Керийәдә еғир йәр тәвриди, йәрликләр техи қутқузуш буюми тапшуруп алмиди

Мухбиримиз әркин
2014.02.12
xoten-yer-tewresh.jpg Хотәнниң қарақурум тағлиқ районида 7.3 Бал йәр тәвригәнлик тоғрисида берилгән хәвәр. 2014-Йили 12-феврал.
news.enorth.com.cn

Уйғур аптоном райониниң тибәткә чегридаш керийә наһийисидә чаршәнбә күни йәр тәвриди. Хитай йәр тәврәшни өлчәш-көзитиш мәркизи тәврәш дәриҗисини 7.3 Бал, дәп елан қилди.

Даириләр җиддий қутқузуш елип бериливатқанлиқини елан қилған болсиму, бирақ йәрлик аһалиләр һазирға қәдәр һечқандақ қутқузуш буюми тапшуруп алмиғанлиқини билдүрди.

Хитай сейсмологийә идариси йәр тәврәшни өлчәш-көзитиш мәркизиниң елан қилишичә, 12‏-феврал керийә наһийисидә йүз бәргән 7.3 Бал йәр тәврәшниң тәврәш мәркизи қарақурум тағлиқ районида болуп, керийә наһийисигә қарашлиқ атчан йезисиниң йеза мәркизигә 50 километир келиду.

Атчан йезисиға қарашлиқ пишкәр, тарағзи, түгмән беши, атчан қатарлиқ йәр тәврәш мәркизигә әң йеқин аз дегәндә 4 кәнт йәр тәврәшниң әң қаттиқ тәсиригә учриған. Хитай йәр тәврәшни өлчәш-көзитиш мәркизи тәврәш дәриҗисини 7.3 Бал, дәп елан қилған болсиму, бирақ америка геологийилик тәкшүрүш мәркизи тәврәш дәриҗисиниң 6.8 Бал, икәнликини илгири сүрди.

Мәзкур орган дәсләпки мәлуматида тәврәш күчини 6.9 Бал, дәп елан қилған, бирақ кейинрәк буниңға түзитиш бәргән.

Хитай сейсмологийә идарисиниң елан қилишичә, йәр тәврәш бейҗиң вақти саәт 5:50 дә йүз бәргән. Лекин йәрлик аһалиләр йәр тәврәшниң үрүмчи вақти саәт 3:30 әтрапида йүз бәргәнликини билдүрди. Йәр тәврәш районидики атчан йезисиниң атчан кәнтидә олтурушлуқ бир ханим, мәзкур кәнтниң әһвали, йәр тәвригән чағдики әһвалларни сөзләп бәрди.

Бу керийә наһийисиниң қарақурум тағлиқ районида йеқинқи бир йерим йилдин буян йүз бәргән 2‏-қетимлиқ қаттиқ йәр тәврәш болуп һесаблиниду. Мәзкур районда 2012‏-йили 8‏-айда бир қетим қаттиқ йәр тәвригән. 13‏-Авғуст йүз бәргән шу қетимлиқ йәр тәврәш апитидә, атчан йезисиға қарашлиқ күнәс, қаштеши қатарлиқ кәнтләр қаттиқ бузғунчилиққа учриған. Даириләр 4600 киши апәткә учриғанлиқини елан қилған. Буниңдин башқа мәзкур наһийидә 2008-йили 3‏-айда йүз бәргән йәр тәврәш апитидә 40 миң адәм тәсиргә учриған. Даириләр шу қетимлиқ йәр тәврәш күчини бүгүнкигә охшашла 7.3 Бал, дәп елан қилған иди. Бирақ, хитай ахбаратниң бу қетим йүз бәргән йәр тәврәш апити һәққидики хәвәрлиридә, даириләрниң қутқузуш хизмитини нуқтилиқ хәвәр қилип, өлүм-йетим әһвали, йәр тәврәп кәлтүрүп чиқарған бузғунчилиқ, ярдәмгә еһтияҗлиқ кишиләрниң әһвали қатарлиқ апәтниң конкрет әһвалиға алақидар мәсилиләр һәққидә асасән тохталмиған.

Хитай дөләт кабинети йеқинда апәт әһвалини йошурмаслиқ һәққидә уқтуруш чиқарған болсиму, бирақ атчан кәнтиниң башлиқи мәттурди ахун, нөвәттә йеза, кәнт кадирлириниң бузғунчилиқ әһвалини ениқлаватқанлиқини билдүрүп, апәт әһвали һәққидә учур беришни рәт қилди.

Йәр тәврәш кәлтүрүп чиқарған бузғунчилиқ вә өлүм-йетим әһвали һәққидә һазирға қәдәр толуқ мәлумат йоқ.

Бәзи хитай ахбарат васитилиридә, 350 еғиз өй, 260 қотанниң охшимиған дәриҗидә бузғунчилиққа учриғанлиқини илгири сүргән.

Йәрлик аһалиләрниң билдүрүшичә, тағлиқ районлардики тарқақ олтурақлашқан, қатнаш қулайсиз, аптомобил баралмайдиған аһалиләрниң әһвали мәлум әмәс.

Даириләр йәр тәврәш йүз берип, бир саәт ичидә 3‏-дәриҗилик қутқузуш тәдбири дәрһал йолға қоюлғанлиқини билдүрүп, аптоном район, хотән вилайити вә керийә наһийиси йоллиған қутқузуш әтрәтлириниң апәт райониға киргәнликини елан қилған.

Бирақ, атчан кәнтидики йәнә бир деһқан, нөвәттә һаваниң интайин соғуқлуқини билдүрүп, кишиләр йеқилғу, йотқан көпә қатарлиқ буюмларға еһтияҗлиқ икәнлики, бирақ өзиниң һечқандақ қутқузуш буюми көрүп бақмиғанлиқини билдүрди.

Йәр тәврәш деңиз йүзидин 5000 метир егизликтики районда йүз бәргән.

Хитай сейсмологийә идарисиниң ашкарилишичә, 1-қетимлиқ йәр тәврәш йүз берип 3 саәт ичидә җәмий 143 қетим қалдуқ йәр тәвригән. Буниң ичидә бир қетим 5.7 Бал, 6 қетим 4 балдин 4.9 Балғичә, 13 қетим 3 балдин 3.9 Балғичә тәвригән. Көпчилик аһалиләр 5.7 Бал қалдуқ йәр тәврәшни һес қилған. Бу 1-қетимлиқ йәр тәврәштин 5 минут кейин тәвригән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.