Хитайниң уйғур районидики 10-нөвәтлик партийә вәкиллири қурултийида муқимлиқ вә давамлиқ зәрбә бериш тәкитләнгән

Мухбиримиз меһрибан
2021.10.22
Хитайниң уйғур районидики 10-нөвәтлик партийә вәкиллири қурултийида муқимлиқ вә давамлиқ зәрбә бериш тәкитләнгән
Yettesu

21-Өктәбир күни уйғур аптонум районлуқ парткомниң 10-нөвәтлик партийә вәкиллири қурултийи ечилған. Хитай һөкүмәт таратқулирида бу қетимлиқ қурултайни мәдһийәлигән хәвәр вә мақалиләр йәр алған.

Хитайниң “тәңритағ тори” 21-өктәбир күни бу қурултай һәққидә мәхсус обзор мақалиси елан қилған. Униңда “хитай компартийәси қурулғанлиқиниң 100 йиллиқида, шинҗаңдики һәр милләт хәлқи пүтүн мәмликәт хәлқи билән бирликтә омумиййүзлүк бейиш йолиға йүзләнди. Бу қурултай компартийәниң иккинчи йүз йиллиқ тәрәқият күрәш нишанидики муһим йиғин,” дәп көрситилгән.

Ваһаләнки, мәзкур қурултай һәққидики хәвәрләрдин ашкарилинишичә, қурултайда асаслиқ тема йәнила районниң муқимлиқини сақлашни барлиқ сиясий вәзипиләрдин муһим дәп билиш тәкитләнгән.

“тәңритағ тори” ниң бу һәқтики обзор мақалисида мундақ дийилгән: “җәмийәт муқимлиқи вә узун муддәт әминлик шинҗаңдики барлиқ хизмәтләрниң һалқилиқ нуқтиси. Илгирики 5 йилда уйғур аптонум районлуқ партком байриқи рошән һалда муқимлиқни қоғдашни барлиқ сиясий вәзипиләрдин үстүн қойди. Муқимлиқни тәйшән теғидинму еғир болған сияси вәзипә дәп билди. Қанун қураллири, қануний аң, өрнәкләр арқилиқ идарә қилиш, омумиййүзлүк тәдбир елиш қатарлиқлардин пайдилинип, илгирики зораванлиқ һәркәтлири көп йүз беридиған вәзийәтни өзгәртти, һәрқайси милләтләрниң бихәтәрлик туйғусини күчәйтип, узун йиллиқ әминлик арзусини ишқа ашурди.”

Қурултайда йәнә уйғур аптонум районидики муқимлиққа капаләтлик қилиш үчүн, аталмиш “бөлгүнчилик вә әсәбийлик” кә қарши туруш, “икки йүзлимичилик” кә зәрбә бериш, компартийәниң қаттиқ контрол қилиш сияситини таки йеза-кәнтләрдики әң кичик һалқиларғичә әмәлийләштүрүш шоарлири қайта-қайта тәкрарланған.

Америкадики уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси зубәйрә шәмсидин ханим зияритимизни қобул қилип, мәзкур қурултайда оттуриға қоюлған мәзмунлар һәққидики соалиримизға җавап бәрди.

Зубәйрә ханим хитай һөкүмитиниң ағзида уйғур районини “хитайниң айрилмас бир қисми” дәп тәшвиқ қилсиму, әмма әмәлийәттә районда мустәмликә сиясити йүргүзиватқанлиқини әскәртип өтти.

Зубәйрә ханим йәнә бу қурултайниң рәис сәһнисидин орун алған даимий әзалар тизимлики ичидә хитай әмәлдарлардин 10 нәпәр, уйғур әмәлдарлардин пәқәтла 3 нәпәр болушниң алаһидә диққәт қозғайдиғанлиқини билдүрди.

Зубәйрә ханим сөзи давамида йәнә хитай һөкүмитиниң райондики бастуруш сияситиниң ахириқи мәқсиди һәққидә тохталди.

Униң тәкитлишичә, хитай һөкүмитиниң райондики сиясити әмәлийәттә земин игиси болған уйғурларға қарита қаттиқ бастуруш, һәтта уларни милләт бойичә йоқитип районни толуқ хитайлаштуруш, уйғурларниң изини бу тупрақтин өчүрүшни мәқсәт қилған икән.

Голландийәдики уйғур көзәткүчиләрдин асийә уйғур ханим зияритимизни қобул қилип, алди билән мәзкур қурултайни уюштурған уйғур аптонум районлуқ партком вә униң һакимийәт йүргүзүш қурулмиси һәққидә тохталди.

У уйғур аптонум районлуқ парткомниң хитай компартийәси мәркизий комитетиниң уйғур аптонум районини идарә қилиш вә башқуруш сиясәтлирини иҗра қилидиған, һөкүмәт аппаратлиридин үстүн туридиған алаһидә һоқуқлуқ орган икәнликини билдүрди.

Асийә ханим мәзкур қурултайда хитай компартийәсиниң райондики мустәмликә сияситини иҗра қилиш вә әмәлийләштүрүш тәдбирлирини хуласиләп чиққанлиқини билдүрди.

У мәзкур қурултайда даириләрниң 2010-йилдин буян ечилған 3 қетимлиқ “шинҗаң хизмәт йиғини” ниң нәтиҗилири тилға елинғанлиқини, шундақла бундин кейин районни идарә қилиш вә тизгинләшни әмәлгә ашурушта “тосалғу” дәп қаралған барлиқ амилларни түп йилтизидин йоқитишни мәқсәт қилғанлиқини тәкитләп өтти.

Асийә ханимниң тәкитлишичә, хитай һөкүмити алдинқи йилларда тәңритағниң җәнубидики уйғурларни асасий нуқта қилип, уларни өз земинидин йөткәш арқилиқ райондики уйғурларниң нопусини шалаңлаштуруш, уйғурларни хитай кимликини қобул қилишқа мәҗбурлаш болған болса, әмдиликтә уйғурларни тәлтөкүс хитайлаштуруш, уларниң уйғур районидин ибарәт бу ана вәтинигә болған һәқдарлиқ туйғуси вә тупрақ туйғусини бәрбат қилишни мәқсәт қилған икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.