Уйғур елида әйдиз бимарлирини алдап дора сетиш әһваллири еғир болмақта

Мухбиримиз гүлчеһрә
2015.04.13
xitayda-eydiz-teshwiqat.jpg Мәлум университет оқуғучилири әйдизниң алдини елиш тәшвиқати қилмақта. 2013-Йили 1-декабир, шәндуң.
AFP

Әйдиз вируси һелиһәм инсанларниң сағламлиқиға зор тәсир көрситиватқан дуняви мәсилә болсиму, әпсуски һазирғичә әйдиз вируси билән юқумлинишниң алдини алидиған үнүмлүк ваксиниму мәйданға кәлгини йоқ. Пүтүнләй сақайтидиған дориму йоқ.

Әмма үнүмлүк болған вирусқа қарши дорилар билән давалиғанда юқумланғучилар йәнила сағлам вә үнүмлүк һаяттин бәһримән болалайду. Уйғурларда әйдизниң ямриши йеқинқи йилларда пәвқуладдә юқири болмақта, җәмийитимиздә бир қисим кишиләр болса һаят қелиш үчүн җан талишиватқан, әслидә көңүл бөлүшкә тегишлик, әйдиз дәртмәнлириниң арзу-еһтияҗини әхмәқ қилмақта, уларни алдап дора сетиш әһваллири давамлиқ йүз бәрмәктә. Әйдизниң алдамчиларниң пул тепиш қоралиға айлинип қалмаслиқи үчүн, пүтүн җәмийәттики һәммә кишиниң әйдиз тоғрисидики әң тоғра тонушқа игә болуш пурситини барлиққа кәлтүрүш үчүн тиришчанлиқ көрситишимиз зөрүр.

Америкидики әйдиз мутәхәссислиридин коломбийә университетиниң теббий тәтқиқатчиси мәмтимин әпәнди уйғур җәмийитини аталмиш “сеһирлик әйдиз дориси” алдамчилиқидин қайта агаһландурди.

Уйғур елида әйдиз тарқилиш вәзийити еғир болупла қалмай, нөвәттә әйдизниң алдини елиш-давалаш, мудахилә қилиш қаплаш нисбити техи йетәрлик әмәс. Әйдизгә дава дора яки ваксининиң техи вуҗудқа чиқмайватқанлиқиға әгишип, пурсәтпәрәс алдамчиларниң салаһийити ашкара болуп қелиштин әнсирәйдиған адәмләр топи-әйдиз бимарлирини алдап дора сетиштәк қилмишқларму еғир һалда мәвҗут. Бу әһвал “әйдизни сақайтиш дориси” ға ишинип қалған әйдиз юқумдарлириға иқтисади һәм җисманий җәһәттин еғир зиян болмақта. Болупму даириләрниң дора башқуруш системисидики бошлуқ вә дора әткәсчилиригә қарита башқуруш вә зәрбә беришниң аҗизлиқи сәвәблик, чәтәлләрниң түрлүк сағламлиқ дорилирини аҗайип сеһирлик көрситип әйдизгә охшаш җаһил кесәлләргә дава дәп алдап қиммәт баһада сатидиғанлар көпәйгән. Йеқиндин буян радиомизғиму бу хилдики учурлар вә мәслиһәт сорап алақилашқанларму болди.

Уйғур елидики “ярп” әйдизниң алдини елиш мәслиһәт сораш ториму 6-апрел, уйғур елида әйдиз бимарлирини алдап дора сетиш әһваллири йүз бериватқанлиқи һәққидә учур тарқатти. Ейтилишичә, ярп әйдизниң алдини елиш ишханисиға бир әйдиз юқумдари, әйдизгә дава дорикән дәп америкидин киргүзүлгән кориан панах гинсәң “корейә адәмгияһи” йәни әсли адәмниң физиологийисини яхшилайдиған сағламлиқ дорисини қандақ қоллиниш һәққидә мәслиһәт сорап киргән. Бу юқумланғучи бу адәттики витамин характеридики сағламлиқ дорисини 800 сомға сетивапту. Сатқучи мушу дора әйдизни давалайду дәп сатқан икән.

Бу дора хитай ичидиму сетилидикән. Тавбав торидики баһаси 128 йүән болуп, америкидики чоң-кичик сағламлиқ буюмлири дуканлири вә тор дуканлиридиму баһаси аран 15.80 Доллар буни хитай пулиға сундурсақ, тәхминән 90 сом әтрапида болиду. Тавбавдикиләр аран 38 йүән пайда алған болсиму, лекин бу бимарға сатқучи 700 сом әтрапида йәни 5 һәссидин артуқ пайда алған. Әмәлийәттә әйдизни давалайду дәп қиммәт баһаға сетивалған бу сағламлиқ дорисиниң дора қутисиға “мәзкур дора америка дора-йемәклик идарисигә тизимға алдурулмиған, бу дора кесәлликләргә диагноз қоюшқа, кесәл давалашқа, сақайтишқа вә алдини елишқа ишлитилмәйду” дегән әскәртиш йезилған болсиму, бимар инглизчә билмигәчкә сатқучиға ишинипла алған.

Шуңа, әйдиздин юқумланған достларниң алдамчи сатармәнләргә алдинип кәтмәсликини, коча параңлириға ишинип кәтмәй, кәсип әһлилиридин мәслиһәт елишни тәвсийә қилған.

Америкида туруп әйдиз тәтқиқати билән шуғуллиниватқан америка коломбийә университетиниң тәтқиқатчиси мәмтимин әпәндиму йеқиндин буян юртдашларниңму мушуниңға охшаш сағламлиқ дорилири һәққидә мәслиһәт сориғанлиқини, әйдизни давалайдикән дәп алдинип америка вә башқа әлләрдә ясалған яки қутисиға башқа тилларда чүшәндүрүш берилгән дорилардин мәслиһәт сориғанлиқини билдүрди. Мәмтимин әпәнди кишиләрни өзиниң вә башқиларниң һаяти сағламлиқи үчүн чәтәл дорилирини сетивалғанда, аввал бәзи мунасивәтлик тәкшүрүшләрни елип бериш, дохтурдин мәслиһәт сораш, зөрүр болғанда дохтурға көрситип һөкүм қилдуруш лазимлиқини, дохтурға нөвәттә қошуп, қайси дориларни ичиватқанлиқини ениқ чүшәндүрүп бериш лазимлиқини, һәргизму қара қоюқ башқиларға ишинипла истемал қилмаслиқни агаһландурди.

Мутәхәссис мәмтимин әпәнди йәнә мунуларни тәвсийә қилиду:
-Әйдиз бимарлирини давалашта, вирусқа қарши давалаш әйдиз кесили бимарлириға нисбәтән әң үнүмлүк яки негизлик давалаш усули болуп, интайин муһим ролини җари қилдурмақта, дорилар әйдизни тәлтөкүс сақайталмайду, әмма бу хил усул вирусни әң юқири чәктә контрол қилип, бимарниң иммунитет иқтидарини әслигә кәлтүрүп, турмуш сүпитини юқири көтүриду, өмрини узартиду. Шуңа, дәсләпки мәзгилдила вирусқа қарши давалаш елип беришниң пайдилиқ тәрәплири көп.Юқириқи “корейә адәмгияһи” ға охшаш сағламлиқ дорилири һәргиз кесәл давалиялмайду, пәқәт бәдәндә кәм болған озуқлуқларни толуқлап, иммунитет күчини яхшилиши мумкин, йәнә бәзи сағламлиқ дорилириниң бимарға әксичә үнүм беришигиму бир нәрсә дәп болғили болмайду. Йәнә бәзи бимарлар алдамчиларниң сағламлиқ дорилириға зиядә әқидә қилип, вақтида дохтурға бармай шу дориларни йәвәргәчкә, кесәлниң үнүмлүк давалаш басқучини өткүзүветиши мумкин.

Көплигән тәтқиқатларда көрситилишичә, дәсләпкә мәзгилдә вирусқа қарши давалаш арқилиқ, бимарларниң әйдиз кесили билән юқумланғандин кейинки өлүш нисбитини төвәнләткили болидикән. Давалашни қанчә балдур башлиса әйдиз кесилигә алақидар кесәлликләргә гириптар болуш вә өлүш хәтири шунчә төвән болидикән. Вирусқа қарши давалаш-әйдиз кесилини давалашниң үнүмлүк усули, әмма бу җәрян узун һәм җапалиқ, пәқәт идийә тәйярлиқи, бойсунуш тәйярлиқи вә бәдән җәһәттики тәйярлиқларни яхши ишлигәндила, бимар андин вирусқа қарши давалашни өз вақтида бималал башлиялайду вә шу арқилиқ вирусқа қарши давалашта балдур һәм тез мувәппәқийәт қазинип, нормал иммунитет иқтидариға игә кишиләргә охшаш өмүр вә турмуш сүпитигә еришәләйду.

Уйғур аптоном райони 1995-йили тунҗи қетим әйдиз вируси билән юқумланғучини доклат қилғандин, 2014-йили 9-айниң 30-күнигичә, пүтүн райондики әйдиз вируси билән юқумланғучи вә бимариниң сани 43533 кә йәткән болуп, үрүмчи, или, турпан, ақсу, қәшқәр, хотәндики әйдиз юқумдарлири пүтүн райондики әйдиз юқумдарлири саниниң %91 ни игилигән. Буниң ичидә 8102 киши қаза қилған. Нөвәттә һаят юқумланғучи 27373 болуп, бимар 8058 кән.

Кейинки қетимлиқ аңлитишимизда, әйдиз мутәхәссиси мәмтимин әпәнди, хәлқарада әйдизниң алдини елиш-давалаш тәтқиқатидики көрүнәрлик утуқлар, әйдиз бимарлириниң вирусқа қарши давалаш лайиһисини қобул қилиш һәмдә тоғра иҗра қилиш һәққидә мәслиһәт бериду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.