Қазақистанлиқ композитор полат һезимоф хәлқара мукапатқа еришти
2022.06.29

Йеқиндин буян иҗтимаий таратқуларда қазақистанда тонулған композиторларниң бири полат һезимофниң дуняви гүзәллик бирләшмисиниң мукапатиға еришкәнлики һәққидә хәвәрләр кәң тарқалмақта.
Мәлуматларға қариғанда, дуняви гүзәллик бирләшмиси хәлқара тәшкилат болуп, 70 тин ошуқ мәмликәтниң вәкиллири униңға әзадур. Мәзкур тәшкилат гүзәллик, сәнәт, сатирашлиқ сәнити вә башқилар бойичә хәлқаралиқ бир нәччилигән мусабиқиләрниң уюштурғучиси. Улар һәр йили мусабиқиләрни өткүзүп, уларда ғалип чиққанларни тәқдирләшни әнәнигә айландурған.
Қазақистандики “тарим” ансамбилиниң рәһбири, тонулған нахшичи, композитор полат һезимоф шу хәлқара тәшкилатниң “әң мода” мукапатиниң “әң яхши композитор” түригә еришкән. Полат һезимофқа мәзкур мукапат униң көплигән уйғур нахшилири вә музикилирини иҗад қилғанлиқи үчүн берилгән.
Биз полат һезимоф әпәнди билән алақиләшкинимиздә, у зияритимизни қобул қилип, мундақ деди: “бу тәшкилатниң дуняда һәммә мәмликәтләрдә, қазақистандиму вәкиллири баркән. Улар йилиға һәр бир мәмликәттә буни өткүзиду. 2019-Йили улар руминийәдә өткүзмәкчи болған. Улар тор бәтлиридә һәммини тәкшүрүп маңиду. Мениң нахшилиримни көрүп, андин мән билән алақә қилди. Мән көрүшүп, уларға өзүмниң нахшилирини, өмүр баянимни бәрдим. Төт-бәш ай тәкшүрүп, мени 2019-йили руминийәгә тәклип қилди. Лекин корона вируси вабаси сәвәбидин тохтап қалди. Бу йил 19-июнда руминийәдә өткүзди”.
Полат һезимоф, кесәллик сәвәбидин мурасимға қатнишалмиған болсиму, әмма йеқинда мәзкур мукапат алмутаға елип келинип биваситә униң қолиға тапшуруп берилгән. Мәзкур мукапат полат һезимофниң уйғур музикиси вә сәнитигә қошқан төһписиниң етирап қилинишидур.
Полат һезимоф шуниңдәк уйғур вә қазақ артислири үчүн 70 тин ошуқ нахша язған. У “висал дәмлири”, “сеғиниш”, “атилар нахшиси” намлиқ үч топламниң аптори, бир қатар хәлқара сәнәт мусабиқилириниң уюштурғучиси. Шундақла у “дияр”, “ләйли”, “адаш”, “ирадә” ансамбиллириниң асасчиси. Полат һезимоф уйғурларниң даңлиқ нахшичиси мәрһум мурат насироф билән бир нәччә йил иҗадий һәмкарлиқта ишләп, униң нахшилирини тәрғиб қилишта чоң рол ойниғаниди.
Радийомиз зияритини қобул қилған “бинт” бирләшмисиниң башқарма рәиси, тонулған тиҗарәтчи дилмурат қузийеф әпәнди дуня гүзәллик бирләшмисиниң шу җүмлидин талантлиқ композитор вә нахшичиларни таллап, уларни риғбәтләндүрүш ишлирини елип бериватқанлиқини, явропа, американиң чоң тиҗарәтчилириниң, холливудниң даңлиқ сәнәтчилириниң бу тәшкилатни маддий җәһәттин тәминләп келиватқанлиқини баян қилди.
Дилмурат қузийеф полат һезимофниң бу тәшкилатниң мукапати билән тәқдирләнгәнликиниң пүткүл қазақистанлиқ уйғурлар үчүн чоң йеңилиқ болғанлиқини оттуриға қоюп, мундақ деди: “полатни мән 15-20 йилдин буян яхши билимән. Полатниң нахшилири аддий тилда йезилған, һәммә тәрәптин чүшинишлик. Ата-ана, вәтән, һаят, һәр саһәдә полатниң нахшилири маһирлиқ билән йезилған. Полат даңлиқ композитор болупла қалмай, өзи кичикпеил, әхлақи тәрәптин һәр адәм пәхирлинидиған композиторимиз. Бу мукапат пүткүл уйғур хәлқигә шан-шөһрәт елип кәлмәктә. Полат һезимофни қазақистандила әмәс, пүткүл оттура асияда, түркийәдә яхши билиду”.
Дилмурат қузийеф полат һезимофни пүткүл тиҗарәтчиләр намидин сәмимий тәбрикләп, униңға саламәтлик, иҗадий утуқлар тилиди.
Игилишимизчә, полат һезимофниң исми алмутада нәшр қилинған “уйғурлар” намлиқ енсиклопедийәгә киргән болуп, униңдики мәлуматларға қариғанда, у 1964-йили алмута вилайитиниң яркәнт шәһиридә туғулған. Оттура мәктәпни, андин чиш техникиси кәспи бойичә техникомни тамамлап, чиш дохтурханисида ишлигән вә уйғур музикилириға болған қизиқиш уни бу саһәгә елип киргән. Полат һезимоф дәсләп “яркәнт булбуллири” уйғур миллий ансамбили, кейинки йилларда болса, “тарим” ансамбилиниң бәдиий рәһбири сүпитидә көпчиликкә яхши тонулған.