Станлей топс: хитай дуня келиматини контрол қилиштики мәсулийитини ада қилишта енергийә ечиш тәдбирлирини өзгәртиши шәрт
2015.12.14
Парижда икки һәптидин буян дуня килиматини контрол қилиш мәсилисидә музакирә елип бериватқан 196 дөләтниң вәкиллири, шәнбә килимат контрол қилиш мәсилисидә пикир бирлики һасил қилип, йәршариниң оттуричә иссиш температурисини 2 селсийә градус әтрапида контрол қилиш лайиһисидә келишкән иди. Мутәхәссисләр һаваға булғима вә иссиқлиқ қоюп бериш миқдари җәһәттә алдинқи қатарда саниливатқан хитайниң йеңи лайиһигә қошулушиниң әһмийити һәққидә анализ йүргүзмәктә. Бу һәқтә миами университети җуғрапийә пәнлири прафессори станлей топс әпәнди “бу келишим хитай һөкүмитиниң уйғур райониға охшаш енергийә мәнбәлирини ечиш вә булғиниш әң тез болуватқан җайларда килимат өзгиришигә мувапиқ тәдбир елишиға, бәзи тәдбир вә сиясәтлиригә өзгәртиш киргүзүшигә һәрикәтләндүрүш көч болуши мумкин” дәп мулаһизә йүргүзди.
“нюйорк вақти” гезитиниң йезишичә, дуня килиматини контрол қилиш мәсилисидә тунҗи қетим ортақлиқ һасил қилған бу дөләтләр, пикир бирлики бойичә йәнә бир дуня килимат йиғиниғичә йәни2020-йилғичә болған 5 йил ичидә йәршариниң оттуричә иссиш температурисини 2 селсийә градус әтрапида контрол қилиш узақ муддәтлик тәдбирлирини түзүп чиқиду.
Келишим бойичә тәрәққий қилған әлләр, хитай, һиндистанға охшаш тәрәққий қиливатқан вә һавани булғаш еғир болуватқан әлләрниң көмүр вә газни йеқилғу қилип енергийә һасил қилишниң орниға йешил енергийә мәнбәлирини ишлитиш техникилирини тәрәққий қилдуруши үчүн ярдәм бериду вә буниң үчүн 100милярд ярдәм соммиси аҗритиду. Хитайму дуня килимат йиғинда өзиниң позитсийисини ипадиләп, болупму көмүрдин пайдилинип иссиқлиқ енергийисини елиш җәһәттә өзиниң йешил енергийиләргә көчүшидә мувапиқ тәдбир елиш бошлуқи барлиқини көрсәтти.
Хитайниң килимат өзгириши йиғиниға қатнашқан вәкилләр өмикиниң башлиқи, дөләт тәрәққият вә ислаһат комитетиниң муавин мудири ше җинхуа хитайниң тәрәққий қиливатқан дөләтләр билән болған һәмкарлишиш рамкисида, башқа тәрәққий қиливатқан дөләтләр билән бирликтә килимат өзгиришигә тақабил туруш иқтидарини өстүрүшини һәмдә килимат өзгиришигә тақабил туруш җәһәттә тәрәққий қиливатқан дөләтләр һәмкарлиқиға зор күч билән түрткә болушни халайдиғанлиқини билдүрди вә мундақ деди: “җуңго кәлгүсидә бу вәдилиригә актип әмәл қилиду. Җуңго алақидар дөләтләрниң еһтияҗиға бирләштүрүп, тәрәққий қиливатқан дөләтләрни маддий әшя билән давамлиқ қоллайду, тәрбийиләш вә алмаштуруш хизмитини яхши ишләп, адәм күчи байлиқи қурулушини күчәйтип, килимат өзгириши тәрәққий қиливатқан дөләтләр фондини қуруп, килимат өзгиришидә тәрәққий қиливатқан дөләтләр һәмкарлиқини илгири сүрүш сәһнисини бәрпа қилиду.
Буниңдин башқа, төвән карбонлуқ өлкә, шәһәрләр, бағчә райони, мәһәллиләрниң синақ хизмити тәртиплик елип берилмақта, бу полат төмүр, електр қуввити, химийә санаити, қурулуш материяллири, қәғәз ясаш вә рәңлик метал қатарлиқ нуқтилиқ санаәт кәсиплирини қаплайду.”
Мутәхәссисләр һаваға булғима вә иссиқлиқ қоюп бериш миқдари җәһәттә алдинқи қатарда саниливатқан хитайниң килимат өзгиришигә мувапиқ тәдбир алмастин туруп, йәр шариниң килимат кризиси һәл болмайдиғанлиқини, хитайниң булғинишини азайтиш вә йешил енергийини асас қилишиниң дуня килиматидики мәсилиләрни һәл қилишта муһим әһмийәткә игә икәнлики көрсәтмәктә.
Хитайниң килимати һава булғиниши һәққидиму тәтқиқатлар елип бериватқан миами университетиниң җуғрапийә пәнлири прафессори станлей топс әпәнди зияритимизни қобул қилип хитайниң килимат йиғинидики вәдисигә риайә қилишиниң килимат кризисиға тақабил турушта муһим рол ойнайдиғанлиқини әскәртти.
У мундақ деди: “париждики келишимниң хитайни өз ичигә елиши муһим, чүнки хитайниң һәммила йеридә муһит булғиниши еғир һалда мәвҗут, хитай бу җәһәттә бир йүрүш тәдбирләр еливатқан болсиму, әмма омумий илгириләш көрүнәрлик әмәс. Болупму, хитай енергийә ишләпчиқиришта көмүр вә нефит газини асаслиқ йеқилғу қилиду. Енергийә мәнбәлириниң қоюп беридиған иссиқлиқи кишини әндишигә салғудәк дәриҗидә. Һәтта електрму көмүрни йеқилғу қилиду, хитайдәк тез тәрәққий қиливатқан зор нопусқа игә бир дөләтниң қәдәмму -қәдәм йешил енергийәгә көчүши интайин зөрүр. Әмма ялғуз һалдики газни йеқилғу қилидиған аптомобилларниң орниға електрлик аптомобилларни ишлитиш биләнла мәсилә һәл болмайду, хитайдики енергийә мәсилиси һәтта токниму көмүр көйдүрүш арқилиқ елиниватқанлиқи үчүн хитайда енергийә мәсилисини һәл қилиш унчә асанға тохтимаслиқи мумкин. Буни өзгәртиш үчүн узун бир мәзгил кетидиғанлиқи ениқ. Келишимгә асасән һазир әмди хитай америка вә явропа дөләтлириниң иқтисадий вә техника ярдимигә еришиду, әгәр тәдбир вә мәбләғ тоғра ишлитилгәндә хитайниң вә дуняниң келиматини яхшилашқа пайдиси болиду дәп қараймән.”
Стәнлй әпәнди йәнә: гәрчә уйғур районидики һава булғиниши хитайниң бейҗиң, шаңхәйгә охшаш чоң шәһәрләргә қариғанда яхши болсиму, үрүмчиниң һава булғиниш дәриҗиси йеқинқи йилларда еғир болуватқанлиқини көрүвалғили болиду, уйғур районидики нефит, тәбиий газ, көмүр канлириниң вә уранюм канлириниң “ғәрбниң газини шәрққә йөткәш, ғәрбниң токини шәрққә йөткәш” дегәндәк истратегийиси бойичә хитайни тәминләйдиған асаслиқ енергийә мәнбәлири болуватқанлиқи үчүн бу районларда булғинишниң тез болуватқанлиқиму әндишилинәрлик мәсилиниң бири, көмүрни йеқилғу қилидиған електр истансилиридин радиоактип мадда тарқилишиниң өзила интайин җиддий бир мәсилә дәп көрсәтти.
Илгири“җәнубий хитай сәһәр” гезитидә чиққан бир хәвәрдә, хитай геолог шималий хитай електирик университети профессори йин лйәнчиң тәрипидин елип берилған тәкшүрүш нәтиҗисидин көрә, көмүр йеқилғу ишлитидиған електр истансилириға йеқин әтраптики олтурақ районларниң радиасйон сәвийиси, бир ядро енергийә истансиси йенида болған радиасйон сәвийисидин йүзләрчә һәссә артуқ икәнлики көрситилгән иди. Радийомизға кәлгән инкаслардин, пичанниң йәмши кәнтидә ечилған көмүркандин чиққан намәлум газниң әтрапидики муһитни булғиғандин сирт, аһалиләрниң сақлиқиға, зираәтләргә зор тәсир көрсәткәнлики мәлум болған иди.
Стәнлй әпәнди йәнә, хитайниң дуня килимат келишимидин орун елиши униң уйғур райониға охшаш асаслиқ енергийә билән тәминләватқан җайлардики көмүр вә тәбиий газ, нефит байлиқини ечиш вә пайдилиниш тәдбирлиригә бәзи өзгәртиш киргүзүшигә түрткә болуши мумкин дәп қарайдиғанлиқини оттуриға қойди, униң мулаһизә қилишичә, чүнки хитай лайиһидики әһдиси бойичә енергийәгә еришишта, йеқилғуниң орниға шамал, су, қуяш енергийәсигә охшаш тәбиий вә йешил мәнбәләргә тайинишқа тоғра келиду, буниң билән бу җайларда йеқин кәлгүсидә техиму көп шамал вә қуяштин пайдилинидиған енергийә тәминләш механизми мәйданға келиши мумкин, әмма хитайниң уйғур районидики судин пайдилиниши чәклимиликкә игә. Һәддидин артуқ ечиш, ишлитиш вә булғиниш сәвәбидин уйғур районидики пакиз су тез хоримақта. Хитайниң килимат өзгиришидә мәсулийити артти, буниңдин кейин униң мунасивәтлик тәдбирлири дуняниң йәниму йеқиндин көзитиши астида болиду, бу хил диққәт униң уйғур райониға охшаш җайларда йүргүзүватқан бәзи иқтисадий тәрәққият сиясәтлиригә, енергийә истратегийилиригә өзгәртиш киргүзүшигә һәрикәтләндүрүш күч болуши мумкин.