“йәр шари күни” дә уйғур дияридики муһит кризисиниң сәвәблири сөз темиси болди
2018.04.23
Йеқинқи йилларда уйғур дияриниң екологийилик муһити һәққидә елан қилинған тәтқиқат мақалилири һәмдә хитай һөкүмити өзи елан қилған хәвәр вә доклатларда барғанчә еғирлишиватқан һава, су вә тупрақ булғиниши, дәря-өстәң вә каризларниң қуруп кетиши, орман-отлақларниң тарийиши, қумлуқларниң кеңийиши, боранлиқ күнләрниң көпийиши қатарлиқ һадисиләр көпләп тилға елинмақта. Шуниң билән бир вақитта йәнә уйғур дияридики еғир муһит булғинишиға йеқинқи30 йилдин буян райондики байлиқ мәнбәлириниң һәддидин зиядә ечилишиниң сәвәб болуватқанлиқи тәкитләнмәктә.
21-Апрел “йәр шари күни” мунасивити билән уйғур дияридики барғанчә начарлишиватқан екологийилик муһит мәсилиси йәнә бир қетим хәлқара ахбарат васитилири билән иҗтимаий таратқуларда арқа-арқидин тилға елинди.
Хитай таратқулиридиму уйғур дияридики муһит булғиниш мәсилиси һәққидә бәзи хәвәрләр берилишкә башлиди. Хитайда чиқидиған “йәршари вақит гезити” ниң 9-апирилдики санида уйғур аптоном районидики муһит мәсилисиниң йәнила еғир әһвалда икәнлики, районниң су вә һавасидики еғир булғинишниң давамлишиватқанлиқи билдүрүлгән.
Хәвәрдә тәкитлинишичә, үрүмчи қатарлиқ шәһәрләрниң һава сүпити йеқинқи 5 йилдин бери изчил начарлишип маңған. Мәзкур хәвәрдә йәнә хитай муһит органлириниң 2017-йили 1-айда елан қилған доклатидин нәқил кәлтүрүлүп, хитайдики һаваси әң еғир булғанған 10 шәһәрниң ичидә бәшиниң уйғур аптоном районида икәнлики тилға елинған. Хәвәрдә йәнә үрүмчи, хотән, қәшқәр қатарлиқ шәһәрләрниң 2017-йили қиш пәслидики һава булғиниш көрсәткүчиниң қениқ сериқ рәңлик һәтта қизил рәңлик әң еғир һаләттики агаһландуруш сизиқиға чүшүп қалғанлиқи тәкитләнгән. Ундин башқа хәвәрдә йәнә үрүмчидики һава булғинишиниң еғирлишишиға йеқинқи йилларда һесабсиз қурулған завут-карханилар вә барғансери көпийиватқан маторлуқ қатнаш васитилиридин қоюп бериливатқан зәһәрлик ис-түтәкниң асаслиқ сәвәб болуватқанлиқи тунҗи қетим тилға елинған.
Чәтәлләрдики муһит мутәхәссислири бу һәқтә радийомиз зияритини қобул қилип, уйғур дияриниң барғансери еғирлишиватқан муһит мәсилиси һәққидә пикир паян қилди. Егири шинҗаң университетиниң җуғрапийә факултетида хизмәт қилған, кейинчә японийәдә уйғур дияриниң екологийилик муһити бойичә тәтқиқат елип барған доктор мухтәр чоң әпәнди уйғур дияридики муһит булғинишиниң барғанчә еғирлишишидики сәвәбләр һәққидә өз қарашлирини баян қилди.
Мухтәр әпәнди уйғур дияридики екологийилик муһит булғинишиниң өткән әсирниң 50-йиллиридин етибарән башланғанлиқини, йеқинқи 30 йилдин буян райондики екологийилик муһитниң шиддәт билән бузулушқа қарап йүзләнгәнликини алаһидә тәкитлиди. У өз баянлирида хитай һөкүмитиниң уйғур елида кан байлиқлирини пилансиз вә нормидин зиядә ечиши, райондики көмүр, төмүр, мис қатарлиқ йәр асти байлиқлирини қара-қоюқ ечиш сүритини һәссиләп тезлитиши, көмүр санаити вә униңдин пайдилинип ток чиқириш нисбитини барғансери ашуруп, атмосферадики булғанма маддиларни көпәйтивәткәнликини, су, тупрақ вә һава сүпитидики нормал капаләтниң барғансери начарлашқанлиқини билдүрди.
Уйғур дияриниң муһити һәққидики тәтқиқат мақалилири вә хәлқара муһит асраш тәшкилатлири елан қилған доклатларда үрүмчидә йеқинқи йилларда қурулған завут-карханилар вә көмүр йеқилғуси тарқатқан нитрогин оксид вә башқа зәһәрлик маддиларниң һаваниң сиғдурушчанлиқ чекидин ешип кәткәнлики, нәтиҗидә һавадики еғир дәриҗилик булғинишни кәлтүрүп чиқарғанлиқи тәкитләнгән.
“йәршари вақит гезити” 9-апирилдики хәвиридә 2014-йилдин кейин үрүмчидә йилиға 100 миңдин артуқ кишиниң шәхсий аптомобил сетивалғанлиқи, нөвәттә үрүмчидики шәхсийләргә тәвә аптомобил саниниң бир милйондин ашқанлиқи билдүрүлгән. 2018-Йилға кәлгәндә үрүмчидә аптомобиллардин қоюп берилгән нитрогин газиниң 50 тонниға, парлинишчан органик маддиниң 28 тонниға йетип, шәһәр һавасини булғаватқан муһим амиллардин биригә айланғанлиқи билдүрүлгән.
Мухтәр әпәнди, илгирики йилларда хитай таратқулирида уйғур дияридики муһит булғинишиға санаәт ишләпчиқириши қатарлиқ сүний амилларниң сәвәб болуватқанлиқи әсла тилға елинмайдиған темилардин икәнликини, әмма йеқинқи мәзгилләрдә бу һәқтики хәвәрләргә имканийәт берилип, бәзи мәлуматларниң ашкарилиниватқанлиқи, буниң хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики муһит мәсилисини мәлум дәриҗидә етирап қилишқа башлиғанлиқиниң бир ипадиси икәнликини билдүрди.
Мәлум болушичә, йеқинқи йилларда барғанчә еғирлашқан муһит булғиниши уйғур дияридики йәрлик даириләрни бәзи тәдбирләрни қоллинишқа мәҗбур қилмақтикән. “йәр шари вақит гезити” ниң 9-апирилдики хәвиридә йәнә уйғур аптоном районлуқ муһит қоғдаш идариси бу йил 4-айниң бешида муһитқа даир йеңи бәлгилимә елан қилған. Униңда 2019-йили 1-апрелдин башлап, минерал маддилар, рәңлик метал, батарейә қатарлиқ мәһсулатларни ишләпчиқиридиған карханиларниң керәксиз маддиларни қоюп беришигә қарита йеңи өлчәм бекитилидиғанлиқи билдүрүлгән.
Мухтәр әпәнди ахирида йәнә хитай даирилириниң йеқиндин буян уйғур дияридики муһит булғинишниң алдини елиш мәсилисидә қоллиниватқан бәзи тәдбирлириниң иҗабий үнүм бериш мүмкинликини тилға алди.
У, гәрчә бу хил кечикип йолға қоюлған тәдбирләр илгирики йилларда еғир дәриҗидә вәйран қилинған район екологийәсини әслигә кәлтүрүштә һәл қилғуч үнүм берәлмисиму, әмма бу тәдбирләр һәқиқий түрдә әмәлийләштүрүлсә районниң муһитини тәдриҗий яхшилашта йәнила мәлум дәриҗидә иҗабий тәсириниң болуш мумкинликини илгири сүрди.