Йопурға байаватта 65 аилә сүпәт өлчимидин өтмигән хәтәрлик өйләргә мәҗбури көчүрүлгән

Ашкарилинишичә йопурға наһийисиниң байават йеза 3-кәнтидә 2011-йили вә 2012 йиллири 100 гә йеқин аилигә йәр тәврәшкә чидамлиқ өй селип бериш үчүн қурулуш башланған.
Қурулуш, дейилгән вақитта пүтмигәнниң үстигә өлчәмлик материяллар ишлитилмигәчкә өй пүтмәй турупла бихәтәрлик җәһәттин мәсилә көрүлүшкә башлиған, бу әһвални аһалиләр топлишип берип алақидар орунларға мәлум қилған. Алақидарлар орунларниң тәкшүрүшидә өй сүпәт өлчимидин өтмигән болсиму, йәрлик даириләр аһалиләрни бу өйләргә дәрһал көчүшкә мәҗбурлиған. Һәтта бу өйләргә көчмисә сиясий җәһәттин хаталишидиғанлиқини әскәртип тәһдит салған. Нәтиҗидә 65 аилә сүпәт өлчимидин өтмигән аталмиш йәр тәврәшкә чидамлиқ өйләргә мәҗбури көчүрүлгән.
Мәзкур кәнттики аһалиләрдин бириниң радиомизға ашкарилишичә, хәтәрлик өйләргә көчкән аилиләр нөвәттә әндишә ичидә күн өткүзмәктә.
Тәпсилатини аваз улинишидин аңлиғайсиз.