Уйғур әвладлириға хирис қиливатқан йәнә бир зәһәр-чүмадо(Tramadol Hydrochloride)
2013.10.21
Зәһәрлик чекимликләрниң бир инсан, бир аилигила әмәс һәтта пүтүн бир милләт, пүтүн инсанийәткә елип келидиған хәтәрлик ақивәтлирини кечикип тонуп йәткәчкә,бу кечикиш сәвәблик нурғун уйғурлар хроин атлиқ ақ алвастиниң олҗисиға айлинип зор бәдәлләр төлиди.
Йеқиндин буянқи инкасларға қариғанда, нөвәттә уйғур яш-өсмүрлири арисида, болупму алий мәктәп оқуғучилири арисида чүмадо (Tramadol Hydrochloride) ни қалаймиқан истемал қилиш барғанчә әдәп бериватқан болуп,мәзкур дориға еғир дәриҗидә хумар болуп қалғанлар нурғун яман ақивәтләргә учриған, һәтта бәзиләр бу дорини һәддидин зиядә истемал қиливалғанлиқидин һаятидин айрилған, мутәхәссисләр техи кечикмәстә әтраптикиләрни бу дориниң зиянлиридин агаһландуруп, яш әвладларни йәниму зор зиянкәшликләрдин қутулдуруп қелишқа чақирмақта. Бу һәқтә уйғур елидә 20 йилдин буян уйғурларниң зәһәр вә әйдиз патқиқидин қутулдуруш йолида алдини елиш,мәслиһәт бериш, давалаш йолида хизмәтлирини ишләп келиватқан ярп мәркизиниң қурғучиси,мутәхәссис әхмәт қурбан йеңи типтики хумар қилғучи зәһәр буюмлар ичидә чумадониң ямришиниң тез болуватқанлиқи вә яшларни пушайман өңкүригә иттириватқанлиқи һәққидә агаһландурди.
Трамадол атлиқ бу дора
Трамадол һйдрочлоридә (йәнсүән чүмадо 盐酸曲马多 ( ниң тәсири бирқәдәр кәң болуп, клиникида асаслиқи бир қәдәр күчлүк болған ағриқ азабини тохтитиш, йениклитиш үчүн ишлитилиду. Мәсилән, оператсийидин кейинки ағриқ, рак кесәлликидики ағриқ, туғут җәрянидики ағриқ қатарлиқ. Бу дора мәркизий нерва системисиға тәсир көрсәткүчи дора һесаблиниду.
Трамадолға хумар болуп қелиш һадисисигә қарита йеқинқи йиллардин буян хитайни өз ичигә алған нурғун дөләтләр етибар билән қарап кәлмәктә, дуня сәһийә тәшкилати бу дорини қалаймиқан ишлитишкә болмайдиған 5 чоң дориниң бири қатариға киргүзгән. Хитай ичидиму бу дорини дориханиларда қалаймиқан сетишни, болупму ретсепсиз сетиш вә қурамиға йәтмигәнләргә сетишни қаттиқ чәклигән.
Һалбуки хитайдики дора буюмлири ишләпчиқириш вә базарлириға болған башқурушниң йетәрсизлики бу күчлүк хумар қилиш күчигә игә дориниң бималал қараңғу базарларда сетилиш яш өсмүрләрни зәһәрлишигә кәң қулайлиқ яратмақта.
Материялларға асасланғанда, мәзкур дорини нормал адәм күнигә 200 миллиграмдин уда 6 ай истемал қилса, бу дориға қарита организмда тайинишчанлиқ (药物依赖, drug dependent) пәйда болуп, дориға хумар болуп қелиш келип чиқидикән. Әгәр күнигә 300-400 миллиграм (6-8 тал) дин уда 2 ай яки униңдинму қисқа вақит истемал қилса, еғир дәриҗидә хумар болуп қелиш келип чиқидикән. Узақ мәзгил истемал қилғанда, мәркизий нерва системисини ғидиқлап, нәпәс йоли системиси функсийисигә тосқунлуқ қилип, организмда дориға қарита бәрдашчанлиқ вә тайинишчанлиқ шәкиллинип һәмдә башқа қошумчә начар тәсирләрни көрситидикән. Мәзкур дориниң хумарлиқи (кишини өзигә хумар қилип қоюш дәриҗиси) башқа зәһәрлик буюмларға қариғанда аҗизрақ вә бу хил тәсири астирақ болсиму, мәлум мәзгил уда истемал қилғанда хироинға хумар болуп қалғандикигә охшаш аламәтләр көрүлидикән. Хумар болуп қалған кишиләрниң характери өзгирип, урушқақ, ялғанчи, чечилаңғу, лайғәзәл болуп қалидикән.
(Tramadol) Ниң начар тәсирлири
1. Узақ мәзгил ишләткәндә, дориға қарита тайинишчанлиқ шәкиллинип, кишини хумар қилип қойиду.
2. Узақ мәзгил ишләткәндә, йүрәк, җигәр, бөрәк қатарлиқ рәис әзаларни зор дәриҗидә зәхимләндүрүп, еғир әгәшмә кесәлликләрни пәйда қилиду.
3. Узақ мәзгил ишләткәндә, бөрәк вә көпийиш системисиға зор дәриҗидә начар тәсир көрситип, күтмигән ақивәтләрни кәлтүрүп чиқириду.
4. Узақ мәзгил ишләткәндә, нерва системисиға тәсир көрситип, унтуғақ, ләқва, қәвзийәт қилип қойиду.
Ундақта немә сәвәбтин яш өсмүрләр бу зияндашқа хумар болуп қеливатиду дегәндә, бу дориниң ағриқ тохтитиш тәсиридин башқа йәнә бир пәйда қилидиған тәсири роһландуруш, бу дорини истемал қилғанда, киши муәййән дәриҗидә роһлинип, уйқуси қечип, киши қорсақ ачқанни, һарған-талғанни туймай қалидикән. Шуңа, ирадиси аҗиз яш-өсмүрләр бу дориниң һәқиқий маһийитини тонуп йәтмәстин қалаймиқан ишләткән. Болупму торханидин, кечилик бәзмихана, диба дегәндәк җайлардин күн бойи чиқалмайдиған яш-өсмүрләр, шәһваний ишларға берилидиған яш йигит-қизлар хата һалда бу дорини истемал қилсақ роһландуруш, уйқуни қачуруш, һарғанни туймаслиқ тәсирини бериду дәп қалаймиқан истемал қилған.
Һәтта бәзи қизларму қорсақ ачқанни билмисәк, ухлимисақ, оруқлайдикәнмиз дәп қарап болушиға истемал қилған. Өзлири истемал қилиш билән купайә қилмастин әтрапидики дост-савақдашлириғиму истемал қилишни тәвсийә қилишқан.
Йеқиндин буян ярп зәһәр чәкләш вә әйдизниң алдини елиш мәслиһәт сораш мәркизигә чумадоға хумар болғандин кейин, мушу һәқтә мәслиһәт сорап вә яки мәсилиниң йеник әмәсликини инкас қилип телефон қилидиғанларму көпәйгән, көрүп туруптимизки уйғур җәмийитидә трамадолниң тәсири һәқиқәтәнму җиддий муамилә қилишқа тегишлик бир вәзийәттә.
Зәһәрлик чекимликләрниң алдини елиш мутәхәссиси әхмәт қурбанниң чүшәндүрүшигә асасланғанда, бу дориға хумар болушниң аламәтлири хироинға хумар болуп қелишқа қариғанда техиму еғир икән.
(盐酸曲马多) Ни қалаймиқан истемал қилғанда тохтимай тит-тит болуш, йүрикидә чүмүлә маңғандәк биарам болуш, сөңәк-боғумлири ағриш, дәккә-дүккидила йүрүшкә охшаш еғир аламәтләр көрүлиду. (盐酸曲马多 Tramadol ) Ниң хумаридин қутулуш бәк тәс болуп, адәттә хируин хумаридини ташлашқа қариғанда тәс дәп қарилидикән.
Яман йери, бу хил дориға хумар болуп қалған кишиләрниң характеридә өзгириш болуп зораван, қәбиһ характерлик болуп қалидикән. Бундин башқа, бу дориға хумар болуп қалған иқтисадий әһвали дегәндәк болмиған яш-өсмүрләр оғрилиқ яки булаңчилиқ шәкли билән дора пулини тепишқа урунидикән. Шуниси рошәнки, бу бир еғир иҗтимаий ақивәтни кәлтүрүп чиқиридиған дора икән.
Диққәт қилишқа тегишлик йәнә бир нуқта шуки, мәзкур (盐酸曲马多 Tramadol) аллиқачан дөләт тәрипидин ритсипсиз сетишқа болмайдиған, ретсепсиз ишлитишкә болмайдиған, болупму қурамиға йәтмигәнләргә сетишқа болмайдиған дорилар қатариға киргүзүлгән турупму, яш-өсмүрләр бу дорини асанла тепип истемал қилмақта. Уйғурларниң инкасиға қариғанда даириләр бу хил зияндашни чәкләшкә йетәрлик етибар бәрмигән, бир қисим дорихана хоҗайинлири, дора сатқучилар бу бошлуқтин пайдилинип җәмийәткә, яш әвладларға еғир апәт елип кәлмәктә.