Русийә уйғур районидин сүний һәмраһ ракетасиниң парчилири чүшидиған йәр иҗарә елиш пилани барлиқини билдүргән
2016.09.28
Русийә 2020-йили “протон-йоруқлуқ” намлиқ ракетаси, 2025-йили “шуңқар” намлиқ ракетаси билән аләм бошлуқиға сүний һәмраһ қоюп бериду. Русийә федератсийә аләм бошлуқи идариси йеқинда ахбарат йиғини чақирип, “протон-йоруқлуқ” вә “шуңқар” намлиқ ракеталар билән сүний һәмраһ қоюп бериш программисини тонуштурған.
Русийәниң “лента”тори, “хәвәрләр” гезити қатарлиқ ахбарат васитилириниң хәвиридә ашкарилишичә, ахбарат йиғинида русийә аләм бошлуқи идарисиниң әмәлдари, русийәниң уйғур аптоном районидин көлими 10 миң квадрат километирлиқ бир земинни иҗаригә алидиғанлиқи, сүний һәмраһни аләм бошлуқиға елип чиққан русийә ракета парчилириниң иҗарә алған шу земинға чүшидиғанлиқини билдүргән.
Русийә зелкоский аләм бошлуқи пәнләр академийисиниң академики андрей йонин, аләм бошлуқи динамик күчи сәвәблик ракета парчилириниң 150 километир даиригә тарқилиши мумкинликини билдүргән болсиму, әмма у буниң екологийилик хәвпини йоқлуқини илгири сүргән.
Лекин қазақистанлиқ уйғур паалийәтчи, совет қизил армийисиниң сабиқ подполковники қәһриман ғоҗамбәрди болса бу “қәтий йол қоюшқа болмайдиған нәрсә” деди. У: “һазирғичә заманиви технологийидә қанчә қилғини билән бәрибир бу химийиви реаксийә қалдуқлири һәммиси зәһәрлик. У чүшсә уйғур земинини йәнә лопнур атом палигонидәк зәһәрләйду. Униң үстигә аву қалдуқлар һәр даим һесаблиғандәк, йезилғандәк метир-метир әмәс, көпинчә учуп кетип берип йериливатқан, ишлимәй қалидиған әһваллар болиду. У мәсилән, үрүмчигиму чүшүп кетиши мумкин шәһәрниң төписигә ваһа-каза. Уйғур районида ундақ кәң бошлуқ йоқ, дәп ойлаймән. У тәклимаканниң буйиқидин уйиқиға 350 километир мундиқи 800 километир, у йәргә қандақ ташлайду. Бу қәтий йол қоюшқа болмайдиған нәрсә” дәп көрсәтти.
Қәһриман ғоҗамбәрди әпәнди йәнә, русийәниң “протон” ракеталириниң йеқилғуси наһайити зәһәрлик икәнликини, униң толуқ көймәйдиғанлиқини, протон ракетасиниң илгири қазақистанға чүшүп кетип, еғир зәһәрлиниш пәйда қилғанлиқини билдүрди.
Қәһриман ғоҗамбәрди мундақ дәйду: “протон русийәниң адәм вә йәр шарини тәкшүрүш аппаратлирини тошуйдиған ракета. Униң көйидиған маддиси наһайити зәһәрлик. У мәлум бир сәвәбләр билән толуқ көйүп киймәйду. У бир кашила чиқип алдинала чүшүп кәтсә, маву қазақистанға шундақ чүшүп кәтти, аҗрап. У бир қачилиғанда 40 тонна қачилайду. Шуңа у к онлиған квадрат километир йәрни зәһәрләп, тирик организмларниң һәммиси өлүп кәтти.
Худаға шүкри у һелиму айдалаға чүшти. Русийә билән қазақистан зәһәрни тазилаш үчүн 2 йил һәрикәт қилди. Буниң һәр түри бар. Мәсилән, русийәниң протони әң зәһәрлик. У бүгүнгичә кона мадда, бир хил қошулма ишлитиду. Шу қошулма болмиса у көймәйдикән. У, дегән 40-50 тонна нәрсә, аһалә бар йәргә чүшүп кәтсә, чоң апәт пәйда қилиду. Әмди униң көймәй қалған яки толуқ көймигән маддилири техиму зәһәрлик. У һава билән реаксийәлишип, қошумчә бир нәрсиләрни пәйда қилидикән.”
Русийә даирилириниң уйғур районидин йәр иҗаригә елиш һәққидики учури русийә ахбаратлирида ашкариланғанға 5-6 күн болған болсиму, әмма хитай һөкүмити буниңға һазирға қәдәр инкас қайтурмиди.
У қ баянатчиси дилшат ришит, буниң узун йиллиқ ядро синақлирида еғир радиактиплиқ булғинишқа учриған уйғур районидики йәрлик хәлқниң һаяти, мал-варани вә яшаш муһитиға тәсир қилидиған хәтәрлик пилан икәнликини агаһландурди.
Дилшат ришит: “хитайниң бундақ бир җайни бериши бурун болуп бақмиған, әмма бу мәсилидә бу йәрдики йәрлик милләтләрниң тән саламәтлики, бихәтәрликигә бу мәсилиләрни хитайниң муһим,дәп қаримиғанлиқи ениқ. Русийә наһайити чоң дөләт, өзидә инсан яшимайдиған җайлар наһайити көп. Әмма немә үчүн у бизниң вәтәнни ишлитиду, бу москва билән бейҗиң оттурисидики сирлиқ мәсилә” деди.
Русийә ахбарат васитилириниң қәйт қилишичә, земин иҗаригә елиш мәсилисидә бәлки хитай русийәгә бәзи шәртләрни қоюши мумкин. Америка илгири русийәгә техника ембаргоси қойғанда хитай русийә билән аләм бошлуқи електр запчаслирини ортақ ишләпчиқиришни халайдиғанлиқини билдүрүп, әмма русийәниң хитайни суюқлуқни йеқилғу қилған ракета матори ишләпчиқиришиға ярдәм беришини шәрт қилип қошқан.
Қәһриман ғоҗамбәрдиниң қаришичә, чоң дөләтләр оттурисидики аләм бошлуқи риқабити қизиватиду. Әгәр русийә хитайни бирәр йеңи һәрбий техника билән тәминләшкә мақул болса, хитай русийәгә йәр иҗарә бериши мумкин.
Қәһриман ғоҗамбәрди: “хитай пәқәт йеңи һәрбий технологийәни қолға кәлтүрүшкә көзи йәтсә, йәр иҗарә бериши мумкин. Бу һазир хитай айға, марс вә униңдин йираққа учушни пилан қиливатиду. Һазир каинат бошлуқи чоң дөләтләрниң талаш-тартиш мәсилисигә айлинишқа башлиди. Ким өзиниң каинатта күчлүк базисини қурувалса, шу тасадипий йүз беридиған урушларда ғәлибә қазиниду, дегән көзқараш бар. Бу нуқтиинәзәрдин пәқәт енергийә әмәс, пул әмәс, чоңрақ бир техникини қолға кәлтүрсә хитай, мумкин буниңға қошулиду” дәп көрсәтти.
Русийә аләм бошлуқи идарисиниң әмәлдариниң қәйт қилишичә, ракеталар қоюп берилип, уйғур райониниң һава бошлуқиға киргәндә ракета парчилири сүний һәмраһидин айрилидикән. Бу русийә әмәлдари “хәвәрләр” гезитигә бәргән учурида йәнә, ракета парчилири чүшидиған райондики аһалиләрни вақитлиқ тарқақлаштурушқа тоғра келидиғанлиқини билдүрүп, “мана бизниң немә үчүн хитайдин йәр иҗарә елишқа еһтияҗлиқ болуп қелишимизниң сәвәби”дегән.
У, бу 10 миң квадрат километирлиқ земин уйғур елиниң қайси райониға тоғра келидиғанлиқини тилға алмиған.Әмма у, ракеталар қазақистанниң байқоңур аләмгә учуш мәркизидин қоюп берилидиғанлиқини билдүргән.