Хитайниң муқимлиққа мәсул али рәһбири уйғур елидә ашқунлиққа қарши күрәштә қанунниң “илмийлики” гә әмәл қилишни тәләп қилди
2023.06.20
Хитай җасуслуқ оргининиң сабиқ мәсули, хитай компартийәси мәркизи сияси-қанун комитетиниң секритари чен венчиң өткән һәптә уйғур елидә тәкшүрүштә болуп, йәрлик даириләргә аталмиш “террорлуқ вә ашқунлуққа қарши туруш” тоғрисида йеңи көрсәтмиләрни бәргән. Хитайниң муқимлиқ, бихәтәрлик ишлириға мәсул мәзкур али рәһбириниң көрситишичә, йәрлик даириләр райондики “террорлуққа қарши туруш” урунушлирини “нормаллаштуруши”, шундақла ашқунлуққа қарши турушта қанунниң “илмийлики” гә әмәл қилиши керәк икән.
Хитайниң уйғур районидики “террорлуққа қарши туруш, диний ашқунлуқни түгитиш” низамлири б д т кишилик һоқуқ хизмәт гуруппилири тәрипидин нормал диний әркинликни чәкләш, уйғурларниң халиғанчә тутқун қилинишиға йол ечиш билән әйиплиниватқан бир вақитта, чен венчиңниң ашқунлиққа қарши турушта қанунларниң “илмийлики” гә әмәл қилишни тәкитлиши диққәт қозғимақта.
Бу чен венчиңниң 2022-йили 10-айда чақирилған хитай компартийәсиниң мәмликәтлик қурултийида хитай мәркизи сиясий-қанун комитетиниң секритарлиқиға тәйинлишидин бери тунҗи қетим уйғур районида тәкшүрүштә болушидур. У 14-июндин 18-июнғичә елип барған бу 5 күнлүк тәкшүрүшидә, йәрлик даириләргә “партийәниң йеңи дәврдә шинҗаңни башқуруш истратегийисини толуқ вә тоғра йолға қоюп, шинҗаңда қанун билән идарә қилиш, террорлуққа қарши туруш, муқимлиқни қоғдашта қанун билән башқурушни нормаллаштурушни илгири сүрүш……. Пүтүн күчи билән шинҗаңниң иҗтимаий муқимлиқи вә узун муддәтлик муқимлиқиға капаләтлик қилиш” ни тәләп қилған.
Униң көрситишичә, даириләр “қанун иҗра қилиш вә әдлийә мәсилилирини қурулма сәвийәсидә һәл қилишни алға сүрүши, қанун турғузуш вастилириға илмий муамилә қилиши керәк” икән.
Чен венчиң хитай компартийәсиниң өткән йили 10-айда чақирилған мәмликәтлик 20-қурултийида ши җинпиңниң йеңи рәһбәрлик гуруһий шәкиллинип, униң “шинҗаң хизмити” рәһбәрлик гурруписи қайта тәшкил қилинғандин кейин районда тәкшүрүштә болған али дәриҗилик компартийә әмәлдарлиридин 2-кишидур. Униң алдида, йәни бу йил 5-айда хитай мәмликәтлик сияси кеңәшиниң рәиси, компартийә сиясий бюроси даими комитетиниң әзаси ваң хуниң уйғур районида тәкшүрүштә болған.
Чен венчиң хитай-әрәп иттипақи вә пәләстин рәһбиригә охшаш тәшкилат һәм шәхсләргә хитайниң бу райондики һәркитини “террорлиқ вә ашқунлуққа қарши күрәш” дәп қобул қилдурсиму, лекин демократик дөләтләргә қобул қилдуралмайватқан бир вақитта бу районда тәкшүрүштә болуп, “террорлуқ вә ашқунлуққа қарши туруш” та қанунниң “илмийлики” ни тәкитлиши, кишилик һоқуқ мутәхәссислириниң диққитини қозғиған. Уларниң тәкитлишичә, нөвәттә хитай һөкүмити бу хил терминлар арқилиқ өзлириниң уйғур мәсилисигә болған позитсийәсиниң “соғуққан”, “һессияттин хали” һәм “ениқ” икәнликини ипадилимәкчи икән.
Германийә кишилик һоқуқ тәшкилатлиридин “тәһдит астидики хәлқләр җәмийити” ниң қанун ишлири мәсули 20-июн бу һәқтики зияритимизни қобул қилғанда мундақ диди: “хитай һөкүмити ‛илмий‚, обйектип‚ яки ‛ақиланә‚ дигәндәк сөзләрни ишлитиш арқилиқ дөләт ичи вә сиртидики тиңшиғучиларни өзлириниң уйғур, тибәт, моңғол мәсилилиригә тутқан позитсийәсидә чүшәнчисиниң ениқ, һессият арлашмиған, һәрикәткә йетәклигүчи алаһидилик билән характирлинидиғанлиқи, буниңға етираз билдүрүшкә болмайдиғанлиқиға қайил қилмақчи болуватиду.”
Һано шәдлерниң қәйт қилишичә, чен венчиңниң “илмийлик” билән “қанун чиқириш” ни өзара бирләштүрүши бир хил тактика болуп, хитайниң бу райондики һәркитини “нуқсансиз” дәп көрситишни нишан қилғаникән. Һано шәдлер: “илмийлик билән қанун чиқиришни бирләштүргәндә униң һәркитини тәнқид қилғили болмайдиғандәк көрситиду. Чүнки, һечким бир мәсилә яки хирисни илмий рәвиштә һәл қилишниң яхшилиқиға кашила чиқармайду. (Униң) ‛илмий қанун чиқириш‚ дегининиң пәқәт бир хилла йоли бар, у болсиму хитай компартийәсиниң қанун чиқириш йоли болса керәк” деди.
Чен венчиң уйғур районидики әмәлдарларға бәргән көрсәтмисидә йәнә: “партийә мәркизи комитетиниң қарари вә орунлаштурушини илгирләп әмәлийләштүрүш, террорлуққа қарши туруш вә муқимлиқни қоғдашни қанунлаштуруш һәм нормаллаштуруш, дөләтни омумйүзлүк қанун билән башқуруш тәлипини шинҗаңниң террорлуққа қарши туруш, муқимлиқни қоғдаш хизмитиниң һәр қайси саһәлиридә әмәлийләштүрүш керәк” дигән.
У йәнә мундақ дигән: “илмий қанун чиқиришни илгири сүрүп, қоллиғучи қанун-низам қурулушини күчәйтиш, қанун иҗра қилиш вә әдлийә җәһәттики әмәлий мәсилиләрни қурулма сәвийәсидә һәл қилишни илгири сүрүп, қанунни қаттиқ иҗра қилиш, муқимлиқни қоғдашта қанун қоралини маһирлиқ билән ишлитип, җинайәткә зәрбә бериш керәк.”
Америкадики хитай кишилик адвукатлириниң қаришичә, чен венчиңниң “илмий қанун чиқириш” дегини һечқандақ йеңи уқум әмәс икән һәмдә бу, хитайниң қанун яки сиясәт җәһәттә өзгириш ясайдиғанлиқини көрсәтмәйдикән. Америкада яшайдиған хитай кишилик һоқуқ адвукати тең бияв 20-июн бу һәқтики зияритимизни қобул қилип мундақ диди: “хитай компартийәси һәр хил, һәр рәңдики тәшәббусларни ясап чиқишқа бәк қабил. Әмәлийәттә у оттуриға қойған бу хил тәшәббусларниң һечқандақ йеңи мәзмуни йоқ. Мениң қаришимчә, униң ‛илмий қанун чиқириш‚дигән бу нәрсилириму һечқандақ йеңи нәрсә әмәс. Бу һәргиз униң қанун яки сиясий җәһәттин өзгиридиғанлиқини көрсәтмәйду”.
Тең биявниң ейтишичә, хитайниң уйғур районидики ирқий қирғинчилиқ сияситини тез арида өзгәртиши қийин икән. У, буни һакимийәтниң маһийити бәлгилигәнликини билдүрди.
Тең бияв мундақ дәйду: “хәлқара җәмийәтниң уйғур ирқий қирғинчилиқиға диққәт қилип келиватқиниға хели йиллар болди. Блинкенму бу мәсилини оттуриға қойди. Лекин хитай компартийәсиниң бу ирқий қирғнчилиқ сияситини тез өзгәртиши қийин. Чүнки, буни униң һакимийитиниң тәқдири һәм униң һакиммутләқ маһийити бәлгилигән. У қандақ тәшәббусни оттуриға қойса қойсун, бу пәқәт хәлқара җәмийәткә көрситиш үчүн қилинған рәңвазлиқ халас. Униң ‛нормаллаштуруш‚ дегини райондики пүткүл җәмийәткә қаритилған контроллуқни нормаллаштуруп, уни адәттики нормал нәрсигә айландуруш дегәнликтур”.
Тең биявниң қәйт қилишичә, нөвәттики “шинҗаңниң мәсилиси” ноқул лагирдики тутқунлар мәсилиси билән чәкләнмәйдикән. Тең бияв: “шинҗаңниң мәсилиси пәқәт җаза лагирлириға қамалған кишиләр мәсилисила әмәс. Бәлки пүткүл җәмийәттики кишиләрниң қаттиқ назарәт қилиниши, бу интайин вәһимилик назарәт сестимиси ичидики хәлқ аммисиниң әркинликтин пүтүнләй мәһрум қилиниш мәсилисидур” деди.
Хитай һөкүмити уйғурлар “ирқий қирғинчилиқ қилғанлиқи” ни рәт қилсиму, әмма 2017-йили башланған чоң тутқунда милйонлиған уйғур, қазақ вә башқа түркий мусулман милләтләр лагир, түрмиләгә қамалған, из-дерәксиз йоқалған яки хитай карханилирида мәҗбури әмгәккә тутулған. “тәһдит астидики хәлқләр җәмийити” дики һано шәдлерниң қәйт қилишичә, нөвәттә хитайниң уйғурларға йүргүзгән ирқий қирғинчилиқи 2-басқучқа киргән.
Һано шәдлер мундақ дәйду: “уйғурларға қаритилған ирқий қирғинчилиқниң биринчи басқучида хитай компартийәси аз дигәндә бир милйондин артуқ уйғур вә башқа түркий тиллиқ хәлқләрни қанундин һалқиған вастиларни қоллинип қамиди. Мана әмди биз буниң иккинчи басқучиға шаһит болуватимиз, буниңда нишандики кишиләр даириләр тәрипидин қанун системиси ичидә бир тәрәп қилинмақта.”
Чен венчиң америка ташқий ишла рминистири блинкенниң хитайда зиярәттә болуп, хитай ташқи ишлар министири чин гаң, хитай компартийәси сияси биюросиниң ташқий ишларға мәсул дериктори ваң йи, шундақла хитай рәиси ши җинпиң билән сөһбәт өткүзгән бир вақитта уйғур районида тәкшүрүштә болған. Блинкен америка-хитай мунасивити өткүрлишип кәткән 2018-йилдин бери хитайда зиярәттә болған тунҗи америка ташқи ишлар министири болуп қалған. Блинкен сөһбәттин кейин өткүзгән ахбарат йиғинида, өзиниң хитай билән болған сөһбәттә кишилик һоқуқ мәсилисини, җүмлидин шинҗаң, хоңкоң, тибәт мәсилилирини сөзләшкәнликини ейтқан. У сөһбәттә һәр икки тәрәпниң мунасивәтни муқимлаштурушқа қошулғанлиқини, нурғун мәсилиләрдики хтилапниң бирақла һәл болуп кәтмәйдиғанлиқини билдүргән.