вә вә уйғур теббий мәктәплириниң дәрсханилириғичә аталмиш ярдәмгә кәлгән хитайлар тәқсим қилинған. Улар һөкүмәт даирилири тәрипидин хитай өлкилиридин йөткилип келиватқан болуп, тебабәтчилик кәспидин хәвири йоқ болғандин сирт, мәдәнийәт сәвийисиму интайин төвән болғачқа, тибабәтханиларниң хизмитигә кашила яратмақта. Йәнә бир тәрәптин, әзәлдин әнәниви уйғур тебабәт оқутуш митотини сақлап келиватқан теббий мәктәпләрдә хитайчә яки ғәрбчә давалашни бирләштүрүш намида елип бериватқан тәдбирләр, әслидики уйғур тебабәт әһкамлириға вә әнәнисигә, давалаш әхлақиға ят болған мәсилиләрни мәйданға кәлтүрмәктә.