Уйғур елиниң җәнубида әйдиз юқуминиң давамлиқ ямраватқанлиқи әндишә қозғимақта
2017.07.26
Уйғур аптоном районлуқ әйдиз вә җинсий кесәлликләрниң алдини елиш һәмдә давалашқа йетәкчилик қилиш җәмийитиниң торидин мәлум болушичә, бу йил 7-айдин буян хитай һөкүмити турпан, ақсу, қәшқәр қатарлиқ җайларда әйдиз юқуми вә уни контрол қилиш бойичә арқа-арқидин йиғин ачқан.
Мәзкур йиғин хәвәрлиридә әйдиз юқуминиң уйғур елиниң җәнубидики вилайәт вә наһийәләрдә сәл қарашқа болмайдиған иҗтимаий апәт болуп қалғанлиқи алаһидә тәкитләнгән.
Хитай даирилири өткән йили 9-айдин буян уйғур диярида “омумий хәлқ саламәтлик тәкшүрүш” һәрикитини башлап, биринчи қетимда 17 милйон 500 миң кишиниң қан әвришкисини алғанлиқини, иккинчи қетимда 21 милйон кишиниң шәхсий саламәтлик архипини турғузидиғанлиқини билдүргән иди. Һалбуки, хитай һөкүмити саламәтлики тәкшүрүлгән кишиләр арисидики әйдиз бимарлириниң әң йеңи әһвалини һазирғичә елан қилмиди.
Уйғур елиниң җәнубидики мәлум наһийәдин радийомиз зияритини қобул қилған бир шәхсий шипахана хадими нөвәттә әйдиз юқуми вә униң алдини елиш һәққидә мәлум тәшвиқатлар болуватқан болсиму, әмма униң кәң-көләмдә болмиғанлиқини ашкарилиди.
Қәшқәр вилайитиниң мәлум дохтурханисида узун йил дохтур болуп ишлигән, һазир шәхсий шипахана ачқан йәнә бир уйғур дохтурму радийомиз зияритини қобул қилип, өзи билидиған әһвалларни ашкара қилди:
- Техи йеқиндила наһийәлик юқумлуқ кесәлликләрниң алдини елиш мәркизи ачқан тәшвиқат йиғиниға қатнишип кәлдим. Һазир әйдизгә даир тәшвиқатлар вә униң алдини елиш һәққидики билимләр даим тәшвиқ қилиниватиду. Әмма йәнила йетәрлик әмәс. Растини ейтқанда, наһийәмиздә бирқанчә шәхсий хоҗайинлар ачқан ‛меһман күтүш‚ яки ‛ятақхана‚ лар бир апәт болди. Анчә-мунчә пул тапқан надан яшлар, йеңидин хизмәткә чиққан кадирлар яки күндилик мәдикар ишләп чай пули тапқан балилар әнә ашу ‛меһманхана‚ ларни чөргиләп өзлиригә сақаймас кесәлни юқтурмақта. Бизниң бу шипаханиға көрүнгили кәлгән яшларға худди өз балимизға нәсиһәт қилғандәк сөзләп туримиз, лекин буниңлиқ билән буни тосуп қалғили болмайдикән. Бундақ ‛меһманхана‚ яки ‛ятақхана‚ ларни ачқан хоҗайинларму вә униң ичидә мулазимәт қилидиған қизларму һәммиси дегүдәк ичкиридин кәлгәнләрдур.
Мәзкур пешқәдәм дохтур зияритимиз җәрянида йәнә мунуларни илгири сүрди:
“кесәлниң тарқилиш мәнбәсини тизгинлимәй туруп, юртимизда күндин-күнгә ямраватқан әйдиздин ибарәт бу апәтниң қандақму алдини алғили болсун!? һөкүмәт доқмуш-доқмушларда ечилип кәткән аталмиш ‛меһманхана‚, ‛сатрачхана‚, ‛һордақхана‚, ‛пут ююш-увилаш‚ дегәндәк орунларни қаттиқ тәкшүрүп, униң ичидики бузуқчилиқларниң алдини елип болалмиди. Сақчи дегәнләрниң йолвастәк һөркирәп кирип, һаял өтмәйла мүшүктәк салпийип чиқидиғанлиқини көримиз. Уларниң гелини яғламду яки банка картисиға пул саламду, билмидим, бу орунлар йәнә бурунқидәк содисини давамлаштуруп бармақта. Һәйранмән, ‛муқимлиқ‚ ни шунчә чиң туталиған һөкүмәт буларни немишқа башқуралмайду?”
Илгири уйғур аптоном районлуқ әйдиз кесилини тизгинләш мәркизидә узун йил кәспий хадим болуп ишлигән, һазир америкада яшаватқан, әмма нам-шәрипини ашкарилашни халимайдиған бир нәпәр уйғур теббий хадимму бу һәқтә радийомиз зияритини қобул қилди.
Униң билдүрүшичә, уйғур дияридики әйдиз юқуми илгирики зәһәр чекиштин һазирқи җинсий мунасивәт арқилиқ юқушқа, тарқилиш даириси шималдин җәнубқа қарап җиддий түрдә йөткәлмәктикән.
Илгири уйғур елиниң җәнубидики мәлум наһийәдә бир йил “муқимлиқ кадири” болуп ишлигән, һазир америкида яшаватқан бир нәпәр уйғур зиялийсиниң билдүрүшичә, әйдиз юқуминиң җәнубтики уйғур деһқанлири арисиға ямриши бу җайларда арқа-арқидин ечиливатқан аталмиш “сатрачхана” яки “истираһәтхана” лар билән мунасивәтлик икән.
Ахирида зияритимизни қобул қилған нюйорктики коломбийә университети медитсина тәтқиқат мәркизиниң тәтқиқатчиси, доктор мәмәт имин, әйдиз вирусиниң уйғур елиниң җәнубидики районларға шу қәдәр тез тарқилишидики муһим сәвәбләрниң бири, дәл йәрлик даириләрниң үнүмлүк һалда униң алдини елишқа әһмийәт бәрмигәнликидә, дәп көрсәтти.