Японийә уйғур бирлики тәшкилати японийә һөкүмитигә һал сораш хети йоллиди
2016.04.20

17-Апрел, д у қ ниң японийәдики тармақ тәшкилати болған японийә уйғур бирлики тәшкилати кумамото өлкисидә йүз бәргән йәр тәврәш апити мунасивити билән японийә һөкүмитигә һал сораш хети йоллиған.
14-Апрел японийәниң кумамото өлкисидә башланған 6.5 Бал йәр тәврәш қалдуқ йәр тәврәш шәкли билән изчил давамлишип, 16-апрел күни сәһәрдә 7.3 Бал йәр тәврәп һазирғичә 40 тин ошуқ кишиниң өлүшини кәлтүрүп чиқарған. Шуниң билән биргә, бу қетимқи йәр тәврәш әтраптики фукуока, оита, кагошима өлкилиригә тәсир қилип кюшу районида омумйүзлүк дегүдәк йәр тәврәш пәйда қилған.
Йәр тәврәш һазирғичә 3 балдин 6 балғичә болған арилиқта изчил давам қиливатқан болуп, кумамото, оита шәһиридики көплигән аһалиләр өй-маканлиридин айрилип сиртта панаһлинишқа мәҗбур болған. Кюшу районидики барлиқ қатнаш васитилири үзүлүп қалған.
Японийәдә тәр тәврәш апити йүз бәргәндин кейин токйода турушлуқ көплигән дөләтләрниң әлчиханилири японийә һөкүмитигә һал сораш хети йоллиған болуп, буларниң қатарида хитайниң токйодики әлчиханиси вә фукуока шәһиридики консулханисиму бар.
Ундин башқа йәнә, токйода паалийәт елип бериватқан бир қисим кишилик һоқуқ тәшкилатлириму йәр тәврәш апитидә қаза қилғанларға өз тәзийәсини вә яриланғанларға һесдашлиқини билдүрүп түрлүк шәкилләрдә һал сораш мәктублирини йоллиған.
Японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң тор бетидин игилишимизчә, мәзкур тәшкилат дуня уйғур қурултийи намидин япон һөкүмитигә, кумамото шәһәрлик һөкүмәткә вә шундақла японийә парламентидики “уйғур достлуқ гурупписи” ға һал сораш мәктупи йоллап, дуня уйғур қурултийиниң җүмлидин пүткүл уйғур хәлқиниң йәр тәврәш апити мунасивити билән апәткә учриған хәлқләрдин һал сорайдиғанлиқини билдүргән.
Биз бу һәқтә тәпсилий мәлуматқа еришиш үчүн японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң рәиси доктор турмуһәммәт һашим билән телефон сөһбити елип бардуқ. Турмуһәммәт һашим дуня уйғур қурултийи намидин йезилған һал сораш хети һәққидә тохталди.
Японийәдә елип бериливатқан уйғур кишилик һоқуқ паалийәтлирини қоллап келиватқан такаши сато зияритимизни қобул қилип, мәзкур һал сораш хетини көргәндин кейинки өзиниң тәсиратини баян қилип:“ рабийә қадир ханим башчилиқидики дуня уйғур қурултийи рәһбәрлириниң илгириму японийәдә йүз бәргән һәр хил апәтләргә һесдашлиқ билдүрүп, һал сораш хети йоллиғанлиқи вә апәт районлириға берип һал сораш паалийити елип барғанлиқи һелиһәм японларниң ядида бар. Бу қетимқи һал сораш хетиму әлвәттә, апәткә учриған хәлқләргә зор илһам болиду дәп ойлаймән” деди.
Японийәдики уйғур зиялийлиридин иқтисад пәнлири мутәхәссиси ғалип миҗит, японийә уйғур бирлики тор бетидә елан қилинған бу қетимқи һал сораш хетигә японлар йоллиған түрлүк инкаслар һәққидә тохталди.
Японийә мәтбуатлириниң хәвиридә дейилишичә, кумамото шәһиридә апәткә учриған хәлқләргә ярдәмдә болуватқан японийә өзини қоғдаш қисимлириға америкиниң окинавада турушлуқ һава армийә қисимлири җиддий ярдәмдә болған болуп, улар айропилан арқилиқ йемәклик вә турмуш буюмлирини йәткүзүп бәргән.
Америкиниң японийәдә турушлуқ һәрбий қисимлири 2011-йили 11-март йүз бәргән тохоко районлиридики йәр тәврәш вә деңиз ташқини апитидә апәткә учриған хәлқләргә йеқиндин ярдәмдә болуп, апәт райондики хәлқләрниң қизғин махтишиға еришкән.
Игилишимизчә, японийәдики бир қисим мусулманларниң ашхана вә ресторанлири түрлүк йемәкликләрни тәйярлап апәт райондики хәлқләргә йәткүзүп бәргән. Һәтта мәсчитләрдә апәт райондики хәлқләргә ианә топлаш паалийити башланған.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.