Үрүмчилик ана: зәһәр вә әйдиз вәзийити қизимни чәтәлгә чиқириветишимгә сәвәб болди

Мухбиримиз гүлчеһрә
2018.02.06
mektep-balilarni-urush.jpg Мәктәпләрдики балиларни уруш һадисиси
Photo: RFA

Йеқинқи йилларда хитайниң паспорт сияситини бошатқан пурситидин пайдилинип, бәзи уйғур ата-аниларниң техи қурамиға йәтмигән ялғуз пәрзәнтлириниму чәтәлләргә оқушқа әвәткәнлики мәлум.

Һазир қизи билән түркийәдә туруватқан гүлбаһар ханим, икки йил аввал, 13 яшлиқ қизини мисирға оқушқа йолға салған болуп, әйни чағда униң бу қарарни елишиға, үрүмчиниң күнсайин яманлишиватқан зәһәр вә әйдиз вәзийити сәвәб болған икән. Уйғур дияридики мәлум мәһәллә комитетиниң сабиқ мәмурий хадими, йеқинда түркийәгә кәлгән бир ханимниң баянлириму, хитай даирилириниң әйдиз вә зәһәрлик чекимликни контрол қилишта әмәлий тәдбир алмайватқанлиқини йорутуп бәрди.

Гүлбаһар ханим 2017-йили, 5-айда бир йил бурун оқушқа әвәткән қизи гүлмирәни йоқлаш үчүн мисирға келип узун өтмәй, ериниң “қайтип кәлмәңлар” дәп үндидарда қалдурған учуридин кейин, уйғур ели билән алақиси пүтүнләй үзүлиду. Вәтинигә қайталмай, йә немә қиларини билмәй турған бу мәзгилдә йәнә арқидинла, хитай даирилири билән мисир даирилириниң һәмкарлиқида қаһирәдә уйғур оқуғучиларға қаритилған тутқун һәрикити башлиниду. Тутқун қилиш башлинип иккинчи күни йәни 7-айниң 5-күни, гүлбаһар ханим қизини елип, башқиларниң ярдими билән түркийәгә келивалиду.

15 яшлиқ қизи билән түркийәдә туруп қелишқа йол меңиватқан бу ана, мисир вәқәси сәвәблик түркийәгә қечип кәлгән вә хитай һөкүмитиниң өткән йили 3-, 4-айларда чәтәлләргә чиққан уйғурларни нишанлиқ тәқибләш сиясити түпәйли вәтинигә қайталмай аилиси парчиланған көплигән уйғурларниң бири. Истанбулдин зияритимизни қобул қилған гүлбаһар ханим, өзи яшиған үрүмчи шорбулақ районида көргәнлири арқилиқ, зәһәрлик чекимлик вә униңға бағланған һалда мәйданға кәлгән, әйдиз билән юқумлиниш вәзийитиниң уйғур җәмийити дуч кәлгән еғир иҗтимаий мәсилиниң бири икәнликини сөзләп бәрди.

Гүлбаһарниң сөзләп беришичә, у, үрүмчидә бир қәдәр төвән турмуш сәвийәсидә һаят кәчүргән вә ташбулақ районидики ташбулақ дохтурханиси йенида йеқинқи йилларда һөкүмәт даирилири тәрипидин бәрпа қилинған, асаслиқи төвән киримдики уйғурларни орунлаштурған, етибар өйләр мәһәллисидә яшиған. Униң ейтишичә, бу мәһәллигә көчүрүп келингәнләрниң ичидә зәһәрлик чекимлик чекидиған киши вә аилиләрму хели көп салмақни игиләйдиған болуп, қору алдидики бағчә мәхсус зәһәр чәккүчиләрниң паалийәт соруниға айландурулған.

Гүлбаһар ханимниң 6-қәвәттики өйиниң деризиси дәл бу бағчиға қарап турғачқа, даим дегүдәк зәһәр чәккүчиләрниң түрлүк нашаян ишлири, уруш-җедәллиригә шаһит болуп турған. Һәтта қизиму мәһәллидики башқа балилар билән охшаш бу хил мәнзириләрни көрүп чоң болған. Хитай һөкүмитиниң әйдиз вә зәһәрлик чекимликни чәкләштә әмәлий чарә-тәдбирләрни қоллинишниң орниға, қәстән қоюп бериватқанлиқи сәвәблик мәһәллидә зәһәр чәккүчиләр, әйдиз юқтурувалғанлар күндин-күнгә көпәйгән. Бу хил қорқунчлуқ мәнзирә шундақла йәнә қизиниң қош тил мәктәптә кәмситишкә учрап турушидәк бир бинормал муһитта, қизиниң сақ саламәт өсүп йетилишигә көзи йәтмигән. Ахири ери билән мәслиһәтлишип 13 яштики гүлмирәни, барлиқ иқтисадини йиғип 2015-йилниң ахирида мисирға йолға салған икән.

Бу җәрянда гүлбаһар өзи вә қизиниң бешидин өткәнлирини шунчә еғир бесиқлиқ билән сөзләшкә тиришқан болсиму, әмди иккинчи вәтинигә қайталмайдиғанлиқини, еридин хәвәр алалмайватқанлиқини ойлиғинида көз яшлирини тохтиталмиди.
Өйидин кичик айрилғанниң үстигә, мисир вә түркийәдики тартқан соруқчилиқлар 15 яшлиқ гүлмирәни өзиниң йешидики балиларға қариғанда, қәйсәр вә тәмкин қилип йетилдүргән болуп, у анисиға бир мәһәл тәсәлли бәргәндин кейин зияритимизни қобул қилди. Униңдин ташбулақ мәһәллисидики зәһәр чекидиған кишиләрдин, у йәрдә йүз бериватқан җинайи иш һәрикәтләрдин илгири өзиниң қорққан яки қорқмиғанлиқини сориғинимизда, униң “әмәлийәттә мән қорқмиған идим, чүнки кичикимдин ундақ ишларни көрүп көнүп кәткән” дегән җаваби үрүмчидики зәһәрлик чекимлик вә әйдиз вәзийити шәкилләндүргән бу иҗтимаий муһитниң қанчилик дәриҗидә икәнликини һес қилиш тәс әмәс икән. Бу 15 яшлиқ қиз, бешидин өткәнләргә өкүнмәйду, азабланмайду. Униң унтулмайдиғини үрүмчи 60-оттура мәктәптә оқуватқанда хитай оқуғучиларниң кәмситиши икән.

У кәлгүсидинму әнсиримәйду, униң әндишиси 60 яшқа кирип қалған дадисиниң ялғуз қалғанлиқи, уни азаблайдиғини “дадам тирикмиду? өлүкмиду?” дегән соал икән.

Хитай даирилири әйдизгә даир елан қилип келиватқан санлиқ мәлуматлар көрситип туруптики, хитай бойичә әйдиз кесили әң еғир җайларниң бири дәп қариливатқан үрүмчи шәһиридә әйдиз вируси юқтурувалғанларниң сани үзлүксиз көпәймәктә. Әйдизниң тарқилиши зәһәрлик чекимлик чәккәнләр арисидиму еғир болуп кәлди.

Әйдизниң уйғур елидики тарқилишини контрол қилиш хизмәтлиригә қатнашқан уйғур елидики мәлум мәһәллә комитетиниң сабиқ мәмурий кадири пәридә ханим йеқинда уйғур елидин түркийә чиққан болуп, у өзиниң хизмәт җәрянида көргәнлиригә асасән, әйдиз кесили шундақла зәһәрлик чекимликләрниң, уйғурлар көп олтурақлашқан җайларда тез сүрәттә тарқилип көпийип кетишиниң асаслиқ сәвәби, һөкүмәтниң “сиясий вә иҗтимаий муқимлиқни баш орунға қоюп зәһәрлик чекимликни чәкләш ишлириға җиддий әһмийәт бәрмигәнлики” дин дегән қарашлирини оттуриға қойди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.