Йемәклик бихәтәрликиниң хитайни әң әндишигә салидиғанлиқи мәлум

Мухбиримиз әркин тарим
2016.04.01
turkiye-xitay-endishe-2016.jpg “хитайниң қорқидиғини” сәрләвһилик обзор
RFA/Erkin Tarim

Түркийәдики чоң гезитләрдин бири болған “гүнәш гезити” ниң 27 - март күнидики санида “хитайниң қорқидиғини” сәрләвһилик обзор елан қилинди. Обзорда хитай һөкүмитини қорқутуватқан иқтисадий, тиҗарий вә сиясий мәсилиләр оттуриға қоюлған. Аптор обзорини мундақ башлайду: “бүгүн хитай дөлити дунядики териғили болидиған йәрниң 7% билән дуня нопусиниң 22%ниң қорсиқини тойғузушқа мәҗбур. Хитай дөләт рәиси ши җинпиңниң ейтишичә, хитайда йемәклик бихәтәрлики интайин муһим икән. Хитайда йемәкликләрниң бихәтәрлики җәмийәт муқимлиқини йәни дөләт бихәтәрликини қоғдаштики асасий амил икән.”

Аптор өмәр өзқая әпәнди обзорида хитайниң бихәтәрликигә тәһдит елип келиватқан амиллар үстидә тохтилип мундақ дәп язиду: “хитайда нопусниң көпийиши, озуқлиниш адитиниң өзгириши вә шәһәрлишиш қәдиминиң тезлишишигә әгишип ашлиққа болған тәләпму ашмақта. Дуняниң һәрқайси дөләтлиридин хитайда мәбләғ салғучилар хитай һөкүмити һава вә муһит булғинишиға көз юмғачқа бәс - бәс билән мәбләғ салди, болупму көмүр канлири терилғу йәрләрни булғиди, химйәвий завутлар суни булғиди. Пүтүн хитайдики йәрниң булғиниши дуняниң йәр булғиниш өлчимидин 20% юқири икән. Йәрниң булғиниш нисбитигә қарайдиған болсақ, җәнубий хитайдики земин булғиниши, шималий хитайдикигә қариғанда көп икән. Хитайда терилғу йәр вә ичидиған суларниң азийиши, килиматтин келип чиққан мәсилиләр, хитайниң йемәк бихәтәрликини қоғдишиниң техиму қейин болидиғанлиқини көрситип бериду. Хитай йемәкликлириниң бихәтәрликидики йетәрсизлик, хитайни саламәтликкә зиянлиқ йемәкләрни ишләпчиқиришқа қарши күрәш қилишқа мәҗбур қилмақта.”

Өмәр өзқая әпәнди обзорида хитайлар ач қалса, хитайдики коммунист түзүмниң йоқ болидиғанлиқини илгири сүрүп мундақ дәп язиду: “хитайлар 50 йил бурун ач қелип, от - чөп йегәнликлирини унтуғини йоқ. Бүгүн қорқидиғини нопусини тойғузалмаслиқ. Бурун 30 - 40 йилда болған өзгиришләр һазир 4 - 5 йилда әмәлийләшмәктә. Бейҗиң даирилири дуня тиҗаритидә мәйданға келидиған түптин өзгиришләрдин, ашлиқ баһасиниң өсүп кетишидин қорқмақта.

Маарип технологийәси арқилиқ ашлиқ ишләпчиқиришни тосқили болидиғанлиқиға аит әндишиси, хитайни дуняниң һәрқайси җайлириға кеңийишкә, австралийәдә йеза игилик тәҗрибиханилири ечишқа, африқа дөләтлири билән балқан дөләтлиридин терилғу йәр иҗарә елишқа мәҗбур қилмақта. Америка вә японийәгә охшаш дөләтләр хитайға йеза игилик технологийәси бәрмәктә.

Бүгүн хитай дөлити үчкә бөлүнгән болуп, буниң бири капиталист хитайлар, иккинчиси болса әмәлдар хитайлар, үчинчиси болса ач - ялиңач хитайлардур.

Бейҗиң даирилири хәлқ ач қалса коммунист түзүминиң йимирилидиғанлиқини яхши билиду.”

Түркийәдики чоң гезитләрдин бири болған “гүнәш гезити” ниң 27 - март күнидики санида елан қилинған “хитайниң қорқидиғини” сәрләвһилик обзорда илгири сүрүлгән көз қарашлар тоғрисида түркийә истратегийәлик чүшәнчә институти түркийә - хитай мунасивәтлири мутәхәссиси доктор әркин әкрәм билән сөһбәт елип бардуқ.

Доктор әркин әкрәм әпәнди хитайдики ғизаларниң 85% ниң инсан саламәтликигә зиянлиқ икәнликини, буниңға хитай хәлқиниңму наразилиқ билдүрүватқанлиқини, хитай мутәхәссисләрниңму буни оттуриға қоюватқанлиқини оттуриға қойди.

У, буниң сәвәблириниң көп икәнликини, буниң әң муһимлиридин бири дең шявпиң һакимийити мәзгилидә хитай хәлқини пул тепиш үчүн немә қилса болиду дегән идийәни сиңдүрүп, өз хәлқиниң саламәтликигиму зиян бериватқанлиқини, буни қисқа вақит ичидә йоқ қилишниң мумкин әмәсликини илгири сүрди. Хитай нопусиниң қарнини тойғузиватқан болғачқа, дуня дөләтлиридин еғир бесим кәлмәйватқанлиқини илгири сүрди.

Доктор әркин әкрәм әпәнди “хитайниң қорқидиғини” сәрләвһилик обзорда илгири сүрүлгән хитайларниң қарни ач қалса коммунист түзүми йоқ болиду дегән көз қарашниң тоғра икәнликини, тарихта өткән 24 сулалиниң һәммисиниң чириклик вә ачлиқ түпәйлидин хәлқ қозғилиңи билән ағдурулғанлиқини оттуриға қойди.

Обзорчи өмәр өзқая әпәнди 1972 - йили түркийәниң токат вилайитидә туғулған. У, түркийәниң әң чоң телевизийә қаналлиридин а т в, шов т в вә н т в қаналлирида хәвәр мудири болуп вәзипә өтигән, дуня гүндәми гезитиниң қурғучи әзалиридин бири. Һазир үлкә телевизийәсидә программа риясәтчилики вәзиписи өтигәндин сирт, “гүнәш гезити” дә обзор язмақта. Униң бурун елан қилинған уйғурлар тоғрисидики көплигән обзорлири бар.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.