Қәшқәрдики уйғур теббий хадим: “көчмәнләр ачқан сахта меһман күтүш орунлири әйдиз вирусини тарқатмақта!”

Мухбиримиз қутлан
2015.12.02
uyghurda-eydiz-1.jpg Америка коломбийә университетиниң теббий тәтқиқатчиси мәмәт имин әпәнди өзи игилигән учурлар арқилиқ түзигән әйдиз тоғрисидики җәдвәл.
Мәмәт имин әпәнди өзи тәминлигән

Уйғур елидики әйдиз мәсилиси хәлқара җәмийәт билән бир қатарда муһаҗирәттики уйғур теббий тәтқиқатчилар һәмдә бу саһәдики мунасивәтлик хадимларниң күчлүк әндишисини қозғимақта.

Америка коломбийә университетиниң медитсина тәтқиқатчиси муһәммәтимин әпәнди бүгүн радиомиз зияритини қобул қилип мунуларни тәкитлиди: “һазир әйдиз вирусиниң җәнубий уйғур елигә, болупму қәшқәр, хотәнләрдики сиртқа чиқип бақмиған, ички өлкиләргә берип бақмиған яки зәһәр билән учришип бақмиған уйғур деһқанлири арисиға ямриғанлиқи мәлум болуватиду. Биз игилигән әһваллардин қариғанда, ички өлкиләрдин уйғур елигә йәрлишиватқан көчмәнләр арисидики әйдиз юқумланғучилири районда әйдизниң кәң көләмдә тарқилишидики муһим сәвәбләрниң бири болмақтикән.”

Илгири уйғур аптоном районлуқ әйдиз кесилини тизгинләш мәркизидә узун йил кәспий хадим болуп ишлигән, һазир америкида яшаватқан, әмма нам-шәрипини ашкарилашни халимайдиған бир нәпәр уйғур хадимму бу нуқтини тәстиқлайду: “һазир җәнубта ‛һордақхана‚, ‛һөсн түзәш‚, ‛увилаш‚ яки ‛пут ююш‚ дегәндәк намларда ечиливатқан қанунсиз тиҗарәт орунлири әмәлийәттә ичкиридин чиққан көчмәнләр тәрипидин базарға селиниватқан йошурун ‛паһишихана‚ лардур, халас. Әйдиз вируси мана мушу хил қанунсиз тиҗарәт орунлири арқилиқ хәлқ арисиға, болупму деһқан яшлири арисиға ямримақта.”

Илгири җәнубий уйғур елидә “муқимлиқ” хизмити бойичә бир йилдин артуқ нәқ мәйданда турған, нөвәттә муһаҗирәттә яшаватқан бир нәпәр уйғур шаһитму әйдиз вирусиниң уйғур деһқанлири арисиға ямриши райондики аталмиш “һордақхана” яки “меһман күтүш” ләр билән мунасивәтлик икәнликини илгири сүриду.

Ундақта, уйғур елиниң җәнубидики районларда, җүмлидин әйдиз вә башқа юқумлуқ кесәлликләргә қарши биринчи сәптә хизмәт қиливатқан йәрлик теббий хадимлар бу һәқтә немә дәйду?

Пәйзиват наһийә базиридики мәлум бир шәхсий дохтурханиниң мәсули бу һәқтә зияритимизни қобул қилди. У йеқиндин буян наһийәлик юқумлуқ кесәлликләрниң алдини елиш мәркизидин қәрәллик һалда әйдизгә қарши тәшвиқат вә униң алдини елиш бойичә көрсәтмиләр чүшүп туридиғанлиқини тилға алди.

У мунуларни билдүрди: “бизниң бу дохтурхана әмәлийәттә кичик типтики бир шипахана болуп, пәқәт адәттики зукам, ангена қатарлиқ кесәлләрнила көрәләймиз. Әйдиздин сақлиниш үчүн бир қетимлиқ окул йиңниси ишлитимиз, бизниң бу дохтурханида һазирғичә әйдиз вируси билән юқумланған бимарлар көрүлмиди. Әмма пүтүн пәйзиват наһийәси бойичә 96 нәпәр әйдиз юқумдариниң байқалғанлиқини аңлидуқ.”

Арқидин биз қәшқәрдики мәлум бир шәхсий дохтурханиға телефон қилдуқ. Мәзкур дохтурханиниң мудири зияритимизни қобул қилип мунуларни билдүрди: “техи йеқиндила наһийәлик юқумлуқ кесәлликләрниң алдини елиш мәркизи ачқан тәшвиқат йиғиниға қатнишип кәлдим. Һазир әйдизгә даир тәшвиқатлар вә униң алдини елиш һәққидики билимләр даим тәшвиқ қилиниватиду. Әмма йәнила йетәрлик әмәс. Растини ейтқанда наһийәмиздә бирқанчә шәхсий хоҗайинлар ачқан ‛меһман күтүш‚ яки ‛ятақхана‚ лар бир апәт болди. Анчә-мунчә пул тапқан надан яшлар, йеңидин хизмәткә чиққан кадирлар яки күндилик мәдикар ишләп чай пули тапқан балилар әнә ашу ‛меһманхана‚ ларни чөргиләп өзлиригә сақаймас кесәлни юқтурмақта. Бизниң бу шипаханиға көрүнгили кәлгән яшларға худди өз балимизға нәсиһәт қилғандәк сөзләп туримиз, лекин буниңлиқ билән буни тосуп қалғили болмайдикән. Бундақ ‛меһманхана‚ яки ‛ятақхана‚ ларни ачқан хоҗайинларму вә униң ичидә мулазимәт қилидиған қизларму һәммиси дегүдәк ичкиридин кәлгәнләрдур.”

Тәпсилатини аваз улиништин аңлиғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.