Уйғур дәвасиниң қоллиғучиси, тонулған тарихчи профессор доктор мустафа кафали аләмдин өтти

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2019.08.30
Mustafa-Kafali-00.jpeg Уйғур дәвасиниң қоллиғучиси, тонулған тарихчи профессор доктор мустафа кафали әпәндимниң җиназә намизидин бир көрүнүш. 2019-Йили 30-авғуст. Әнқәрә, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

29-Авғуст күни д у қ тәзийәнамә елан қилип, уйғур дәвасиниң қоллиғучиси, тонулған тарихчи профессор доктор мустафа кафалиниң аләмдин өткәнликигә тәзийә билдүрди вә аилә-тавабатлириға сәбрә тилиди.

Түркийәдә университет оқуғучиси вақтидин тартип уйғур дәвасини қоллап кәлгән вә уйғур тарихи һәққидә китаб вә көп санда мақалә йезип қалдурған тонулған тарихчи профессор доктор мустафа кафали әпәнди 8-айниң 28-күни 85 яшта аләмдин өтти. 

Әнқәрә университети тил вә тарих-җуғрапийә факултетиниң пенсийигә чиққан профессори мустафа кафали әпәнди “чағатай ханлиқи тарихи” (1227-1345) намлиқ китаб билән қәдимки уйғур тарихи, чағатай ханлиқи тоғрисида көп санда мақалә йезип қалдурғандин сирт яшлиқ йиллиридин тартип көп сандики илмий вә доклат бериш йиғинлирида уйғур тарихи, мәдәнийити вә уйғур мәсилиси тоғрисида доклатлар бәргән. 

Униң 1984-йили язған “чағатай ханлиқи тарихи” намлиқ китаби чағатай ханлиқи тоғрисида йезилған чоң һәҗимлик китаб һесаблинидикән. У, көп санда тарихчи йетиштүргән устаз болуп, түркийәниң һәр қайси университетлирида униң көп санда оқуғучиси профессор болуп хизмәт қилмақта. У, түркийәдә “муәллимләрниң муәллими” унваниға игә болған оқутқучи икән. 

Мәрһум профессор доктор мустафа кафалиниң оқуғучиси, һазир әнқәрә университетида уйғур тарихи дәрслирини бериватқан, “уйғур мәдәнийәт тарихи” вә “уйғур тарихи” намлиқ китабларниң аптори профессор доктор саадәттин гөмәч әпәнди зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “бурун һәр қайси гезит-журналларда түрк дуняси тоғрисида, уйғур мәсилиси вә шәрқий түркистан тоғрисида язған мақалилири бар. Буниңдин сирт истанбулдики шәрқий түркистан вәхпиниң тәклипигә бинаән түркийәниң һәр қайси җайлирида уйғур мәсилиси вә уйғурлар дучар болуватқан бесим тоғрисида көп қетим доклат бәргән. Бизниң уйғур тарихи тәтқиқатчиси болушимизға йол көрсәткән устаз. Мустафа муәллимниң йетәклиши билән түркийәдә көп санда киши уйғур тарихи бойичә докторлуқ илмий мақалиси язди, уйғур тарихи тоғрисида мақалә вә китаблар язди. Шуңа мустафа кафали муәллимниң түркийәдә уйғур тарихи вә шәрқий түркистан тарихи тәтқиқатида роли интайин зор”.

Түркийәдә зор абруйға игә болған мустафа кафали әпәндиниң 8-айниң 30-күни әнқәрә қоҗатәпә мәсчитидә өткүзүлгән мейит намизини чүшүрүшкә түркийәниң бәзи дөләт рәһбәрлири, бәзи партийиниң мәсуллири, йетиштүргән оқуғучилири, уруқ-туғқанлири вә әнқәрәдики уйғурлардин болуп миңлиған киши қатнашти. Униң җиназисиниң үстигә түрк байриқи билән уйғурларниң көк байриқи қоюлған болуп, бүгүн әнқәрә гөлбаши қәбристанлиқиға дәпнә қилинди. 

Биз мейит намизини чүшүрүшкә қатнашқан әнқәрәдики хаҗәттәпә университети оқутқучиси доктор әркин әкрәмгә микрофонимизни узаттуқ. 

Профессор доктор мустафа кафали әпәнди милләтчилик идийәсигә игә бир киши болуп, өмриниң ахириғичә түркий милләтләрниң мәсилилиригә болупму уйғур мәсилисигә көңүл бөлгән. Доктор әркин әкрәм әпәнди мәрһум мустафа кафали әпәндиниң уйғур дәвасиға қошқан төһписиниң зор икәнликини, 1960-йиллардин тартип әйса йүсүп алиптекинни тонуйдиғанлиқини тәкитлиди. 

Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди профессор доктор мустафа кафали устазниң вапатидин көңлиниң бәкла йерим болғанлиқини, д у қ намидин тәзийә билдүридиғанлиқини баян қилди.

Мәрһум мустафа кафали әпәнди “чағатай ханлиқи” намлиқ китабтин сирт уйғур тарихи һәққидә көп йеңилиқларни оттуриға қойған. Доктор әркин әкрәм әпәнди доктор мустафа кафали әпәндиниң уйғур тарих тәтқиқатиға қошқан төһписиниң зор икәнликини баян қилди.

Мәрһум профессор доктор мустафа кафали әпәнди 1960-йиллардин тартип уйғур дәвасиға көңүл бөлүп кәлмәктә икән. Шәрқий түркистан вәхпиниң сабиқ рәиси һамут гөктүрк әпәнди уни 1984-йилидин тартип мәрһум әйса йүсүп алиптекин билән тонушидиғанлиқини баян қилди. 

Қиммәтлик радио аңлиғучилар тонулған тарихчи профессор доктор мустафа кафали түркийәниң коня вилайитидә туғулған. Тонулған тарихчи зеки вәлиди доғанниң докторлуқ оқуғучиси болған. У 85 йиллиқ өмридә 6 китаб вә көп санда мақалә язған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.