Уйғур дияридики һава вә су булғиниш мәсилиси еғирлашти

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2018.01.03
hawa-bulghunush-urumchi.jpg Бу үрүмчи шәһириниң юқиридин тартилған көрүнүши болуп, үрүмчиниң һава булғинишини көрситиду. 2016-Йили 18-июл.
AFP

Хитай мәркизи муһит назарәт оргини уйғур дияриниң бәзи җайлиридики һава вә су муһити булғинишиниң көрүнәрлик ашқанлиқини ашкарилиди.

2-январ, хитайниң “хәлқ тори” да, хитай мәркизий муһит назарәт оргини елан қилған уйғур дияриниң бәзи җайлиридики һава вә су муһитиниң булғиниш дәриҗисиниң юқирилиқиға аит доклат йәр алди.

“мәркизи муһит назарәт оргини: шинҗаңниң бәзи районлирида һава вә су муһити мәсилиси көрүнәрлик ашти” намлиқ бу доклатта, хитай мәркизи 8-муһит назарәт оргининиң 2017-йили 8-айниң 11-күнидин 9-айниң 11-күнигичә уйғур диярида муһит қоғдаш назарәт хизмитини қанат яйдурғанлиқи, уйғур дияри, җүмлидин ишләпчиқириш қурулуш армийәси районида елип берилған тәкшүрүш, назарәт қилиш нәтиҗисидә, районниң бәзи җайлирида һава вә су муһитиниң булғиниш дәриҗисиниң көрүнәрлик ашқанлиқини испатлиғанлиқи оттуриға қоюлған.

Доклатта, хитай мәркизи муһит назарәт оргини амма мәлум қилған 2905 делони бир тәрәп қилғанлиқи, һәл қилишқа тегишлик 2182 делодин 548 ни қанун бойичә бир тәрәп қилғанлиқи, 68 милйон 200 миң сом җәриманә қойғанлиқи, бир делони әнзә турғузуп тәкшүргәнлики, 25 кишини қолға алғанлиқи, 163 киши билән сөһбәт өткүзгәнлики вә 1613 кишиниң мәсулийитини сүрүштүргәнлики баян қилинған. Буниң ичидә ишләпчиқириш қурулуш армийәсигә аит дело 457 болуп, 79 кишини әнзә турғузуп җазалиған, 1 кишини қолға алған, 10 киши билән сөһбәт елип барған вә 628 кишиниң мәсулийитини сүрүштүргән. Әмма бу қәдәр көп делониң немиләргә мунасивәтлик икәнлики, җазаланғучиларниң җинайәтлири немиләрдин ибарәт икәнлики һәққидә конкрет мәлумат бәрмигән.

Доклатта изаһлинишичә, уйғур районидики мутләқ көп қисим кишиләрниң муһит чүшәнчиси йетәрсиз болуп, көплигән рәһбирий кадирлар пәқәт қезиш, ечиш, тәрәққий қилишқила көңүл бөлүп, муһитқа писәнт қилмиған. Болупму көмүр, нефит қатарлиқ кан байлиқлирини көп миқдарда қезишқила алдирап, тәбиий муһитниң булғиниши билән кари болмиған. Үрүмчи, қарамай, күйтүн, шихәнзә қатарлиқ шәһәрләрниң һава вә су булғиниш дәриҗиси 2014-йилиға селиштурғанда зор дәриҗидә ашқан. Кишиләрниң зәһәрлик һавани сүмүрүш нисбити көрүнәрлик өрлигән.

Доклатта, шихәнзә, күйтүн қатарлиқ хитайлар мәркәзлишип олтурақлашқан районларда химийә завутлири қуруш, көмүр қезиш, қанунсиз су електр истансиси қуруш қатарлиқ васитиләр билән районниң һава һәм су муһитини вәйран қилғанлиқи алаһидә тәкитләнгән. Болупму, өлкә дәриҗилик 4 ишләпчиқириш қурулуш армийәсиниң кан байлиқлирини қанунсиз ечиш һәрикәтлириниң көп болғанлиқи, шихәнзидә қанунсиз енергийә химийә завути қуруп муһитни булғиғанлиқи, күйтүндә 17 су амбирини қанунсиз қуруп чиқип су муһитиға зиянлар салғанлиқи тәкитләнгән.

Д у қ муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәндиниң билдүрүшичә, мәзкур доклатта оттуриға қоюлған пакитлар уйғур дияриниң һава вә су муһитиниң булғинишини хитайларниң кәлтүрүп чиқириватқанлиқидин ениқ бешарәт бәргән болуп, хитай дөлитиниң өз мустәмликиси астидики районға кәлтүргән зиянлирини бундақ етирап қилиши, аз учрайдиған һадисә икән. Пәрһат муһәммиди әпәнди йәнә, хитайниң нөвәттики сиясәтлири һәққидиму тохтилип өтти.

Доклатта йәнә, көп миқдарда йәр асти сулирини сүмүрүш нәтиҗисидә, уйғур дияриниң бир қисим районлириниң екологийәлик муһитиниң еғир дәриҗидә вәйран болғанлиқи тилға елиниш билән биргә, үрүмчидики 19 полат тавлаш завутиниң 11 идә муһит асраш қолланмисиниң йоқлуқи, 4 завутта муһит асраш әслиһәлириниң камлиқи тәкитләнгән һәмдә дөләтниң 2014-йили йолға қойған муһит асрашқа аит мәблиғиниң һазирға қәдәр әмәлийләшмигәнлики көрситилгән, һәтта үрүмчи уланбай су амбири үрүмчи аһалисиниң бирдин бир ичимлик су мәнбәси болсиму, дөләт тәрипидин қоғдилиш бәлгиләнгән бу амбарниң паскина суларни биртәрәп қилиш әслиһәлири болмиғанлиқи сәвәблик, еғир дәриҗидики су булғиниши пәйда қилғанлиқи әскәртилгән.

Хитайниң болупму “ғәрбни ечиш” вә “ғәрбниң газини шәрққә йөткәш” қатарлиқ қурулушлири башланған ахирқи 10 йилдин артуқ вақиттин буян, әслидила су мәнбәси қис болған уйғур диярида тәбиий байлиқлирини қезиш долқуни юқири чәккә йәткән болуп, районниң екологийәлик муһитиға еғир зәрбә елип келиватқанлиқи йиллардин буян мутәхәссисләр көңүл бөлүп келиватқан тема иди. Илгири, уйғур диярида бир мәзгил нефит қезиш хизмәтлири билән мәшғул болған, һазир голландийәдә яшаватқан д у қ мәдәнийәт комитети мудири зәйнидин турсун әпәнди бу һәқтә тохталғанда, хитайниң уйғур диярида пәйда қилған булғинишлар һәққидә шаһит болғанлирини тилға алди. У сөзидә йәнә, бу булғинишларниң дәрдини уйғур хәлқиниң узун заман тартидиғанлиқини илгири сүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.