Уйғурлар илидики ямғур, кәлкүн апитиниң еғирлиқини билдүрди
2016.06.20

Хитайниң һөкүмәт таратқулири вә мунасивәтлик учур- алақә васитилиридә берилгән хәвәрләргә қариғанда, 16-17-июн күнлири или вадисида яққан қаттиқ ямғур сәвәбидин ғулҗа, тоққуз тара, күнәс, нилқа, моңғулкүрә қатарлиқ наһийәләрдә еғир кәлкүн апити вә мөлдүр апити йүз бәргән. 20- Июнғичә болған хитайниң һөкүмәт хәвәрлиридә, адәм вә чарвиларниң өлүш, ярилиниш вәқәси йүз берип, апәтниң иқтисадий зийини 200 милйон сомға йәткәнлики, 7000ға йеқин адәмниң йөткәлгәнлики қатарлиқлар хәвәр қилинди.
Өткән һәптиниң ахири или диярида яққан қаттиқ ямғур, районда адәм вә мал чарвилар кәлкүндә еқип кетиш, өй вә еғиллар су астида қелиш, етизлардики зираәтләр су астида қелиш, тағ гүмүрүлүп қатнаш тосулуш, мөлдүр дәстидин зираәтләр йетип кетиш, өрүк қатарлиқ мевиләр қеқилип кетиштәк еғир апәтләрни кәлтүргәнлики мәлум болди.
Игилигән әһваллардин мәлум болушичә, йәрлик һөкүмәт таратқулири апәттин қутқузуш әһвали һәққидики хәвәрләрни хитайниң шинхуа агентлиқиниң хәвәрлиридин нәқил елип бериватқан болуп, уйғур аптоном район мухбирлириниң рамизан мәзгилидә илида йүз бәргән кәлкүн вә мөлдүр апитиниң әмәлийити, иқтисади зиян вә өлүш ярилиниш, мал-чарвиларниң зиянға учраш әһвали һәққидә нәқ мәйдандин бәргән хәвәрлири интайин аз болған. Уйғур аптоном районидики һәрқайси таратқулар пәқәт хитай мәркизи һөкүмитиниң хәвәр мәнбәлиридин шинхуа агентлиқи, мәркизи телевизийә истансиси, хәлқ гезити қатарлиқларниң апәт һәққидики хәвәрлирини көчүрүп бериш билән чәкләнгән.
Хитайниң шинхуа агентлиқиниң 19-июндики хәвиридә, или вадисидики апәт районидин 5722 адәм җиддий йөткәлгәнлики, 15 миң гектар зираәт, 1400 гектар отлақ зиянға учриғанлиқи, 800 туяққа йеқин чоң - кичик мал өлгәнлики, 487 еғиз өйи өрүлүп кәткәнлики қатарлиқлар тилға елинған.
Әмма үндидар қатарлиқ иҗтимаий алақә торлирида тарқалған филим вә рәсимләрдин, бу қетимқи апәтниң хитай елан қилған ситатистилиқ мәлуматлардин хелила еғир икәнликини мөлчәрләшкә болиду.
Ғулҗа наһийисидин радийомиз зияритини қобул қилған уйғурларниң билдүрүшичә, өткән җүмә күни яққан қаттиқ ямғурдин кейинки кәлкүн апитидә ғулҗа наһийисиниң пәнҗим йезисиға қарашлиқ қариқяғач кәнти, чолуқай,кан йезилири, җирғилаң қатарлиқ җайларда зиян еғир болған.
Апәтниң әһвали һәққидә тохталған бир деһқан, өз йезисидики апәт әһвали һәққидә тохталди.
Бу қетим ғулҗида яққан қаттиқ ямғурниң әһвалини тәсвирлигән бир ханим өзиниң әйни чағда ямғурдин қорққан һалитини тәсвирләп, “ яратқан игәм аллаһтин бу апәтни тезрәк тохтитишни илтиҗа қилип дуа қилип йиғлап кәттим! кейин үндидар қатарлиқларда тарқалған синалғулардин нурғун кишиләрниң маңа охшаш туйғуда болғанлиқини, уларниң аллаһ-аллаһ дәп илтиҗа қилғанлиқини көрдүм” деди.
Или диярида, қара ямғур вә кәлкүн апити йүз бериш билән биллә, нилқа наһийиси қатарлиқ җайларда мөлдар апитиму йүз бәргән болуп, иҗтимаий таратқулардики хәвәрләрдә нилқида 15 минут әтрапида мөлдүр яққанлиқи, етизлардики қонақ майсилириниң пүтүнләй йетип кәткәнлики һәққидә хәвәр вә қисқа синалғу филимлири тарқалди. Зияритимизни қобул қилған уйғур деһқан мөлдүрләрниң чоңлуқи пурчақтәк икәнликини, бәзи мөлдүрләрниң һәтта яңақчилиқ чоңлуқта икәнликини билдүрди.
Апәт еғир болған наһийиләрдин қорғас наһийәсидики қомуш җилғиси базирида 17-июн яққан қара ямғурда етизлар пүтүнләй су астида қалған, өйләр өрүлүп,қатнаш тосулған, пуқраларниң қапсилип қелиш әһвали еғир болған.
Бу қетимқи кәлкүн апитидә йәнә қорғас юқири сүрәтлик ташйоли тосулуп қалған болуп, еғир дәриҗидә лай-таш еқиниң зийиниға учриған, сайрам бойида қош линийәлик қатнаш үзүлүп қелип, 400 дин артуқ машина, миңдин артуқ адәм қапсилип қалған.
Ғулҗа наһийисидин зияритимизни қобул қилған бир уйғур үндидар вә телевизорда берилгән хәвәрләрдә сайрам бойидики тәлки тағлирида тағ гүмүрүлүп, йол тосулғанлиқини, бүгүн йәни 20- июн күни йол ечилип, қатнаш раванлашқанлиқини билдүрди.
Зияритимизни қобул қилған уйғурлар йәнә һөкүмәт таратқулиридин һөкүмәт кадирлириниң апәт районида икәнлики, әскәр вә сақчиларниң қутқузуш ишлириға атланғанлиқи һәққидә хәвәрләр көпләп бериливатқанлиқини, әмма апәтниң әмәлий әһвали һәққидики хәвәрләрниң интайин азлиқини билдүрди.
Һөкүмәт таратқулирида апәтниң әмәлий әһвали һәққидики хәвәрләрниң аз бериливатқанлиқини баян қилған йәнә бир ханим, кәлкүндә өлүш-ярилиниш әһвалиниң еғирлиқини мөлчәрләш мумкинликини, әмма бу әһваллар һәққидики хәвәрләр һазирғичә берилмигини үчүн, или диярида зади қанчилик адәмниң өлгәнлики һәққидә кишиләрниң хәвәрсиз икәнликини билдүрди.
Йәнә бәзи игилигән учурларда мәлум болушичә, бу қетим илида йүз бәргән бу тәбиий апәтниң еғирлиқ дәриҗисиниң пәвқуладдә еғир икәнликидин хәвәр тапқан уйғурлар үндидар қатарлиқ алақә торлирида өз-ара ианә топлашқа чақириқ қилған болсиму, әмма или областлиқ җамаәт хәвпсизлик идарисиниң ианә топлашни чәклигәнлики һәққидә үндидар салонида учур тарқилип, ианә қилиш ишини тәшкиллигәнләрдин диққәт қилиши агаһландурулған.
Үндидарда тарқалған бир учурда,ғулҗа радийо, телевизийә идарисидики гүлмирә әхәт намида йезилған мундақ сөзләр учрайду: “ әссалам әләйкүм тор саһәсидики тордашлар, мән ғулҗа радийо, телевизийә идарисидин гүлмирә әһәт, ғулҗидики апәт райониға ианә қилиш уқтуруши елан қилинмиди. Һечқандақ үндидар топлирида яки башқа усуллар билән ианә йиғиш қанунға хилап дәп ғулҗа шәһәрлик җамаәт хәвпсизлик идариси җакарлиди. Ғулҗа шәһәрлик малийә идариси зор күч чиқирип, апәткә учриған қериндашлардин әһвал сораватиду, шуңа үндидар топлирида ианә йиққучиларниң қануний җавабкарлиқи сүрүштә қилиниду.”
Әмма, или дияридики һөкүмәт таратқулирида ианә топлашниң чәкләнгәнлики һәққидә рәсмий хәвәр берилмиди. Радийомиз или тәвәсидики бирқанчә һөкүмәт органлириға телефон қилип әһвал игиләшкә тиришқан болсақму, әмма телефонимиз җавабсиз қалди.