Әйдиз юқуминиң уйғур елиға шиддәт билән ямришидики сәвәбләр зади немә?
2016.08.17
Хитай һөкүмити 2016-йилиниң алдинқи йерим йилида уйғур елида йеңидин 2600 нәпәргә йеқин әйдиздин юқумланғучиниң байқалғанлиқини елан қилғандин кейин, сәһийә саһәдики кәспий хадимлар билән мутәхәссисләр бу һәқтә күчлүк инкас қайтурди.
Қәшқәр вилайитиниң мәлум наһийәсидә 40 йил дохтурлуқ қилған, һазир өз алдиға шипахана ечиватқан бир пешқәдәм дохтурниң радийомизға билдүрүшичә, “меһманхана”, “һөсн түзәш” яки “һордақхана” дегән намларда вивиска есип, әмәлийәттә йошурун җинсий мулазимәт қиливатқан орунлар әйдиз юқуминиң уйғурлар арисиға ямришидики асаслиқ қаналларниң бири икән.
Нюйорктики коломбийә университетиниң медитсина илмий тәтқиқатчиси муһәммәт имин әпәндиму бу һәқтә радийомиз зияритини қобул қилип, өз қарашлирини баян қилди.
Униң билдүрүшичә, уйғур елиниң җәнубидики хотән, қәшқәр вә ақсу вилайәтлиридә йәрлик хәлқниң зәһәр чекиши яки зәһәр содисиға четилип қелиш мумкинчилики интайин төвән икән. Һалбуки, йеқинқи йиллардин буян хитай өлкилиридин уйғур елиға зор түркүмдә көчүрүлгән көчмәнләрниң районда һәр хил намлардики җинсий мулазимәт орунлирини ечиши әйдиз юқуминиң җәнубтики уйғур деһқанлири арисиға тарқилишини тезләткән амил икән. У бу җәһәттә йәрлик даириләрниң “бир көзини қисивелиши” яки көчмән хитайларға “йешил чирағ йеқип бериши” мәсилини йәниму еғирлаштуруп бериватиду, дәп қарайду.
Илгири уйғур аптоном районлуқ әйдиз вә җинсий кесәлликләрниң алдини елиш-тизгинләш мәркизидә узун йил хизмәт қилған, һазир муһаҗирәттә яшаватқан бир уйғур кәспий хадим “тәшвиқатниң сус болуши, болупму уйғур тилидики тәшвиқат материяллириниң йоқ дейәрлик болуши әйдиз юқумидин ибарәт бу балайиапәтниң уйғурлар арисиға ямришидики йәнә бир сәвәбтур” дәп көрсәтти.
Қәшқәрниң мәлум наһийәсидин радийомиз зияритини қобул қилған бир нәпәр пешқәдәм теббий хадимму йәрликтә әйдиз юқуминиң алдини елишқа даир һөкүмәт тәшвиқатиниң кәмчил икәнликини, һәтта әйдизниң алдини елиш һәққидики тәшвиқатларниң қизил юқуми һәққидики тәшвиқатларғиму йәтмәйдиғанлиқини тәкитлиди.
Сәһийә саһәсидә узун мәзгил хизмәт қилған кәспий хадимларниң дәлиллишичә, уйғур аптоном районлуқ сәһийә назарити һәр йили елан қилидиған әйдиздин юқумланғучиларниң статистикисида милләт айримиси йошурун тутулидикән. Бу һал сәһийә хадимлириниң бәзи районларда әйдизниң алдини елиш вә тизгинләш җәһәттә нуқтилиқ хизмәт елип беришиға қулайсизлиқ туғдуридикән.
Әйдиз юқуминиң уйғурлар арисиға шунчә тез ямришидики бәзи сәвәбләр һәққидә һазир америкида яшаватқан йәнә бир уйғур зиялийси радийомиз зияритини қобул қилди. У илгири өзиниң уйғур елиниң җәнубидики көплигән җайларда җәмийәтшунаслиқ бойичә тәкшүрүш елип барғанлиқини, һөкүмәтниң районда аталмиш “диний әсәбийлик” кә қарши тәшвиқатиниң әйдиз юқумиға қарши тәшвиқаттин көп үстүн икәнликини илгири сүрди.