Хотән лайқа башланғуч мәктәптә оқуғучиларниң тамақтин зәһәрлиниш вәқәси йүз бәргән
2013.10.04
Ашкарилинишичә, буниңдин бир һәптә бурун йәни өткән айниң 26 - күни хотәнниң лайқа башланғуч мәктипидә оқуғучиларниң тамақтин зәһәрлиниш вәқәси йүз бәргән. Өзини ашкарилашни халимиған бир кишиниң радиомизға мәлум қилишичә, вәқәдә 190 нәпәр бала охшимиған дәриҗидә зәһәрлинип шу күни дохтурханиға апирилған.
Мухбиримиз бүгүн бу һәқтә хотәндики алақидар орун вә шәхсләрдин мәлумат игилиди. Алақидар шәхсләр вәқәниң йүз бәргәнликини инкар қилмиди, әмма вәқәниң характери вә көлимини бурмилаш вә кичиклитишкә тиришти. Лайқа башланғуч мәктәп мудири мәттурсун, дохтурханиға апирилған балилар санини 51 дәп көрсәтсә, балиларниң тамақтин зәһәрләнгәнликини инкар қилип “булар мәктәпкә нашта қилмай келип, бинормаллишип қалған балилар” дәп чүшәндүрди.
Төвәндә мухбиримиз шөһрәт һошурниң бу һәқтә тәйярлиған программисини аңлайсиләр:
Хадим: хотән наһийилик маарип идариси!
Мухбир: маңа бузақ йезилиқ оттура мәктәпниң телефонини дәп бәрсиңиз?
Хадим: йезилиқ маарип ишлири мудириниң телефонини дәп берәй....
Мухбир: тамақтин зәһәрләнгән балиларниң әһвали һазир қандақ?
Хадим)маарип ишлири мудири(: у бизниң йезида болмиди, лайқа башланғуч мәктәптә йүз бәрди.
Мухбир: лайқида шу вәқә йүз бәргәндин кейин, силәр бу һәқтә бихәтәрлик тәдбирилири қолланмидиңларму?
Хадим: қолландуқ, ашхана вә йемәк ичмәкләрни омумюзлук тәкшүрдуқ, биздә ғәйрий нормал әһвал көрүлмиди.
Мухбир: лайқидики вәқәдә қанчилик бала тамақтин зәһәрләнгән.
Хадим: дохтурханиға апирилғини 80 нәччә бала дәп аңлидуқ, буниң ичидә 3 нәпири җиддийрақкән, наһийилик дохтурханиға йөткүлүпту.
Мухбир: сиз лайқа башланғуч мәктәпниң мудири мәттурсунму?
Хадим: һә мән шу.
Мухбир: мән силәрниң мәктәптә йүз бәргән вәқә һәққидә бир мәлумат алай дегәнтим?
Хадим: нәдә вәқә йүз берипту? немә вәқәкән у?
Мухбир: оқуғучиларниң тамақтин зәһәрлиниш вәқәси.
Хадим: тамақтин зәһәрлиниш вәқәси әмәс у!
Мухбир: әмисә қандақ вәқә?
Хадим: вәқә йүз бәрмиди дедимғу?
Мухбир: силәрниң мәктәптики омуми оқуғучи сани қанчә?
Хадим: 2599
Мухбир: һәммиси уйғурғу дәймән?
Хадим: шундақ.
Мухбир: шу күни тамақтин зәһәрләнгән балиларниң сани қанчә?
Хадим: ким сизгә мушундақ мәлумат йәткүзди?
Мухбир: биз наһийә вә вилайәтлик маарип тармақлиридин әһвални игиләп болдуқ, улар вәқәниң тәпсилатини сиздин соришимизни тәвсийә қилди. Шу күни дохтурханиға апирилған балиларниң сани һәққидә 20 нәччә, 80нәччә вә 190 дегән үч хил сан бар қайси тоғра?
Хадим: 51
Мухбир: тамақтин зәһәрләнгән балиларниң омуми сани қанчә?
Хадим: тамақтин зәһәрлиниш йоқ, тамақтин зәһәрләнсә 2миң нәччә йүз балиниң һәммиси зәһәрләнмәмду?
Мухбир: ундақта, у дохтурханиға апирилған 51 бала немигә апирилған?
Хадим: шу бинормал әһвал байқалған, тамақтин зәһәрләнмигән.
Мухбир: шу бинормаллиқ немидин йүз бәргән, у қандақ бинормаллиқ?
Хадим: қиззиш, көңүл елишиш, баш қейиш.
Мухбир: немә сәвәбтин мушундақ бинормаллиқ келип чиққан?
Хадим: әтигәндә нашта қилмай кәлгән балилар икән, ата - анилиридин сорап билдуқ, униң үстигә талада әхләт тамақларни йәп шундақ бопту.
Мухбир: 50 нәччә бала тәңла нашта қилмай кәлгәнмикән?
Хадим: яқ, 50 нәччә әмәс 8, дәсләптә бинормаллиқ көрүлгини, уларда бинормаллиқ болғандикин, синипқа кирип йәнә қайсиңлар бинормаллишиватисиләр дәп сорисақ, кичик бала болғачқа мәндиму, мәндиму бар дәп 50 нәччә балини дохтурханиға апардуқ, һәммси яхши болуп мәктәптә әтиси дәрс башлиди.
Мухбир: балилардики бинормаллиқ әң дәсләп қәйәрдә, қандақ байқалди?
Хадим: балилар мәктәптин қайтқан, шу 8 балиниң миҗәзи йоқ боливетипту дәп ханимлар йәткүзди, андин ата - анилирини чақиртип әһвал игилидуқ.
Мухбир: сиз дегән шу бинормаллашқан балилар, муәллимлирини издәп биз болалмайватимиз дәптиму яки бу балилар йиқилип қалған яки қусқан әһвалда оқутқучилири байқап сизгә мәлум қилдиму?
Хадим: бу әһвалларни наһийилик маарип идарисиниң башлиқидин сораң, шуниң телефонини дәп берәй...
Мухбир: яқ сиздин сораймиз, әгәр җаваб бериштин әндишә һес қилсиңиз, очуқини дәң, мәктәптики өзиңиздин бир дәриҗә юқири башлиқ билән сөзлишәйли.
Хадим: мәктәпниң мудири мән. Бу йәрдә қорқидиған иш йоқ.
Мухбир: ундақта, немишқа тәпсилий вә ениқ җаваб берәлмәйсиз?
Хадим: буларни сорап немә қилисиз?
Мухбир: җанға мунасивәтлик мәсилә, шуңа бу ишлар сорилиду.
Хадим: тамақтин зәһәрлиниш йүз бәрмиди, ундақ иш йоқ.
Мухбир: әмисә вәқәни 50 нәччә балиниң нашта қилмай келип бинормаллишиш вәқәси дәмдуқ?
Хадим: у өзиңизниң иши.
Мухбир: немишқа “саәт манчидә мундақ аламәт байқалди балиларда, мунчә балини дохтурханиға апардуқ, нәтиҗидә мундақ болди” дәп раван гәп қилалмайсиз?
Хадим: әмисә наһийилик маарип идарисиниң башлиқиниң телефонини бәрдим, шуниңдин сораң қалған әһвлларни. Биздә тамақтин зәһәрлиниш болмиди.
Мухбир: лайқа оттура мәктәп мудири имаммәмәтму?
Хадим: һә, мән шу?
Мухбир: лайқа башланғуч мәктәптики вәқә силәргә қандақ уқтурулди?
Хадим: мәктәпниң ашхана қурулуши техи пүтмигән икән, шу күни мәктәп сирттин тамақ әкирип тарқатқан икән. Шу тамақни йигән бир қисим балиларниң көңли айнип, беши қейип нормалсизлиқ болғандин кейин дохтурханиға апирилди. Бизму шу күни буйруқ бойичә нәқ мәйданға - дохтурханиға йетип бардуқ, андин аилиләрни зиярәт қилип йәнә башқа балиларда шундақ аламәтләр барму тәкшүрдуқ.
Мухбир: вәқәдә зәһәрләнгән балиларниң омуми сани қанчә? өлгәнләр барму?
Хадим: билишимчә өлгәнләр йоқ, зәһәрләнгәнләрниң санини дәп берәлмәймән. Бу һәқтә рәсмий хуласә техи чиқмиди.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, юқирида хотәнниң лайқа башланғуч мәктипидә оқуғучиларниң тамақтин зәһәрлиниш вәқәси йүз бәргәнлики һәққидә тәпсилий хәвәр бәрдуқ.