Әйдиз унчә қорқунчлуқму әмәс, қорқунчлуқ болғини актип һалда даваланмаслиқ
2015.04.14
Илгири әйдиз кесили изчил һалда давалап сақайтиш мумкин болмайдиған, юқумланса чоқум өлидиған ваба дәп қарилатти. Һазирму әйдизни һәқиқий тонумайдиған кишиләргә нисбәтән әйдиз кесили җинайәт, номуссизлиқ, йиргинчлик вәһимидин ибарәт.
Буниң һәммиси җәмийәт вә амминиң әйдизгә болған тонушиниң толуқ болмиғанлиқидин келип чиққан һәр хил әнсирәшләр, қорқушлар һәр хил кәмситишниң келип чиқишиға сәвәбчи болмақта. Әмма нөвәттә дуня миқясида елип бериливатқан әйдиз тәтқиқатлиридин шундақ йәкүнгә келимизки, әйдизгә гириптар болуш унчә қорқунчлуқму әмәс, қорқунчлуқ болғини актип һалда даваланмаслиқ. Әйдиз кесилигә болған чүшәнчимизни чоңқурлаштуруш вә билмигәнләргә билдүрүшниң өзиму әйдиз тарқилишниң алдини елишқа төһпә қошқанлиқ санилиду, ундақта, әйдиз кесилидә вирусқа қарши давалашни балдуррақ елип беришниң қандақ пайдилиқ тәрәплири бар? әйдиз мутәхәссиси, коломбийә университети теббий тәтқиқатчиси мәмтимин әпәнди бизгә бу һәқтә сават бәрди.
Әйдиз кесилини адәттә HIV әйдиз вируси дәп атилидиған бир хил вирус кәлтүрүп чиқиридиған болуп, бу вирус адәттә бәдәнгә киргәндин кейин, наһайити тиз сүрәттә көпийиду. У көпәйгәндә асаслиқ бәдәндики CD4 дәп атилидиған иммонит һүҗәйрисиниң ичигә шуңғуп кирип, шу һүҗәйриниң материяллиридин пайдилинип көпийидиған болғачқа, ашу һүҗәйрини қурбан қилиш бәдилигә өз санини авутиду. Әйдиз вируси билән юқумлинип вирус бәдәнгә киргәндин кейинки 4-6 һәптә өткәндә, бәдәндә әйдизгә қарши антитила шәкилләнгән вә шу арқилиқ қан тәкшүрсә байқиғили болиду. Мушу вақиттин кейин кесәллик йошурун басқучқа кириду, йоқумланғучида һечқандақ аламәт көрүлмәйду, лекин қан тәкшүртсә, әйдиздин йоқумланғанлиқи чиқиду. Бу җәрян тәхминән 7-8 йиллар давамлишиду. Йоқумланғучи аста-аста әйдиз кесили дәвригә кириду-дә, һәр хил пурсәтпәрәс йоқумлинишлар пәйда болушқа башлайду. Әгәр йәнә давамлиқ давалаш елип бармиса, йоқумланғучи һәр хил пурсәтпәрәс йоқумлинишлар түпәйлидин өлүп кетиду. Әмма йеқинқи йиллардин буян хәлқарада елип бериливатқан әйдизни давалаш тәтқиқатлиридин, дәсләпки мәзгилдә вирусқа қарши давалаш арқилиқ, бимарларниң әйдиз кесили билән юқумланғандин кейинки өлүш нисбитини төвәнләткили болидиғанлиқи испатланған нәтиҗә. явропа вә шималий америкидики тәтқиқатларда көрситилишичә, давалиған вақиттики CD4 асаси сизиқи қанчә юқири болса, әйдиз кесилигә алақидар кесәлликләргә гириптар болуш вә өлүш хәтири шунчә төвән болидикән.
Һалбуки, хитайдики мутәхәссисләрниң ашкара қилишичә, көплигән сәвәбләр түпәйли, һазир хитайда әйдизни тәкшүрүш нисбити юқири әмәс икән, тәхминән 50% әйдиз юқумдарлири өзиниң әйдиз вируси билән юқумланғанлиқиниму билмәйдикән. Әйдиздин өлүп кәткән бимарлар ичидә тәхминән 70% адәм вирусқа қарши дора истемал қилишқа үлгүрәлмәй өлүп кетидикән. Шуңа әйдизни контрол қилиштики ачқучлуқ мәсилә йәнила балдур тәкшүрүш, балдур давалаш икән.
Уйғурлардики әйдиз мәсилилири үстидә узун йиллардин буян тәтқиқат елип бериватқан мутәхәссис мәмтимин әпәндиниң қаришичә, уйғурлардиму аз болмиған кишиләрниң идийәсидә муқимлишип қалған әйдизләрни кәмситиш уни сақаймас кесәл дәп қараштәк идийәви қарашлар әйдиз юқумдарлири топиниң яшишини тәсләштүрүватиду, давалаш алдини елиш ишлириғиму зор тосқунлуқ яратмақта.
Мәмтимин әпәнди мундақ тәвсийә қилиду:
Уйғур җәмийитидә өзини әйдиз вируси билән юқумланған дәп гуманланғанларни өзлүкидин давалаш органлириға берип тәкшүртүшкә сәпәрвәр қилиш зөрүр, пәқәт амма өзиниң саламәтликини муһим дәп билгәндила, әйдизгә сәл қаримай, вақтида давалаш органлириға берип тәкшүртсә, диагноз қойғузса, вақтида байқиса, вақтида вирусқа қарши давалашни елип барса, шу һалда әң юқири дәриҗидә әйдиз вирусиниң тарқилишиниң алдини алғили, әйдизгә қарита давалиниш чиқимини төвәнләткили, давалаш үнүмини юқири көтүргили болиду.
Әйдиз клиника мутәхәссислириму шуни тәкитләйдуки, алди билән сиз, уни кәмситмәсликиңиз керәк, әксичә роһи җәһәттин уни риғбәтләндүрүшиңиз, униңға дохтурниң давалишиға актип маслишишни, кесәл азаби үстидин ғалиб келишни һәмдә униң өзиниң иш-һәрикитигә диққәт қилип, йәни вирусни башқиларға юқтуруп қоюштин сақлиниш керәкликини ейтишиңиз керәк. Буниң үчүн алди билән әйдизниң еришмә иммунитет кәмчиллик кесили икәнликини тонуш лазим, униңдин башқа, сиз әйдиз бимарини көргәндә вабадин қачқандәк қилмаң, чүнки әйдиз вируси һава арқилиқ, адәттики җәмийәт мунасивити яки аммиви әслиһәләр арқилиқ таралмайду, йәнә әйдиз бимари вә әйдиз вируси юқумдариниң күндилик турмуши вә хизмитидики алақисидә әйдиз вируси таралмайду.
Мәмтимин әпәндиниң чүшәндүрүшичә, һәрқандақ вирусқа қарши дориниң охшимиған дәриҗидә, охшимиған түрдә әкс тәсири болиду. Дориларниң әкс тәсири болған тәқдирдиму, бимар йәнила қилчә иккиләнмәстин вирусқа қарши давалашни таллиши лазим. Әмма вирусқа қарши давлаш җәрянида көзитишкә диққәт қилиш, дориниң зәһәрлик әкс тәсир инкасини балдур һәм вақтида байқаш вә бир тәрәп қилиш керәк. Дориларниң зәһәрлик әкс тәсиридин қорқуп, вирусқа қарши давалашни башлашниң әң мувапиқ пәйтини өткүзүп қоймаслиқ лазим. Чүнки һазирғичә униң пайдилиқ тәрипи, үнүми йәнила зийинидин көп үстүн.
Һәргизму дориниң әкс тәсири сәвәблик өзлүкидин дорини азайтмаслиқ яки тохтатмаслиқ яки кесәллик әһвали яхшиланғанда өзлүкидин дорини тохтатмаслиқ керәк. Әлвәттә әйдиз давалашниң иқтисадий чиқимиму юқири, даваланғучилар дөләтниң әйдиз бимарлирини давалашқа қаратқан мунасивәтлик қанун вә сиясәтлирини яхши игиләп, һәқ-һоқуқлирини қоғдап, емтиязлардин үнүмлүк пайдилиниш, давалашни пухта тәйярлиқ билән башлаш зөрүр.
Қисқиси, вирусқа қарши давалаш-әйдиз кесилини давалашниң үнүмлүк усули, әмма бу җәрян узун һәм җапалиқ, пәқәт идийә тәйярлиқи, бойсунуш тәйярлиқи вә бәдән җәһәттики тәйярлиқларни яхши ишлигәндила, бимар андин вирусқа қарши давалашни өз вақтида бималал башлиялайду вә шу арқилиқ вирусқа қарши давалашта балдур һәм тез мувәппәқийәт қазинип, нормал иммунитет иқтидариға игә кишиләргә охшаш өмүр вә турмуш сүпитигә еришәләйду.