Бу йил уйғур елиниң әйдиз юқум әһвалида йәнила зор ешиш көрүлгән
2016.12.01
Уйғур аптоном райониниң 2016-йиллиқ әйдизниң алдини елиш-давалаш хизмити ахбарат елан қилиш йиғини 11-айниң 29-күни чүштин бурун аптоном районлуқ сәһийә сақлиқни-сақлаш назарити йиғин залида ечилған. Йиғинда аптоном районлуқ әйдизниң алдини елиш хизмити комитети ишханисиниң мудири дилшат яқуп 2016-йиллиқ әйдизниң алдини елиш-давалаш хизмитидин қисқичә доклат бәргән болуп, доклатта көрситилгән санлиқ мәлумат вә юқум әһвалидин қариғанда, уйғур елидики әйдиз юқумдарлириниң сани изчил юқири болуп кәлгән шәһәрләрниң әйдиз юқум әһвали омумий җәһәттин турақлишишқа йүзләнгән болсиму, ақсу, қәшқәр, хотән, турпан қатарлиқ җайларда әйдизниң юқум әһвали тиз сүрәттә өрләватқан икән. Йиғинда даириләр, “уйғур аптоном районида әйдизниң тарқилиш хәтәрлик амиллири йәнила мәвҗут болуп, әйдизниң алдини елиш-давалаш қийинчилиқи үзлүксиз зораймақта. Уйғур елиниң әйдиз тарқилишиниң алдини елиш вәзийити интайин кәскин” дәп көрсәткән.
Бүгүн 12-айниң 1-күни, 29-нөвәтлик дуня әйдиз күнидур. Дунядики тунҗи әйдиз юқумдариғиму дәл 1981-йили 12-айниң 1-күни диагноз қоюлған.
1988-Йили 1-айда, дуня сәһийә тәшкилати һәр йилдики 12-айниң 1-күнини дуня әйдиз күни қилип бекитип, дунядики һәр қайси дөләтләр вә түрлүк хәлқара тәшкилатларниң мушу күндә мунасивәтлик паалийәтләр арқилиқ кишиләрниң әйдиз вә униң алдини елишқа аит билимләрни тәшвиқ қилип омумлаштурушни мәқсәт қилған. Дуня әйдиз күниниң бәлгиси болған қизил лента әйдиздин юқумланғучиларни қобул қилип, уларға ғәмхорлуқ қилишқа, һәмдә бирликтә әйдизгә тақабил турушқа символлуқ қилиду.
Дуня сәһийә тәшкилатиниң дуня әйдиз күнидики баш темиси 2011-йилидин башлап “нөл әйдизгә йүзлинәйли” болуп кәлмәктә. Буниң мәниси-әйдизниң йеңидин юқумлиниш нисбитини, әйдизни кәмситишни вә әйдизгә мунасивәтлик өлүш нисбитини нөлгә йүзләндүрәйли, дегәнлик болиду. Бу йиллиқ баш тема өзгәрмиди.
Ундақта, биз хитайда һәтта дуня миқясидиму әйдиз вирусниң тарқилиши тез болуватқан районлар қатарида саниливатқан уйғур елиниң әйдиз әһвалиға бир көз йүгүртүп чиқайли. Уйғур аптоном районлуқ-2016 йиллиқ әйдиз кесилиниң алдини елиш ахбарат елан қилиш йиғини вә башқа мунасивәтлик мәнбәләрдә көрситилишичә, 2016-йили 10-айниң ахириғичә ениқланған әйдиз кесили җәмий 50691 нәпәргә йәткән болуп, 2015-йили ахиридики ениқланған 46780 нәпәр әйдиз кесилидин йәнила ешиш көрүлгән. 2015-Йили әйдиз юқумдари билән әйдиз бимари 36983 нәпәр болған болса, 2016-йили 10-айғичә 39840 нәпәргә йәткән. 2015-Йили җәмий әйдиз бимарлири 9180 нәпәр болса, 2016-йили 10-айғичә җәмий әйдиз бимари 10207 нәпәргә йәткән. Асаслиқ юқуш йоли нисбитидин қариғанда, шпирисни ортақ ишлитип зәһәр чекиш арқилиқ юқумлиниш нисбити 24.9%, Җинсий мунасивәт арқилиқ юқумлиниш нисбити 67.9% Болған.
Юқуш йоли җәһәттә җинсий мунасивәт арқилиқ юқуш асаслиқ юқуш йолиға айланған болуп, әр һәмҗинисләрниң юқумлиниш сани бир қәдәр тиз ешиватқан болуп, уларниң 2016 йили байқалған әйдиздин юқумланғучиларниң ичидә игилигән нисбити 7.8% Гә йәткән. Әйдиздин юқумланғучи вә бимарлири ичидә, зәһәр чәккүчиләрниң омумий нисбити 10.1% Болған.
Йиғинда мутәхәссисләрниң хуласисигә қариғанда, демәк, бу санлиқ мәлуматлар уйғур елида әйдизгә дучар болуватқанлар күнсери, айсери, йилсери ешиватқанлиқини ениқ көрситип беридикән шундақла гәрчә районда һәр хил усул, чарә-тәдбирләр билән әйдиз вирусиниң тарқилишиға қарши тәшвиқат паалийәтләрни елип бериватқан болсиму, үнүминиң көрүнәрлик әмәсликиниму чүшәндүрүп беридикән. Даириләрниң елип барған рай синаш вә статистикилиқ тәкшүрүш нәтиҗилиридин ақсу, қәшқәр, хотән, турпан районидики тез көпийиватқан әйдиз юқумдарлириниң, әйдиздин юқумлиништин мудапиәлиниш еңиниң асасән төвәнликиму ашкариланған.
Уйғур районида әйдизниң алини елиш хизмитигә қатнашқан, һазир америкида яшаватқан бир ханим авази вә кимликини ашкарилимаслиқ шәрти билән зияритимизни қобул қилип, “уйғур елида әйдизниң тарқилиш хәтәрлик амиллири йәнила мәвҗут, әйдизниң алдини елиш, давалаш қийинчилиқи үзлүксиз зораймақта” дәп билдүрди, униң чүшәндүрүшичә,көп йиллардин буян, алдини елиш вә давалаш хизмитидә көрүнәрлик нәтиҗиләр қолға кәлгән болсиму, даириләр тарқатқан юқириқи санлиқ мәлуматларниң пәқәт диагноз қоюлған бимарларни асас қилип еришилгән санлиқ мәлуматлар икәнлики, әмәлий санниң буниңдин хелила көп болуши муқәррәр икән. У, өзиниң диагноз қоюш хизмитигә қатнишиш җәрянидики тәҗрибисигә асасән билдүрүшичә, илгири райондики әйдиз билән юқумлинишниң әң асаслиқ йоли зәһәр чәккүчиләр ара окулни тәң ишлитиш сәвәбидин болған болса, һазир җинсий мунасивәт йоли билән юқуш нисбити йеримдин юқири нисбәтни игилигән юқуш йолиға айланған. Униң үстигә уйғур елидики әйдиз бимарлириниң 80%tin көпрәки 20-40 яшлар арилиқидики яшларға мәркәзләшкән болуп, уйғурлар әндишә қилғудәк дәриҗидә көп салмақни игилигән. Хитайдики башқа районларға селиштурғанда, уйғур елидики әйдиз юқумдарлири саниниң, ешиш сүрити хитай бойичиму һазирғичә әң юқири санни игиләп кәлмәктә икән.
Уйғур дияридики әйдиз юқумиға даир әң йеқинқи мунасивәтлик учурлар вә санлиқ мәлуматлар торларда тарқитилғандин кейин, чәтәлләрдики уйғур мутәхәссисләрниң йәнә бир қетим қаттиқ диққитини қозғиди. Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған, америкида яшаватқан ядикар әпәндиму, илгири аптоном районлуқ сәһийә назаритиниң әйдизниң алдини елиш ишханисида хизмәт қилған болуп, униң көрситишичә, әйдиз кесили әйдиз вирусидин юқумлиништин пәйда болидиған кесәл болуп, бу вирус өткүр юқумлуқ хусусийәткә игә болғачқа, нөвәттә уйғурларниң һаятиға зор тәһдит пәйда қиливатқан амилниң бири болуп қалмақта. Йеқинқи йилларда техиму көп кишиләрниң җинсий йол арқилиқ әйдизни юқтурувелишиниң сәвәблири уйғурларниң әйдиз билимлириниң төвән болушидин башқа,уйғур җәмийитидики әхлақ кризиси болуши мумкин. Хәтәрлик җинсий мунасивәт билән шуғуллиниш, һәмҗинсләр қатарлиқ мусулманлар җәмийидә ят қилмишларниң уйғур җәмийитидә пәйда болуши кишиниң әқлигә сиғмайду дәп қараватқан болсиму, буниң алла бурун җәмийәткә елип келиватқан яман ақивәтләр, яман тәсирлири әйдиз мәсилиси арқилиқ ашкарилинип турмақта.
Бу дохтурниң билдүрүшичә, 2 йил бурунқи бир тәкшүрүштә җәнубий уйғур елида әр һәмҗинисвазлар ичидики әйдиз билән юқумлиниш нисбитиниң юқирилиқи кишини чөчитиған дәриҗидә икәнлики мәлум болған. Техиму ечинарлиқи, улар әйдиздин мудапиәлиниш билимлиридин саватсиз болупла қалмай, әқәллий җинсий сағламлиқ билимлиридинму хәвәрсиз икән. Һәмҗинисларни, әйдизләрни кәмситиш психикиси җәмийәттә омумйүзлүк сақлиниватқан мәсилә болуп бу әйдиз тоғрисидики муһим учурларни тәминләшниң йолини тосуп, әйдизниң техиму йошурун һаләткә өтүшигә сәвәб болмақта. Дәл бу хил йошурунлуқ, әйдизниң алдини елишта зор риқабәт һасил қилидиған, кишиләрниң әйдиз вируси билән юқумлинишини ашурвитидиған хәвплик амил. Шуңа уйғур дияри җүмлидин уйғур җәмийитиниң әйдиздин юқумлиниш вәзийити хәтәрлик бир һаләттә туруватқан бундақ вәзийәттә, җәмийәттә кәң көләмлик әйдиздин мудапиәлиниш тәшвиқатини күчәйтишкә интайин җиддий қараш керәк. Зор күч вә мәбләғ аҗритиш шәрт.