Пирагада ечилған мунбәр 2000 йиғинида уйғур ирқий қирғинчилиқи оттуриға қоюлған
2024.10.15
Чехийә пайтәхти пирагада, 13-өктәбир кәчтә башланған 28-нөвәтлик “мунбәр-2000” йиғини 15-өктәбир мувәппәқийәтлик ахирлашқан. “мунбәр-2000” йиғини сиясәтчиләр, сиясий паалийәтчиләр, дипломатлар, тәтқиқатчилар қатнишип дунядики мәвҗут мәсилиләр музакирә қилидиған вә дөләтләргә, парламентларға тәклип-тәвсийә сунулидиған бир демократийә мунбири болуп, бу йиғинға һәр йили уйғур тәшкилатлири вәкиллириму қатнишип кәлмәктә.
Бу йилқи йиғиниға, мәркизи вашингтондики уйғур һәрикити тәшкилатиниң башлиқи рошән аббас, д у қ тәтқиқат комитетиниң рәиси абдувәли аюп, түрмидики уйғур зиялийси илһам тохтиниң қизи җәвһәр илһам, германийәдики илһам тохтини қоллаш гурупписиниң мәсули әнвәр җан қатарлиқлар тәклип билән қатнишип, нөвәттә уйғурлар дуч келиватқан хитайниң ирқий қирғинчилиқи вә инсанийәткә қарши җинайәтлириниң һазирму давам қиливатқанлиқидәк реаллиқни оттуриға қойған. Мунбәрдә бу қетим “уйғур ирқий қирғинчилиқи тема болған” лиқини билдүргән абдувәли аюп бу һәқтики тәпсилатларни ортақлишип өтти.
14-Өктәбир күни әтигәндә рошән аббас, абдувәли аюп, җәвһәр илһам, әнвәр җан вә явропа парламентиниң әзаси мериям лекисманларниң қатнишишида, чех пәнләр академийәси шәрқшунаслиқ институтиниң доктори андирей климәсниң риясәтчиликидә “хитайниң уйғур ирқий қирғинчилиқи вә уйғур билим адәмлиригә қарита зулми; илһам тохти вә гүлшән аббас” дегән темида мәхсус йиғин өткүзүлгән. Доктор андирей климәс әпәнди зияритимизни қобул қилип өз қарашлирини оттуриға қойди.
Униң ейтишичә, йиғинда оттуриға қуюлғанларни төт нуқтиға йиғинчақлаш мумкин икән.
Бу мунбәрдә уйғур тәшкилатлириниң вәкиллири тәрипидин хитайниң ирқий қирғинчилиқиниң һазирму давам қиливатқанлиқи, хитайниң уйғур елидә елип бериватқан бу қирғинчилиқиниң пәқәт йеқинқи йиллардики бир һадисә болмастин, бәлки хитай ишғалидин кейин системилиқ һалда давамлишип келиватқанлиқи оттуриға қоюлған. Мунбәр әһлигә вә һәр қайси демократик дөләтләргә бу қирғинчилиқни тохтитишта әмәлий күч чиқириши керәклики һәққидә чақириқ қилған рошән аббас ханимму зияритимизни қобул қилип өзиниң оттуриға қойғанлирини ортақлашти.
1996-Йили чехниң мәрһум пирезиденти васлав хавел, японийәлик сахавәтчи йөхей сасакава вә нобел тинчлиқ мукапати саһиби ейли веселниң ортақ тәшәббуси билән қурулған бу “мунбәр 2000” қурулғандин буян һәр йили бир қетим ечилип кәлмәктә.
Һазирғичә бу мунбәргә сиясәт саһәсидики даңлиқ әрбаблар қатнишип кәлмәктә. Буниңға сәуди шаһзадиси һәсән бин талал, йөхей сасакава, фредерик виллеям бел клинтон, оскар арияс санчез, далай лама, һенри киссингер, шимон перес қатарлиқ даңлиқ кишиләр қатнашқан болуп, бу қетимқи мунбәргиму американиң сабиқ парламент башлиқи нәнси плосий, тәйвәнниң сабиқ пирезиденти сәй йеңвен, русийәлик тарихшунас язғучи вә даңлиқ өктичи сиясәтчи виладимир кара мирза қатарлиқларму қатнашқан.