Мустафа дәстичи: “биз шәрқий түркистан дәвасини, дуня уйғур қурултийини қоллаймиз вә һәмкарлишимиз”
2021.06.30

Түркийә парламентидики һөкүмәтни қоллаватқан өктичи партийәләрдин “бүйүк бирлик партийәси” ниң рәиси мустафа дәстичи әпәнди дуня уйғур қурултийи баш тәптиши абдулһеким идрис, уйғур һәрикити тәшкилати рәиси рошән аббас ханим вә уйғур академийәси вәхписи муавин рәиси абдулхәмит қарахан әпәндиләрни әнқәрәдики партийә мәркизидә қобул қилди. Мәзкур партийәниң муавин рәислириму қатнашқан бу учришишта мустафа дәстичи әпәнди шәрқий түркистан мәсилисиниң партийәсиниң әң муһим мәсилиси икәнликини, түркийәдики һакимийәт бешидики адаләт вә тәрәққият партийәси билән иттипақдаш партийә болуш сүпити билән түркийәдики уйғурлар дучар болуватқан қийинчилиқларни һәл қилип беришкә тиришидиғанлиқини, шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири билән болған һәмкарлиқини техиму бәк күчәйтидиғанлиқини баян қилди.
26-Июн күни өткүзүлгән бу учришишта мустафа дәстичи әпәнди алди билән партийәсиниң бундин кейин шәрқий түркистан дәвасини техиму көп қоллайдиғанлиқини баян қилип мундақ деди: “шәрқий түркистан биз үчүн интайин муһим вәтәндур. Әпсуски техигичә хитайниң ишғали астида. Хитайниң бесим сиясити бүгүнки күндә ирқий қирғинчилиққа айланди. Биз һәр даим таҗавузчи хитайниң шәрқий түркистандин дәрһал чиқип кетиши керәк икәнликини тәкитләп келиватимиз. Һәмдә түркийәдики шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлирини қоллап келиватимиз. Бундин кейин техиму бәк қоллаймиз”.
Бүйүк бирлик партийәси 1992-йили қурулған күнидин тартип уйғурларни қоллап кәлмәктә. Партийә рәһбири мустафа дәстичи даим уйғур тәшкилатлири рәһбәрлири вә вәкиллири билән учришип сөһбәтләр өткүзүп туриду һәм бирқанчә қетим уйғурларни қоллаш аммиви паалийәтлириниму уюштурғаниди.
Мустафа дәстичи әпәнди, америка қатарлиқ чоң дөләтләрниң уйғур дәвасини қоллишиниң зор илгириләш икәнликини, партийәсиниң дуня уйғур қурултийи билән һәмкарлишишни күчәйтидиғанлиқини баян қилип мундақ деди: “һазир әң муһим болғини шәрқий түркистан дәвасиниң хәлқаралашқанлиқидур. Америка вә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң күн тәртипигә келиши наһайити муһим, чүнки булар шәрқий түркистан дәвасидики зор илгириләш. Биз һәр даим шәрқий түркистан дәвасини қоллаймиз вә қоллашни давам қилимиз. Қәйәрдә бир шәрқий түркистанлиқ болса биз уларниң қийинчилиқлирини һәл қилиш үчүн қолимиздин кәлгәнни қилимиз. Дуня уйғур қурултийиниң паалийәтлирини көзитиватимиз, шәрқий түркистанлиқларниң авази болушқа тиришиватиду, биз бүйүк бирлик партийәси болуш сүпитимиз һәр даим дуня уйғур қурултийи қоллаймиз вә һәмкарлишимиз”.
Арқидин дуня уйғур қурултийи баш тәптиши абдулһеким идрис әпәнди сөз қилип, д у қ вә уйғур һәрикити тәшкилати намидин бүйүк бирлик партийәсигә рәһмәт ейтидиғанлиқини баян қилип мундақ деди: “сиз һәр даим шәрқий түркистан дәвасини қоллап кәлгәнликиңиз үчүн рәһмәт ейтқили кәлдуқ, бизни қобул қилғанлиқиңиз үчүн көп рәһмәт. Биз шәрқий түркистанлиқлар тарихта көрүлүп бақмиған ирқий қирғинчилиққа дучар болуватимиз. Биз бу зулумни дуня җамаәтчиликигә аңлитишта зор қийинчилиқларға дучар болуватимиз. Чүнки, хитай 21-әсирдә шәрқий түркистанда инсанийәткә қарши җинайәт садир қиливатиду. Бундақ бир пәйттә, дуня җамаәтчиликиниң қоллап-қуввәтлишигә еһтияҗимиз бар. Бизни техиму көп қоллишиңизни үмид қилимән”.
Сөһбәт ахирида абдулһеким идрис әпәнди билән рошән аббас ханим түркийәдики уйғурларниң өзлиригә һавалә қилған тәләплирини мустафа дәстичигә йәткүзди. Мустафа дәстичи әпәнди бу тәләпләрни түркийә һөкүмитигә йәткүзидиғанлиқини билдүрди.
Абдулһеким идрис әпәнди бу учришиш һәққидики тәсиратини баян қилип, өзлириниң мустафа дәстичигә д у қ ниң америка вә ғәрб дөләтлиридики паалийәтлири тоғрисидиму тәпсилий мәлумат бәргәнлики вә д у қ билән түркийәдики сиясий партийәләр оттурисидики һәмкарлиқни күчәйтиш тоғрисидиму музакирә елип берилғанлиқини баян қилди.
Уйғур һәрикити рәиси рошән аббас ханим билән д у қ баш тәптиши абдулһеким идрис әпәнди 21-июндин 27-июн күнигичә әнқәрәдә елип барған паалийәтлиридә явропа дөләтлириниң әнқәрәдә турушлуқ дипломатлириға уйғурларниң һазирқи еғир вәзийити тоғрисида доклат бәргәндин сирт, ийи партийәси рәиси мәрал ақшәнәр ханим, келәчәк партийәси рәиси әхмәд давутоғлу қатарлиқлар биләнму көрүшүп уйғурларниң һазирқи еғир вәзийити вә уйғур мәсилисиниң хәлқарадики тәрәққияти тоғрисидиму мәлумат бәргән.
Ийи партийәси рәиси мәрал ақшәнәр ханим уларға “шәрқий түркистан дәвасиниң партийәсиниң өз дәваси икәнлики” ни тәкитлигән.
Келәчәк партийәси рәиси әхмәд давутоғлу партийәсиниң қурулған күндин тартип шәрқий түркистан дәвасини қоллаватқанлиқини бундин кейинму қоллайдиғанлиқини алаһидә тәкитлигән
Абдулһеким идрис әпәнди әпәнди қобул қилған сиясий партийә рәһбәрлиригә “қизил қиямәт” намлиқ өзи язған китабини тәқдим қилди.