Мусулманлар җамаити ислам һәмкарлиқ тәшкилатини уйғурларни қоллашқа чақирди

Мухбиримиз әзиз
2020.12.21
Мусулманлар җамаити ислам һәмкарлиқ тәшкилатини уйғурларни қоллашқа чақирди 17-Декабир күни америка мусулман тәшкилатлар кеңиши, “уйғурларға тездин азадлиқ” қатарлиқ орунлар бирликтә ачқан тор муһакимә йиғининиң чақириқи. 2020-Йили 17-өктәбир.
uscmo.org

Хәлқарадики уйғурларни қоллаш садаси барғансери юқури көтүрүливатқанда әң чоң ислам тәшкилатлириниң бири болған “ислам һәмкарлиқ тәшкилати” ниң еғир бастуруш вә қирғинчилиққа дуч келиватқан уйғурларни әмәс, әксичә уйғурларни һуҗум нишани қиливатқан хитай һөкүмитини қоллиши изчил хәлқараниң тәнқид обекти болуп кәлмәктә. Әнә шундақ аччиқ реаллиққа қарши ортақ сада һасил қилиш үчүн 140 тин артуқ тәшкилат вә 25 дөләт изчил өзлириниң бир кишилик мәҗбурийитини ада қилип кәлмәктә. Әнә шу хил тиришчанлиқниң бири 17-декабир күни америка мусулман тәшклатлар кеңиши, “уйғурларға тездин азадлиқ” қатарлиқ орунлар бирликтә ачқан тор муһакимә йиғини болди.

Йиғинда алди билән риясәтчи аюб разиқ сөз елип, нөвәттә мусулманлар дунясида, болупму мусулман яшлар арисида уйғурлар дуч келиватқан паҗиәләр һәққидә һечқанчә чүшәнчиниң йоқлуқини, шу сәвәбтин бу һәқтики реаллиқни техиму көп мусулманлар җамаитигә билдүрүш арзусиниң мушундақ бир тор муһакимиси ечишниң җиддий зөрүрийәтләрдин болуп қалғанлиқини алаһидә көрсәтти.

Америка мусулман тәшкилатлар кеңишиниң рәиси оссамә җамал әпәнди уйғурларниң нөвәттә милйонлап лагерларға қамилиш һәмдә еғир иҗтимаий бастурушқа дучар болуши һәққидә омумиййүзлүк әһвал тонуштурди. Арқидин хәлқарада бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) дин қалсила иккинчи орундики чоң тәшкилат болған “ислам һәмкарлиқи тәшкилати” ниң хитай һөкүмити уйғурларға шунчә көп зулумларни селиватқанда хитай һөкүмиитни әйибләш орниға охшаш болмиған сорунларда хитай һөкүмитини қоллап кәлгәнликини кәскин әйиблиди. Шундақла ‍уйғурларниң һәқ вә һоқуқларда дуняниң башқа җайлиридики һәрқандақ мусулманлар җамаитигә охшаш муамилигә муйәссәр болуш һәққиниң барлиқини тәкитлиди.

Бу қетимқи йиғинда йеқинқи мәзгилләрдә қурулған “уйғурларға тездин азадлиқ” тәшкилатиниң әрәб оқуғучилардин болған вәкиллири тәсним беналлаһ вә әмәл әлтраб актип пикир қилди. Болупму йел университетиниң оқуғучиси әмәл әлтраб өзиниң яшларға хас җушқунлуқи билән уйғурлардики ‍слам етиқадиниң нөвәттә җинайәт саниливатқанлиқи, хитай һөкүмитиниң аллиқачан милйонлап уйғурни лагирларға қамаш билән болди қилмиғанлиқи, әмдиликтә уйғур қиз-чоканлирини мәҗбурий туғмас қиливетиш, уларни һамилә чүшүрүшкә мәҗбурлаш, балиларни ата-анилиридин җуда қилиш қатарлиқ қилмишларни көпләп садир қиливатқанлиқи сепи өзидин қирғинчилиқ икәнлики, хитай һөкүмити уйғурларға қарши шунчә көп қәбиһ қилмишларни садир қиливатсиму ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң буни әйибләш орниға изчил сүкүтни таллап кәлгәнлики, шундақла уларниң хәлқара сорунларда мушундақ бир һөкүмәтни ақлишиниң ислам һәмкарлиқ тәшкилати үчүн қанчилик зор номус икәнликини, шундақла ислам һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң уйғурларни һемайә қилиш һәркитигә аваз қошуш мәҗбурийитиниң барлиқини баян қилди. У бу қатарда ислам һәмкарлиқи тәшкилатиға исламий әһкамларға әмәл қилған һалда дунядики башқа мусулманлар җамаитиниң сепигә йеқиндин әгишиш, ениқ қилип хитай һөкүмитиниң уйғурларға қарши җинайәтлирини әйибләш, уйғур мусапирлириға баш панаһ болуш қатарлиқ бәш түрлүк тәклипни сунди. Шуниңдәк “қуран” айәтлиридин нәқил кәлтүрүп, мусулманларниң һәрқачан адаләтни яқлаш мәҗбурийити барлиқи, залимларниң күч-қудрити уларни адаләтни яқлаштин тосуп қалмаслиқи лазимлиқини алаһидә тәкитлиди.

Бу қетимқи йиғинға иштирак қилған йәнә бир әзиз меһман америка мусулманлири арисида муәййән шөһрәткә игә ислам алимлиридин бири, даллас шәһридики җәнубий методист университетиниң профессори өмәр сулайман иди. Уму өзиниң уйғурларниң әһвали һәққидә яхши мәлуматлиқ икәнликини билдүрүш билән биргә уйғурларға охшаш авази ‍өчүрүлгән бир милләт үчүн аваз чиқиришниң нәқәдәр муһимлиқини алаһидә көрсәтти. Болупму ислам һәмкарлиқи тәшкилати вә башқа мусулман дөләтлириниң уйғурлар һәммигә мәлум болуватқан шунчә көп зулумға вә бастурушқа дуч келиватқанда бир чәттә қол қовуштуруп туруштин актип һалда залимға маслишип хитай һөкүмитиниң мушу хил қилмишлирини қоллишиниң бәкму номуслуқ иш икәнликини тәкитлиди. Шуниңдәк бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң кишилик һоқуқ алий кеңиши йиғинида хитай һөкүмитиниң “терорлуққа қарши туруш” намида уйғурларни бастурушини қоллап аваз бәргән дөләтләрниң көпинчиси мусулман дөләтлири икәнлики, һазирқидәк “ислам вәһимиси” һәммә җайни қаплаватқанда мусулманларға зиянкәшлик қилиш қилмишиниң әң еғри уйғурларниң бешиға кәлгәнлики, һазир мусулман әллириниң уйғурлар дуч келиватқан зулум һәққидә хитайни қоллапла қалмастин, йәнә хитайға һәр җәһәттин ярдәм бериватқанлиқини, хитайниң һазир иқтисадий козир арқилиқ һәрқайси мусулман әллирини уйғурлар һәққидә ағзаки болсиму сөз қилалмайдиған бир һалға чүшүрүп қойғанлиқини әйиблиди. Өмәр сулайманниң пикричә, пәләстингә ярдәм бериш һәққидә ағзи-ағзиға тәгмәй сөз қиливатқан ислам дөләтлириниң “уйғурлар терорлуқ қилғанлиқи үчүн хитай уларни бастуриватиду” дегәндәк сөз оюниға һамақәтләрчә әгишишини, дунядики әң чоң исламий тәшкилат болған ислам һәмкарлиқи тәшкилатиниң дунядики әң чоң қирғинчилиқ болған уйғурлар паҗиәси алдида көкрәк керип төт еғиз сөз қилалмаслиқини һәрқанчә қилипму чүшәнгили болмайдикән. У сөзиниң ахирида “уйғурлар һәққидә мушуниму қилалмисаңлар силәр немигә мәвҗут болисиләр?” дәп соал қойди.

Йиғинда канада парламентиниң әзаси хәтзир мәкферсон ханимму алаһидә сөз қилди. У сөзидә уйғурлар дуч келиватқан қирғинчилиқниң канада парламенти вә һөкүмитидә тегишлик инкасларни қозғаватқанлиқини, канада һөкүмитиниң бу мәсилидә мәхсус баянат елан қилғанлиқини сөзләп келип “башқа һөкүмәтләр хитайниң уйғурларға селиватқан зулумлирини әйиблимисә биз әйибләймиз” деди. Шуниңдәк өткән ‍кки йилда канада парламенти қармиқидики тармақ комитетларниң уйғурлар мәсилиси һәққидә көплигән мәлуматларни вә учурларни елан қилғанлиқини сөзләп келип “бизниң уйғурларға игә чиқишимиз буниңлиқ биләнла тохтап қалмайду. Биз буниңдин кейинму давамлиқ бу темидики паалийәтлиримизни тохтатмаймиз” деди. Болупму һазирқи зор көләмлик мәҗбурий әмгәк һәмдә униң билән четишлиқ тәминат зәнҗири мәсилиисидә давамлиқ өзлириниң уйғурлар тәрәптә туридиғанлиқини билдүрди.

Бу қетимқи йиғинға уйғур сиясий паалийәтчилириму тәклип қилинған болуп, уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң директори өмәр қанат вә дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса мәхсус сөз қилди. Долқун әйса сөзидә уйғурларниң сиясий, иқтисадий вә мәдәнийәт җәһәтләрдә бирдәк зор қирғинчилиққа дуч келиватқан һазирқидәк әһвалда хитайниң техиму һәддидин ешип чәтәлләрдики барлиқ һәққанийәт садалирини өчүрүшкә уруниватқанлиқини, әмма ислам һәмкарлиқ тәшкилати бу мәсилидә хитайни қоллаш мәвқәсидә болсиму, йәнә йүзлигән пуқравий ислам тәшкилатлириниң һәмдә түркийәгә охшаш бир қисим дөләтләрниң йәнила уйғурларни қоллаватқанлиқини алаһидә көрситип өтти. У йәнә өзиниң ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң вәкили билән җәнвәдә көрүшкән вақитта улардин ярдәм сориған болсиму уларниң һазирғичә уйғурлар һәққидә ашкара ипадә билдүрмигәнликидин бәкму әпсуслинидиғанлиқини, чүнки хитай һөкүмити уйғурларни қирғин қиливатқанда бундақ бир зор исламий тәшкилатниң уйғурларға ярдәм қилиш мәҗбурийити барлиқини тәкитлиди.

Вашингтон шәһридики уйғур һәркити тәшкилатиниң рәиси рушән аббасму йиғинда сөз қилди. У уйғурлардики “дост йиғлитип ейтар” дегән тәмсилни нәқил елип, уйғурларниң һазирқи әһвалиниң аддийла бир милләтниң бозәк болуши әмәсликини, әксичә нөвәттә уйғурлар мушунчә зулумға учраватқанда ислам дуняси бир чәттә қарап туривәрсә уларниң узунға қалмай уйғурлар дуч кәлгән аччиқ паҗиәниң кейинки нишани болидиғанлиқини, чүнки аллиқачан исламға қарши җәң елан қилған хитай һөкүмитиниң ислам дунясини контрол қиливелиш арқилиқ ахирида һәмммисини йоқитиш нишани қиливатқанлиқини, шуңа ислам дөләтлириниң уйғурларға болған бу хил һамақәтләрчә хаинлиқи давам қиливәрсә буниң ақивәттә уларниң өз бешиға еғир балайи-апәтләрни елип келиши муқәррәр икәнликини баян қилди.

Йиғинға қатнашқан уйғур паалийәтчиләрдин сәрви һүсәйинму өзиниң шәхсий кәчүрмишлиригә бирләштүргән һалда уйғурларниң ислам дини билән бағланған барлиқ паалийәтлири, җүмлидин пәрзәнтлиригә исламий мәзмунда исим қоюш яки исламий шәкилдә салам беришкичә болған һәммила иш мәни қилиниватқанда, йәнә келип кейинки бир әвлат уйғур боғунлири атиизимчә роһ билән суғуриливатқанда ислам дөләтлириниң буниңға сүкүт қилишини һәргизму қобул қилишқа болмайдиғанлиқини тилға алди. У сөзиниң давамида “нөвәттики паҗиәләр әнә шу тәриқидә давам қиливәрсә биһудә һаятидин айрилған бигунаһ ‍уйғурларниң қизил тирниқи қиямәттә хитайни қоллиған ашу кишиләрниң бойнини қамаллайду” деди.

Йиғинда америка вә явропадики ислам тәшкилатлириниң вәкиллиридин роберт мәккав, исмахан абдуллаһи, накибур раһман, самир фалах қатарлиқ он нәччә вәкилму охшимиған нуқтилардин уйғурлар дуч келиватқан зулумниң ашкара давам қиливатқан қирғинчилиқ икәнликини, буниң мусулманлар ортақ көңүл бөлүшкә тегишлик мәсилә икәнликини шәрһиләп өтти. Шуниңдәк йиғин әһлиниң намидин ислам һәмкарлиқи тәшкилатиға йоллинидиған очуқ мәктупқа өзлириниңму имза қойидиғанлиқини билдүрди. Йиғин ахирида йиғин иштиракчилириниң түрлүк соаллириға қисқичә җаваб берилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.