Хитай һөкүмитиниң кәмситиш сиясити уйғур елида әйдизни чәкләштә зор тосалғу

Мухбиримиз ирадә
2015.08.05
aids-eydiz-xitay-teshwiqat.jpg Әйдиз күнидин бир күн бурун, оқуғучилар әйдизни йоқитиш тәшвиқат лозункисиға исимлирини язмақта. 2013-Йили 30-ноябир, әнхуй.
AFP

Уйғур елидики әйдизниң тарқилиш әһвали чәтәлләрдики көзәткүчиләрниң күчлүк диққитини тартиватқан бир мәсилә. Улар, бу һәқтики тәтқиқатлирида уйғур елида әйдиз вирусиниң бундақ кәң ямрап кетишигә сәвәб болуватқан сиясий, иҗтимаий, иқтисадий амилларни мулаһизә қилип, хитай һөкүмити уйғур елида йүргүзүватқан бесим вә кәмситиш сиясәтлириниң уйғурлар арисида әйдизни контрол қилишқа зор тосалғу болуватқанлиқини билдүрмәктә.

Уйғур ели тәвәсидә 1995-йили тунҗи әйдиз бимари байқилип таки 2014-йилиниң ахириғичә уйғур елидики 94 наһийә (шәһәр, район) доклат қилған әйдиз вируси билән юқумланғучи вә бимар сани җәмий 43555 ға йәткән. Йиллардин бери уйғур аптоном райони әйдиз кесилиниң ямраш дәриҗиси еғир һәм шундақла хитай бойичә тарқилиш сүрити вә көлими әң чоң болған 5 район ичидин орун елип кәлди. Уйғур елидики әйдизниң тарқилиш сүрити вә көлимидики бу юқири рәқәмләр чәтәлләрдики тәтқиқатчилар вә бу саһәдә паалийәт көрситип келиватқан түрлүк органларниңму диққитини қозғимақта. Америкидики тонулған тор журналлиридин бири болған “үмидсизлик вә үмид” тор бетидә йеқинда уйғур елида әйдизниң немә үчүн бундақ кәң ямрап кетиватқанлиқиниң сәвәблири мулаһизә қилинған бир мақалә елан қилинди. “хитайниң ғәрбидики йошурун әйдиз вируси” дәп мавзу қоюлған бу мақалә уйғур елидики әйдизниң тарқилиш әһвалиға аит рәсмий статистикилар вә мәхсус бу һәқтә тәтқиқат елип барған тәтқиқатчиларниң нәтиҗилиригә асасән тәйярлап чиқилған. Мақалиниң аптори кәйсий халтер уйғур елида әйдизниң кәң ямрап кетишигә сәвәб болуватқан амилларни мулаһизә қилғанда, алди билән 2015-йили 1-айда қолға елинғандин буян из-дерики болмайватқан уййғур әйдиз паалийәтчиси әкбәр иминниң мәсилисини тилға алған.

Бейҗиңдики дөләтлик тәрәққият тәтқиқат орниниң тәтқиқатчиси болған әкбәр имин уйғурлар арисидики зәһәрлик чекимлик вә әйдиз юқумлиниш мәсилиси үстидә актип паалийәт көрситип келиватқан иди. Әмма у бу йил 1-айда туюқсиз қолға елинғандин буян из-дерәксиз йоқап кәткән. Һазирғичә сақчи тәрәп униң немә җинайәт билән қолға елинғанлиқи үстидә һечқандақ бир рәсмий баянат бәргини йоқ. Мақалә аптори әкбәр имингә охшаш бир хәлқниң сағламлиқ хизмәтлири үчүн мулазимәт қиливатқан бир кишиниң қолға елинишини, немә үчүн һечкимниң бу һәқтә гәп қилмайватқанлиқини вә уйғур елидики әйдизниң кесилиниң тарқилишиға сәвәб болуватқан сиясий амилларни бир -биригә бағлап чүшәндүргән.

Аптор кәйси халтер уйғур елиниң худди тибәткә охшашла хитай һөкүмитиниң қаттиқ һәрбий бастурушлири вә миллий кәмситиш вә хитай көчмән йәрләштүрүш сиясәтлири иҗра қилинип кәлгән бир җайлиқини чүшәндүрүп өткәндин кейин, уйғур кишилик һоқуқ программиисиниң тәтқиқатчиси грәг фейниң сөзини нәқил қилип туруп, уйғурларниң әйдиз мәсилисигә қарита һөкүмәтниң баштин бери пассип бир позитсийә тутушини, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қарита йүргүзүватқан кәмситиш сияситиниң бир ипадиси, дәп көрсәткән. Униңда йәнә, уйғур елидики әйдиз үстидә тәтқиқат елип барған анна һейсниң сөзигә йәр берилгән. Мақалидә ейтилишичә у, уйғур елидики әйдиз билән юқумлиниш әһвалиға аит әң йеңи вә әң көләмлик санлиқ мәлуматларға еришишниң қейинлиқини, һөкүмәт елан қилған “рәсмий” рәқәмләрниң һазирқи әмәлийәтни толуқ әкс әттүрүп берәлмәйдиғанлиқини билдүргән. Анна һейсниң билдүрүшичә, хитайда иҗтимаий параванлиқ системиси йоқ болғачқа, иқтисадий начар кишиләрниң һаят қелиш йолиму интайин чәклик. Улар асаслиқ тиләмчилик, оғрилиқ вә тенини сетишқа охшаш йоллар арқилиқ һаят кәчүрүшкә мәҗбур болиду. Мана бу сәвәбтин хероин тиҗаритиму нурғун уйғурларниң қисқа йол арқилиқ пул тепиш хиялини әмәлгә ашуридиған вастииси болуп қалған. Әпсуслинарлиқи, бу хироин сатидиғанлар алди билән ишни өзиниң уруқ-туғқан вә дост-бурадәрлиридин башлап, өзигә херидар йиғиду.

Анна ханимниң баян қилишичә йәнә, хитай һөкүмити гәрчә 1996-йиллирида зәһәрлик чекимликкә қаттиқ зәрбә бериш һәрикити қозғап, бәлгилик үнүмгә еришкән болсиму, әмма бу зәрбә бериш асаслиқ зәһәр чәккүчиләр вә җинсий мунасивәт тиҗарити билән шуғуллинидиғанларни қолға елиш, уларни зәһәр ташлаш вә яки әмгәк билән өзгәртиш мәйданлириға солап қоюш биләнла болди қилип, мәсилиниң йилтизиға чөкмигәнликтин, бу зәһәр чәккүчиләр услуб өзгәртип йәнә қайтидин баш көтүргән.

Мақалидә оттуриға қоюлған йәнә бир муһим мәсилә болса, уйғур әйдиз бимарлириниң давалиништа миллий кәмситилишкә учраш мәсилисидур. Униңда ейтилишичә, хитай һөкүмитиниң әйдизниң алдини елиш, давалаш яки әйдизгә болған тонушни өстүрүшкә охшаш түрлүк программилиридин бәһримән болғанлар асасән хитай миллитидин тәшкил тапқан. 2012-Йилидики бир тәтқиқат нәтиҗисиидин қариғанда, мутләқ көп сандики әйдизниң алдини елиш, униңдин сақлинишқа аит материялларниң һәммиси пәқәтла хитай тилида нәшр қилинғанлиқтин, түркий тилларда сөзләйдиған уйғурлар бу җәһәттики мәлуматларға еришиштиму кейин қалған.

Хитай һөкүмити 2000-йили дуня банкиси вә кейин австралйидики хәлқара тәрәққият оргини қатарлиқ орунлар билән бирлишип, уйғур елида әйдиз кесәлликиниң ямришиниң алдини елиш җәһәттә бир қисим хизмәтләрни елип барған. Бу хизмәтләрму үнүм берип, нәтиҗидә 2011-йилиға кәлгәндә уйғур елидики әйдиз билән юқумлиниш нисбити 2002-йилидики 52 пирсәнттин 14 пирсәнткә төвәнлигән. Әмма тәтқиқатчи анна ханимниң апторға баян қилишичә, юқиридики бу тәдбирләр һәммиси бәк кәч қалған. Анна ханим сөзидә : “елинған тәдбирләр асаслиқ зәһәр чәккүчиләр, җинсий мулазимәт билән шуғулланғучилар вә қан селиш арқилиқ юқумлинишқила қаритилди. Әмма у чағда уйғур елидики әйдизниң тарқилиши аллиқачан җинсий мунасивәт арқилиқ юқумлинишқа өзгирип болған иди” дегән.

Аптор мақалиси давамида, әйдизниң уйғур елида үнүмлүк контрол астиға елиналмаслиқидики сәвәбниң бирини хитай һөкүмитиниң уйғур елида уйғурларға аит һәрқандақ бир мәсилә үстидә муназирилишишни сиясийлаштуруп, уни қаттиқ чәклишигә бағлиқлиқини билдүргән вә буниңға ғулҗида башланған “мәшрәп һәрикити” ниң чәклинишини мисал қилип көрсәткән. У уйғурларниң миллий йиғилиш усули болған мәшрәп арқилиқ зәһәрни чәкләштә көрүнәрлик үнүм һаисл қилғанлиқини, бирақ хитай һөкүмитиниң бу йиғилишни өзиниң һакимийитигә тәһдит дәп қарап уни қаттиқ бастурғанлиқини билдүргән. Мақалидә йәнә мундақ дейилгән:
-Хитай һөкүмити әкбәр иминни қолға елиш арқилиқ уйғур хәлқигә һөкүмәт, уйғурларға тәсир көрсиитиватқан мәсилиләр үстидә муназирә қилишқиму йол қоймайду, дәйдиған күчлүк бир сигнални бәрди. Әкбәр иминни қолға елиш хитай һөкүмитиниң аз санлиқ милләтләрниң бундақ паалийәтлиригә тунҗи қеитм зәрбә бериши һесабланмайду... Әкбәр иминнгә охшаш милләтниң мәсилисини оттуриға қойғанлар дәрһал җазалиниду вә яки җимиқтурулиду.

Аптор мақалисидә хитай һөкүмитиниң әйдиз кесилигә қарши туруш вә тәрбийиләш хизмәтлирини күчәйткән болсиму, әмма йәнила бу кесәлликниң тарқилишиға сәвәб болуватқан сиясий, иҗтимаий, мәдәнийәт вә муһит амиллириға охшаш йилтиз амилларни оңлашқа әһмийәт бәрмәйватқанлиқини, болупму бу әһвалниң өзиниң мустәқиллиққа тәлпүнүватқан уйғурлар үчүн техиму еғирлиқини билдүргән. У тәтқиқатчи грәг фейниң сөзини нәқил қилип туруп “уйғурлар арисида әйдизниң ямришиниң хәтәрлик ақивәт пәйда қилидиғанлиқини, кесәллик билән юқумланған бу кишиләр кәлгүсидә пәйда қилидиған иқтисадий бесимниңму зор болидиғанлиқини тәкитләп “йепиқ қазан ечилиши керәк” дегән. У мақалисиниң ахирида “хитай қачан йепиқ қазанни ачқучә, миллий кәмстишкә қарши күрәш қилған әйдиз паалийәтчиси әкбәр имин уйғурларниң қейинчилиқлириниң символи сүпитидә түрмидә йетиши мумкин” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.