Японийәдики “уйғурлар авази” телевизийәсиниң йеңи программисида нан мәдәнийити вә атом паҗиәси тонуштурулди
2016.09.07
28-Авғусттин башлап японийәдики“Уйғурлар авази” интернет телевизийәсиниң йеңидин ишләнгән программиси йотуб арқилиқ рәсмий тарқитилған.
Японийә уйғур җәмийитиниң тор бетидә көрситилишичә, мәзкур җәмийәт тәрипидин тәсис қилинған “уйғурлар авази” интернет телевизийәсиниң 2-қисми йеқинда тәйярлинип кәң көрүрмәнләр билән йүз көрүшкән болуп, һазирғичә 7 миңдин артуқ киши көргән.
Тор бетиниң бу һәқтики билдүргүсидә дейилишичә, йеңидин һазирланған мәзкур программида уйғурларниң нан мәдәнийитини тонуштуруш билән биргә, хитай компартийәсиниң уйғур елида елип барған 46 қетимлиқ атом синиқиниң уйғур хәлқигә елип кәлгән еғир зиянкәшлики тоғрисида қисқичә чүшәндүрүшләр берилгән.
“уйғурлар авази” интернет телевизийәсиниң бу қетимқи йеңи программиси алди билән уйғурларниң нан мәдәнийити тоғрисида тохталған болуп, уйғур елида нәшр қилинған бәзи бир тарихий китабларда көрситилишичә, нан-уйғур хәлқиниң йемәкликлири ичидә узун тарихқа игә болуш билән биллә йәнә, асаслиқ әнәниви йемәкликләрниң бири һесаблиниду. Уйғур хәлқи өзиниң күндилик турмушида нандин задила айрилалмайду. Заманниң өтүши билән нанниң түриму көпәйгән болуп, нанниң асаслиқ түрлири өй нени, базар нени, гирдә, гөш гирдә, гөш нан, һәмәк нан вә тоқачтин ибарәт болуп, мәхмут қәшқәри “түркий тиллар дивани” ниң биринчи томида “тоқач” дегән сөзни бу сөз “тоқ адәм” дегән ибаридики “тоқ” сөзидин ясалған. “чүнки, тоқач адәмни тойдуриду” дәп чүшәндүргән.
Зияритимизни қобул қилған японийә уйғур җәмийитиниң рәиси илһам маһмут уйғурларниң нан мәдәнийити тоғрисида мәзкур программида берилгән мәзмунлар тоғрисида тохталди.
Мәзкур программиға алаһидә меһман сүпитидә қатнашқан японийә уйғур җәмийитиниң даимий һәйәт әзаси, японийәдә көзгә көрүнгән сиясий обзорчи миура котаро әпәнди бу қетимқи программа һәққидә тохтилип: “программилиримизда уйғурларниң сиясий һаятидин башқа, уйғур мәдәнийити, уйғурларниң диний етиқади йәни ислам диний тоғрисида тохтилишни лайиқ көргәнликимиз үчүн, һәр қетимлиқ программимизда йеңи мәзмунларни қошуш билән биргә, уйғурлар һәққидә әтраплиқ тарихий сават беришни мәқсәт қиливатимиз” деди.
Илһам маһмутниң билдүрүшичә, мәзкур программида йәнә, хитай компартийәсиниң уйғур елида 1964-йилидин 1996-йилиғичә йәр йүзи, һава бошлуқи, йәр асти болуп җәмий 46 қетим ядро партлитиш синиқи елип барғанлиқи тоғрисида тохталған.
Илһам маһмутниң дейишичә, “уйғурлар авази” интернет телевизийә қанилиниң бу қетимқи программиси кәң көрүрмән японларға “яхшимусиз?” дегән уйғурчә бир сөзни өгитиш билән ахирлашқан болуп, мәзкур программа тарқитилған кейин көплигән көрүрмәнләр охшимиған инкасларни йоллиған.
Игилишимизчә, “уйғурлар авази” интернет телевизийәсиниң бу қетимқи йеңидин тәйярланған бу программиси японийәдики мәдәнийәт интернет телевизийә қаналлиридин бири болған “сакура” телевизийә қанилидиму 28-авғуст күни мәхсус көрситилгән.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.