Йешил тинчлиқ тәшкилати: хитайдики муһити әң булғанған шәһәр-қәшқәр
2016.04.21
Йешил тинчлиқ тәшкилати хитайдики муһити әң булғанған 10 шәһәр ичидә 6 синиң уйғур диярида икәнликини елан қилди.
Хәлқара муһит қоғдаш тәшкилати болған йешил тинчлиқ тәшкилатиниң хитай һөкүмитиниң санлиқ мәлуматлири асасида елип барған анализи нәтиҗисидә елан қилған чаршәнбә күнидики доклатидин ашкарилинишичә, хитайдики муһити булғанған 362 шәһәр ичидә әң начар саналған 10 шәһәрниң 6 си уйғур диярида болуп чиққан.
Германийә авази вә фирансийә авазиниң 20-апрел йешил тинчлиқ тәшкилати доклатидин нәқил елип баян қилишичә, 2016-йилиниң дәсләпки пәслидә хитайниң ғәрбий районлириниң һава килиматидики булғиниш көрүнәрлик ашқан болуп, әң еғир булғанған 10 шәһәрниң йеримидин көпрәкини уйғурлар мәркәзлишип олтурақлашқан районлар игилигән.
Хәвәрдә тилға елинишичә, уйғур дияридики муһит булғиниши еғир болған бу шәһәрләр қәшқәр, хотән, қизилсу области, үрүмчи қатарлиқ шәһәрләрни өз ичигә алған болуп, болупму қәшқәр хитайдики әң булғанған шәһәрләрниң биринчиси болуп қалған.
Хәлқара сәһийә тәшкилатиниң көрсәтмисидә, п м 2.5 Зичлиқтики һаваниң һәр купметири 10 микрограм қилип бәлгиләнгән болуп, һәр түрлүк булғинишлар сәвәблик қәшқәр һавасиниң һәр купметириниң зичлиқи 271.1 Микрограмға йетип, бәлгилимидикидин 27 һәссә ешип кәткән. Әксичә, һава булғиниши әң начар шәһәр саналған бейҗиң һәм шаңхәйниң килимати яхшилинип, һаваниң п м 2.5 Тики зичлиқи 67.7 Микрограм вә 60 микрограмға чүшкән. Йәни алдинқи мәзгилләрдикидин 27% вә 12% пакизланған. Ундақта, қәшқәрниң һавасиниң қисқиғина бир қанчә йил ичидә бу қәдәр еғир булғинишиға сәвәб болған амил немә?
Германийә авазиниң илгири сүрүшичә, хитай һөкүмити оттура түзләңлик районлириниң һава килиматидики еғир булғиништин қутулуш үчүн, йеқиндин буян бир қисим еғир санаәт завутлирини ғәрбий районларға йөткигән. Уйғур дияридики көмүр қатарлиқ зәһәрлик тәркиблири еғир болған енергийәләр билән һәрикәтлинидиған завутларниң сани көпәйгән. Уйғур дияриниң муһит булғинишиниң алдини елиш вә муһит қоғдаш тәдбирлири ичкири хитайға селиштурғанда аҗиз вә бошлуқлар көп.
Фирансийә авазиниң әскәртишичә, уйғур илидики муһитниң булғинишиға сәвәб болған асасий амилларниң бири, көмүр қатарлиқ йенишчан маддилар билән қурулуватқан завутлардур.
Ундақта, уйғур или муһитиниң бу қәдәр еғир булғинишиға сәвәб болған йәнә башқа амилларму барму?
Бир қисим уйғур зиялийлири вә сиясий көзәткүчилири болса, зәһәрлик тәркиби еғир болған йеқилғуларниң уйғур дияри муһитини вәйран қиливатқан бирдин - бир амил әмәсликини, уйғур дияри тупрақлириниң боз йәр ечиш намида вәйран қилиниши, тәбиий байлиқ қезиш һәрикәтлири түпәйли пәйда болуватқан екологийилик муһитниң бузулуши, суниң азлиши вә көчмәнләрниң көпийиши қатарлиқ көплигән амилларни нәзәрдин сақит қилишқа болмайдиғанлиқини илгири сүрмәктә.
Зияритимизни қобул қилған д у қ иҗраийә комитети рәиси долқун әйса вә уйғур сиясий көзәткүчиләрдин әнвәр әхмәт әпәндиләр уйғур или муһитиниң бу қәдәр еғир булғинишиға сәвәб болған башқа амиллар һәққидә өз қарашлирини оттуриға қойди.
Хитай һөкүмити 2015-йили тәстиқлиған көмүрни йеқилғу қилип йеңидин қурулуватқан електр истансилириниң 75% и уйғур районлириға җайлашқан.
Һалбуки, хәлқара сәһийә тәшкилатиниң 2013-йиллиқ доклатида көрситилишичә, шу бир йил ичидә хитайда муһит булғинишиниң тәсири билән өлгән адәм сани 1 милйон 600 миң болуп, мутләқ көп қисим кишиләр йүрәк кесәлликлири билән қаза қилған. Болупму 5 яштин төвән вә 50 яштин юқири кишиләрниң муһит булғинишиниң тәсиригә учраш дәриҗиси юқири болуп, уйғур диярида муһит сәвәблик қанчилик кишиниң қаза қилғанлиқи мәлум әмәс.
Рәсим: хитайдики муһит булғиниши әң еғир болған районлар хәритисидә қәшқәр вә хотәнниң орни.